7
Һанани билән Һананияниң бирликтә башқурушқа қоюлуши
Сепил оңшилип болуп, мән дәрвазиларни орнитип, дәрвазивәнләрни, ғәзәлкәшләрни вә Лавийларни бекитип тайинлиғандин кейин шундақ болдики, Мән иним Һанани билән қәлъә сәрдари Һананияни Йерусалимни башқурушқа қойдум; чүнки Һанания ишәшлик адәм болуп, Худадин қорқушта көп адәмләрдин ешип кетәтти. «иним Һанан» — Нәһәмияниң иниси 1:2, 3дә тилға елиниду. «Мән иним Һанани билән ... Һананияни Йерусалимни башқурушқа қойдум» — Йерусалимни башқурушқа адәмләрни қоюш, Нәһәмияниң Артахшаштаниң йениға қайтмақчи екәнлигини көрситиши мүмкин (2:6ни көрүң). «Һанания ишәшлик адәм болуп...» — ибраний тилида «у ишәшлик адәм болуп..». Бәзи алимлар «у» Һананини көрситиду, дәп қарайду. Мән уларға: — Күн иссиғичә Йерусалимниң қовуқлири ечилмисун; қовуқларниң қанатлири етилгәндә, балдақлар тақалған вақитлиридиму дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун; шуниңдәк Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар күзәт нөвәтлиригә қоюлуп бекитилсун; һәр бир адәм өзиниң бир күзитигә мәсъул болсун, шундақла һәр бириниң күзити өз өйиниң удулида болсун, дәп тапилидим. «дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун» — ибраний тилида «улар йенида туруп күзәт қилисун». «шуниңдәк Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар күзәт нөвәтлиригә қоюлуп бекитилсун; һәр бир адәм өзиниң бир күзитигә мәсъул болсун, шундақла һәр бириниң күзити өз өйиниң удулида болсун, дәп тапилидим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуниңдәк Йерусалимниң қовуқлири чүш вақтида очуқ турмисун; қовуқлар етилгәндә, балдақлири тақалғинида дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун; Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар елинип, күзәт нөвәтлиригә қоюп бекитилсун; бәзиләр алаһидә нөвәттики күзәттә турсун, бәзиләр өз өйиниң удулида күзәттә турсун». Йәнә башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин. Шәһәр чоң һәм кәңри болғини билән аһалә аз, өйләр техи селинмиған еди.
 
