25
Исраилларниң Пеорда езиқтурулуп бузуқлуқ қилиши
Исраиллар Шиттимда турған мәзгилдә, хәлиқ Моаб қизлири билән бузуқлуқ қилишқа берилип кәтти. Чөл. 31:16; 33:49 У қизлар Исраилларни өз илаһлириға аталған қурбанлиқларға қатнишишқа чақирди; Исраилларму қурбанлиқлардин йәйдиған, уларниң илаһлириға бирликтә чоқунидиған болди. Зәб. 105:28; Һош. 9:10 Исраиллар Баал-Пеор билән әнә шу тәриқидә бағлинип кәткәнлиги үчүн, Пәрвәрдигарниң Исраилларға аччиғи қозғалди. «Баал» — бутниң исми; «Баал-Пеор» дегән сөз Пеор дегән җайни «алаһидә башқурған Баал»ни көрситиду.   Зәб. 105:29 Пәрвәрдигар Мусаға: —
Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви Исраилларға чүшмисун үчүн, хәлиқниң әмирлириниң һәммисини тутуп, уларни Мениң алдимда аптапта есип қойғин, — деди. Қан. 4:3; Йә. 22:17
Шуниң билән Муса Исраилниң сорақчилириға: — Силәр берип һәр бириңлар өзүңларниң Баал-Пеор билән бағлинип кәткән адәмлирини өлтүрүветиңлар, — деди.
Вә Муса пүткүл Исраил җамаити билән җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида жиға-зерә қилип туруватқанда, мана Исраиллардин бирәйлән келип уларниң көз алдидила Мидияний бир қизни өз қериндашлириниң йениға елип маңди. Каһин Һарунниң нәвриси, Әлиазарниң оғли Финиһас буни көрүп, җамаәт ичидин қопти-дә, қолиға нәйзә елип, Зәб. 105:30 һелиқи Исраил адәмниң арқисидин чедирниң ичкиригә кирип, қиз билән иккисиниң қарниға нәйзә тиқивәтти. Исраиллар арисида тарқалған ваба әнә шу чағдила тохтиди. Шу чағда ваба тегип өлгәнләр җәмий жигирмә төрт миң адәмгә йәткән еди. 1Кор. 10:8 10 Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
11 — «Каһин Һарунниң нәвриси, Әлиазарниң оғли Финиһас Мени дәп вапасизлиққа болған һәситимни өз һәсити билип, Мениң Исраилларға болған ғәзивимни яндурди. Шуңа гәрчә Мән вапасизлиққа болған һәситимдин ғәзәпләнгән болсамму, Исраилларни йоқитивәтмидим. 2Кор. 11:2 12 Шуңа сән: — «Мана, Мән униңға өз аман-хатирҗәмлик әһдәмни тәқдим қилимән! Зәб.105:31 13 Бу әһдә униңға вә униң әвлатлириға тәвә болидиған мәңгүлүк каһинлиқ әһдиси болиду, чүнки у өз Худасини дәп вапасизлиққа һәсәт қилип, Исраиллар үчүн кафарәт кәлтүрди» — дәп җакалиғин».
14 Өлтүрүлгән йәни һелиқи Мидияний қиз билән биллә өлтүрүлгән Исраил адәмниң исми Зимри болуп, Салуниң оғли, Шимеон қәбилисидики бир җәмәтниң әмри еди. 15 Өлтүрүлгән Мидияний қизниң исми Козби болуп, Зурниң қизи еди; Зур болса Мидияний бир қәбилиниң башлиғи еди. 16 Пәрвәрдигар Мусаға: —
17 Сән Мидиянийларға арам бәрмәй зәрбә бәргин; Чөл. 31:2 18-19 Чүнки улар һейлә-микир ишлитип силәргә арам бәрмигән; Пеордики ишта, шундақла уларниң сиңлиси болған Мидиянниң бир әмриниң қизи Козбиниң ишидиму һейлә-микир ишлитип силәрни аздурған, — деди. Козби ваба тарқалған күнидә Пеордики иш сәвәвидин өлтүрүлди. Вәһ. 18:6
 
 

25:1 Чөл. 31:16; 33:49

25:2 Зәб. 105:28; Һош. 9:10

25:3 «Баал» — бутниң исми; «Баал-Пеор» дегән сөз Пеор дегән җайни «алаһидә башқурған Баал»ни көрситиду.

25:3 Зәб. 105:29

25:4 Қан. 4:3; Йә. 22:17

25:7 Зәб. 105:30

25:9 1Кор. 10:8

25:11 2Кор. 11:2

25:12 Зәб.105:31

25:17 Чөл. 31:2

25:18-19 Вәһ. 18:6