Биринчи қетим қайтип кәлгән Йәһудийлар •••• «Әзра» 2:1-35ни көрүң
Худайим көңлүмгә мөтивәрләр, әмәлдарлар вә хәлиқниң һәр бирини нәсәбнамиси бойичә ройхәткә елишқа уларни жиғиш нийитини салди. Мән авал биринчи қетим қайтип кәлгән адәмләрниң нәсәбнамисини таптим, униңда мундақ пүтүлгән еди: —
Төвәндикиләр Йәһудийә өлкисидикиләрдин, әсли Бабил падишаси Небоқаднәсар тәрипидин сүргүн қилинғанлардин, Йерусалим вә Йәһудийәгә чиқип, һәр бири өз шәһирлиригә кәтти: — «Төвәндикиләр... әсли Бабил падишаси Небоқаднәсар тәрипидин сүргүн қилинғанлардин...» — бу тизимлик билән «Әзра» 2-баптики тизимлик оттурисида адәмләрниң исимлири, сани вә тизимлик тәртивидә бәзидә азрақ пәриқләр бар. Бу пәриқләр икки тизимликниң һәқиқәт екәнлигигә техиму испат бериду. Иккинчи тизимликни Йерусалимда, биринчи тизимликни Бабилда қилған болуши мүмкин. Иккинчи тизимлик ахирида Йерусалимға йетип келип олтирақлашқанларни көрситиду; биринчи тизимликтә хатириләнгән бәзилири шүбһисизки, кейин нийитидин ейнип, Йерусалимға бармай қалған яки барғандин кейин, йәнә Бабилға қайтип кәткән еди; шундақла Йерусалимға қайтиш йолида өлгәнләр болушиму мүмкин. Әслидики тизимликкә хатириләнмигән болсиму, лекин кейин Йерусалимға баримән дәп «қайтиш»қа қатнашқанларму бар болса керәк; улар иккинчи тизимликкә хатириләнгән.   Әзра 2
Улар Зәруббабәл, Йәшуа, Нәһәмия, Азария, Раамия, Наһамани, Мордикай, Билшан, Миспәрәт, Бигвай, Нәһум вә Баанаһлар биллә қайтип кәлди. Әнди Исраил хәлқиниң ичидики әркәкләрниң сани төвәндикичә: —
Парошниң әвлатлири икки миң бир йүз йәтмиш икки киши; Шәфатияниң әвлатлири үч йүз йәтмиш икки киши; 10 Араһниң әвлатлири алтә йүз йәтмиш бәш киши; 11 Паһат-Моабниң әвлатлири, йәни Йәшуа билән Йоабниң әвлатлири икки миң сәккиз йүз он сәккиз киши; 12 Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши; 13 Заттуниң әвлатлири сәккиз йүз қириқ бәш киши; 14 Заккайниң әвлатлири йәттә йүз атмиш киши; 15 Биннуийниң әвлатлири алтә йүз қириқ сәккиз киши; 16 Бибайниң әвлатлири алтә йүз жигирмә сәккиз киши; 17 Азгадниң әвлатлири икки миң үч йүз жигирмә икки киши; 18 Адоникамниң әвлатлири алтә йүз атмиш йәттә киши; 19 Бигвайниң әвлатлири икки миң атмиш йәттә киши; 20 Адинниң әвлатлири алтә йүз әллик бәш киши; 21 Һәзәкияниң җәмәтидин болған Атерниң әвлатлири тохсән сәккиз киши; 22 Һашумниң әвлатлири үч йүз жигирмә сәккиз киши; 23 Бизайниң әвлатлири үч йүз жигирмә төрт киши; 24 Һарифниң әвлатлири бир йүз он икки киши; «Һариф» — «Әзра» 2:18дә «Йораһ». 25 Гибеонниң әвлатлири тохсән бәш киши; «Гибеон» — «Әзра» 2:20дә «Гиббар». 26 Бәйт-Ләһәмликләр билән Нитофалиқлар җәмий бир йүз сәксән сәккиз киши; 27 Анатотлуқлар бир йүз жигирмә сәккиз киши; 28 Бәйт-Азмавәтликләр қириқ икки киши. 29 Кириат-йеаримлиқлар, Кәфираһлиқлар вә Бәәротлуқлар болуп җәмий йәттә йүз қириқ үч киши; 30 Рамаһлиқлар билән Гебалиқлар җәмий алтә йүз жигирмә бир киши; 31 Микмашлиқлар бир йүз жигирмә икки киши; 32 Бәйт-Әлликләр билән айилиқлар җәмий бир йүз жигирмә үч киши; 33 иккинчи бир Небодикиләр әллик икки киши; 34 иккинчи бир Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши; 35 Һаримниң әвлатлири үч йүз жигирмә киши; 36 Йерихолуқлар үч йүз қириқ бәш киши; 37 Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири җәмий йәттә йүз жигирмә бир киши; «Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири...» — яки «Лодлуқлар, Һадидлиқлар вә Онолуқлар...». 38 Синааһниң әвлатлири үч миң тоққуз йүз оттуз киши.
 
Қайтип кәлгән каһинлар вә Лавийлар •••• «Әзра» 2:36-42ни көрүң
39 Каһинларниң сани төвәндикичә: — Йәшуа җәмәтидики Йәдаяниң әвлатлири тоққуз йүз йәтмиш үч киши; 40 Иммәрниң әвлатлири бир миң әллик икки киши; 41 Пашхурниң әвлатлири бир миң икки йүз қириқ йәттә киши; 42 Һаримниң әвлатлири бир миң он йәттә киши.
43 Лавийларниң сани төвәндикичә: — Ходваһниң әвлатлиридин, йәни Йәшуа билән Кадмийәлниң әвлатлири йәтмиш төрт киши. «Ходваһ» — «Әзра» 2:40дә «Ходавия».
44 Ғәзәлкәшләрдин: — Асафниң әвлатлири бир йүз қириқ сәккиз киши.
45 Дәрвазивәнләрниң нәслидин: — Шаллумниң әвлатлири, Атерниң әвлатлири, Талмонниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири, Хатитаниң әвлатлири билән Шобайниң әвлатлири җәмий бир йүз оттуз сәккиз киши.
 
Қайтип кәлгән муқәддәс җай вә шаһ җәмәтидики хизмәткарлар •••• «Әзра» 2:43-58ни көрүң
46 Ибадәтхана хизмәткарлири төвәндикичә: — Зиханиң әвлатлири, Хасуфаниң әвлатлири, Таббаотниң әвлатлири. «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». Мәнаси бәлким «беғишланғанлар». Уларниң әҗдатлири бәлким «Гибеонлуқлар» еди. «Йәшуа» 9:27ни вә «1Тар.» 9:2ни көрүң. 47 Киросниң әвлатлири, Сияниң әвлатлири, Падонниң әвлатлири, «Сия» — «Әзра» 2:47дә «Сияһа». 48 Либанаһниң әвлатлири, Һагабаһниң әвлатлири, Шалмайниң әвлатлири, 49 Һананниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири, Гаһарниң әвлатлири, 50 Реаяһниң әвлатлири, Рәзинниң әвлатлири, Никоданиң әвлатлири, 51 Газзамниң әвлатлири, Уззаниң әвлатлири, Пасияниң әвлатлири, 52 Бисайниң әвлатлири, Мәунимниң әвлатлири, Нәфуссәсимниң әвлатлири, «Нәфуссәсим» — «Әзра» 2:50дә «Нәфуссим». 53 Бакбукниң әвлатлири, Хакуфаниң әвлатлири, Хархурниң әвлатлири, 54 Базлитниң әвлатлири, Мәһиданиң әвлатлири, Харшаниң әвлатлири, «Базлит» — яки «Базлут» «Әзра» 2:52. 55 Баркосниң әвлатлири, Сисераниң әвлатлири, Темаһниң әвлатлири, 56 Нәзияниң әвлатлири билән Хатифаниң әвлатлиридин ибарәт.
57 Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлириниң сани төвәндикичә: — Сотайниң әвлатлири, Софәрәтниң әвлатлири, Периданиң әвлатлири, «Перида» — яки «Перуда» «Әзра» 2:55. 58 Яаланиң әвлатлири, Дарконниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири, 59 Шәфәтияниң әвлатлири, Хаттилниң әвлатлири, Поқәрәт-Һаззибаимниң әвлатлири билән Амонниң әвлатлиридин ибарәт. «Амон» — яки «Ами» «Әзра» 2:57. 60 Ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткари болғанларниң әвлатлири җәмий үч йүз тохсән икки киши.
 
Келип чиқиши наениқ кишиләр •••• «Әзра» 2:59-63
61 Төвәндики кишиләр Тәл-Мелаһ, Тәл-Харша, Керуб, Аддон, Иммәрдин кәлгән болсиму, лекин улар өзлириниң ата җәмәтиниң яки нәсәбиниң Исраил адими екәнлигини испатлап берәлмиди. 62 Булар Делаяниң әвлатлири, Тобияниң әвлатлири вә Никоданиң әвлатлири болуп, җәмий алтә йүз қириқ икки киши; 63 Каһинлардин Хабаяниң әвлатлири, козниң әвлатлири билән Барзиллайниң әвлатлири бар еди; Барзиллай Гилеадлиқ Барзиллайниң бир қизини алғачқа уларниң ети билән аталған еди. «Козниң әвлатлири» — яки «Һаккозниң әвлатлири». 64 Булар җәмәтиниң нәсәбнамисини издәп тапалмиди; шуңа улар «напак» һесаплинип каһинлиқтин қалдурулди. 65 Валий уларға: — Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә «әң муқәддәс йимәкликләр»гә еғиз тәккүзмәйсиләр, деди. «Валий» — ибраний тилидики «Тиршата», әслидә Парс тили болуп, мәнаси бәлким «җанаблири». «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. У каһин кийгән «әфод»ниң янчуқида (қошенда) туриду. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. «Мис.» 28:28-30ни көрүң. «урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә» — мәнаси бәлким: (1) урим вә туммим Бабилда сүргүн болған вақтида йоқап кәткән болуши мүмкин; (2) тепилғини билән уларға тәбир берип мәнасини чүшәндүридиған каһин техи чиқмиди.
 
Қайтип кәлгүчиләрниң умумий сани •••• «Әзра» 2:64-67ниму көрүң
66 Пүтүн җамаәт җәмий қириқ икки миң үч йүз атмиш киши; «қириқ икки миң үч йүз атмиш киши» — бу «Әзра» 2:64дики санға охшаш; шүбһисизки, бу Йерусалимға йетип келип, Бабилға қайтмай, Йәһудийәдә һәқиқий олтирақлашқанларниң санидур. 67 Буниңдин башқа уларниң йәнә йәттә миң үч йүз оттуз йәттә қул-дедиги бар еди; йәнә икки йүз қириқ бәш әр-аял ғәзәлчиси бар еди. Уларниң йәттә йүз оттуз алтә ети, икки йүз қириқ бәш қечири, 69 төрт йүз оттуз бәш төгиси вә алтә миң йәттә йүз жигирмә ешиги бар еди.
 
Ибадәтхана үчүн тәқдим қилинған соғатлар •••• «Әзра» 2:68-70ниму көрүң
70 Җәмәт каттивашлиридин бәзилири ибадәтхана қурулуши үчүн һәдийәлирини тәқдим қилди; валий ғәзнигә миң дарик алтун, әллик дас вә бәш йүз оттуз қур каһин тони тәқдим қилди; «дарик» — (яки «драхма») — мошу йәрдә Парс империйәсидики бир хил алтун тәңгә, бир дарикниң еғирлиғи 0.4-0.5 грам болуши мүмкин; мошу йәрдә бу дасларниң қиммити 0.4-0.5 килограм алтунға баравәр еди. 71 җәмәт каттивашлиридин бәзилири қурулуш ғәзнисигә жигирмә миң дарик алтун, икки миң икки йүз мина күмүч; «мина» — бир хил күмүч тәңгә, 60 шәкәлгә яки «талант»тин атмиштин биригә баравәр еди. Мошу йәрдә күмүчниң җәмий еғирлиғи бәлким 800-1200 килограмчә еди. 72 хәлиқниң қалғини жигирмә миң дарик алтун, икки миң икки йүз мина күмүч, атмиш йәттә қур каһин тонини тәқдим қилди. 73 Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр вә бир қисим хәлиқ қошулуп, ибадәтхана хизмәткарлири, шундақла қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти. «Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр... шундақла қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти» — бу айәтниң мәнаси бәлким: (1) каһинлар, Лавийлар қатарлиқлар өзигә яңливаштин тәқсим қилинған шәһәрлиридә макан тутти, яки Йерусалимдики хизмәттә болуш үчүн Йерусалимға йеқин болған, шундақла уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти; (2) Лавийлардин башқа Исраиллар, йәни он икки қәбилидин қайтип кәлгәнләр әслидә өзигә хас шәһәрлиригә маканлашти яки яңливаштин уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти.
Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.
 
 

7:2 «иним Һанан» — Нәһәмияниң иниси 1:2, 3дә тилға елиниду. «Мән иним Һанани билән ... Һананияни Йерусалимни башқурушқа қойдум» — Йерусалимни башқурушқа адәмләрни қоюш, Нәһәмияниң Артахшаштаниң йениға қайтмақчи екәнлигини көрситиши мүмкин (2:6ни көрүң). «Һанания ишәшлик адәм болуп...» — ибраний тилида «у ишәшлик адәм болуп..». Бәзи алимлар «у» Һананини көрситиду, дәп қарайду.

7:3 «дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун» — ибраний тилида «улар йенида туруп күзәт қилисун». «шуниңдәк Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар күзәт нөвәтлиригә қоюлуп бекитилсун; һәр бир адәм өзиниң бир күзитигә мәсъул болсун, шундақла һәр бириниң күзити өз өйиниң удулида болсун, дәп тапилидим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуниңдәк Йерусалимниң қовуқлири чүш вақтида очуқ турмисун; қовуқлар етилгәндә, балдақлири тақалғинида дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун; Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар елинип, күзәт нөвәтлиригә қоюп бекитилсун; бәзиләр алаһидә нөвәттики күзәттә турсун, бәзиләр өз өйиниң удулида күзәттә турсун». Йәнә башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

7:6 «Төвәндикиләр... әсли Бабил падишаси Небоқаднәсар тәрипидин сүргүн қилинғанлардин...» — бу тизимлик билән «Әзра» 2-баптики тизимлик оттурисида адәмләрниң исимлири, сани вә тизимлик тәртивидә бәзидә азрақ пәриқләр бар. Бу пәриқләр икки тизимликниң һәқиқәт екәнлигигә техиму испат бериду. Иккинчи тизимликни Йерусалимда, биринчи тизимликни Бабилда қилған болуши мүмкин. Иккинчи тизимлик ахирида Йерусалимға йетип келип олтирақлашқанларни көрситиду; биринчи тизимликтә хатириләнгән бәзилири шүбһисизки, кейин нийитидин ейнип, Йерусалимға бармай қалған яки барғандин кейин, йәнә Бабилға қайтип кәткән еди; шундақла Йерусалимға қайтиш йолида өлгәнләр болушиму мүмкин. Әслидики тизимликкә хатириләнмигән болсиму, лекин кейин Йерусалимға баримән дәп «қайтиш»қа қатнашқанларму бар болса керәк; улар иккинчи тизимликкә хатириләнгән.

7:6 Әзра 2

7:24 «Һариф» — «Әзра» 2:18дә «Йораһ».

7:25 «Гибеон» — «Әзра» 2:20дә «Гиббар».

7:37 «Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири...» — яки «Лодлуқлар, Һадидлиқлар вә Онолуқлар...».

7:43 «Ходваһ» — «Әзра» 2:40дә «Ходавия».

7:46 «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». Мәнаси бәлким «беғишланғанлар». Уларниң әҗдатлири бәлким «Гибеонлуқлар» еди. «Йәшуа» 9:27ни вә «1Тар.» 9:2ни көрүң.

7:47 «Сия» — «Әзра» 2:47дә «Сияһа».

7:52 «Нәфуссәсим» — «Әзра» 2:50дә «Нәфуссим».

7:54 «Базлит» — яки «Базлут» «Әзра» 2:52.

7:57 «Перида» — яки «Перуда» «Әзра» 2:55.

7:59 «Амон» — яки «Ами» «Әзра» 2:57.

7:63 «Козниң әвлатлири» — яки «Һаккозниң әвлатлири».

7:65 «Валий» — ибраний тилидики «Тиршата», әслидә Парс тили болуп, мәнаси бәлким «җанаблири». «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. У каһин кийгән «әфод»ниң янчуқида (қошенда) туриду. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. «Мис.» 28:28-30ни көрүң. «урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә» — мәнаси бәлким: (1) урим вә туммим Бабилда сүргүн болған вақтида йоқап кәткән болуши мүмкин; (2) тепилғини билән уларға тәбир берип мәнасини чүшәндүридиған каһин техи чиқмиди.

7:66 «қириқ икки миң үч йүз атмиш киши» — бу «Әзра» 2:64дики санға охшаш; шүбһисизки, бу Йерусалимға йетип келип, Бабилға қайтмай, Йәһудийәдә һәқиқий олтирақлашқанларниң санидур.

7:70 «дарик» — (яки «драхма») — мошу йәрдә Парс империйәсидики бир хил алтун тәңгә, бир дарикниң еғирлиғи 0.4-0.5 грам болуши мүмкин; мошу йәрдә бу дасларниң қиммити 0.4-0.5 килограм алтунға баравәр еди.

7:71 «мина» — бир хил күмүч тәңгә, 60 шәкәлгә яки «талант»тин атмиштин биригә баравәр еди. Мошу йәрдә күмүчниң җәмий еғирлиғи бәлким 800-1200 килограмчә еди.

7:73 «Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр... шундақла қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти» — бу айәтниң мәнаси бәлким: (1) каһинлар, Лавийлар қатарлиқлар өзигә яңливаштин тәқсим қилинған шәһәрлиридә макан тутти, яки Йерусалимдики хизмәттә болуш үчүн Йерусалимға йеқин болған, шундақла уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти; (2) Лавийлардин башқа Исраиллар, йәни он икки қәбилидин қайтип кәлгәнләр әслидә өзигә хас шәһәрлиригә маканлашти яки яңливаштин уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти. Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.