Башқа бир хил тәрҗимиси: «...уни шу пети кемисигә чүшүрүп, елип жүрүп кетишти» — бу тәрҗимидә «шу пети» бәлким Мәсиһ «һеч қандақ тәйярлиқсиз (деңиз сәпиригә лайиқ кийим яки йемәк-ичмәк алмиған) һалда» дегәндәк болуши мүмкин. 37 Вә мана, әшәддий қара қуюн чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемини уруп, су һалқип кирип, кемигә тошай дәп қалған еди. 38 Лекин у кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Улар уни ойғитип:
□4:10 «у униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти» — мошу йәрдә «униң әтрапидикиләр» униңға әгәшкәнләр (он иккиләндин сирт)ни көрсәтсә керәк.
□4:11 «Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду» — «сирттикиләргә» Худаниң падишалиғидин яки униң ниҗатидин сиртта турғанлар, демәк.
■4:11 Мат. 11:25; 2Кор. 2:14; 3:14.
□4:12 «улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, кәчүрүм қилинатти» — бу сөзләр «Йәш.» 6:9-10дин елинған.
■4:12 Йәш. 6:9-10; Мат. 13:14; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.
■4:19 Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9.
□4:21 «Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду?» — «севәт» грек тилида «өлчигүчи севәт» дейилиду.
■4:21 Мат. 5:15; Луқа 8:16; 11:33.
■4:22 Аюп 12:22; Мат. 10:26; Луқа 8:17; 12:2.
□4:24 «Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар» — бу сөз көп тәрәплимилик болуши керәк; мәсилән: (1) адәм Худаниң сөзигә қанчилик көңүл бөлүп етивар бәрсә, униңға шунчилик әқил бериду; (2) биз башқиларға рәһим-шәпқәт көрсәтсәк, Худаму бизгә рәһим-шәпқәт көрситиду; (3) ((2)-тәрипигә йеқин) биз башқиларни қайси өлчәм билән баһалисақ, Худа бизни баһалиғанда дәл шу өлчәмни ишлитиду; (4) башқиларға қанчилик хәйр-сахавәт көрсәтсәк, Худаму кейин бизгә шунчилик илтипатни көрситиду.
□4:25 «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — «кимдә бар болса... » — бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр немә болуши үчүн уни пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз.
■4:25 Мат. 13:12; 25:29; Луқа 8:18; 19:26.
□4:29 «чачқучи дәрһал оғақ салиду» — грек тилида «чачқучи дәрһал оғақ әвәтиду».
□4:31 «гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...» — яки «гәрчә тупрақ ичидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,...».
□4:32 «...асмандики қушларму униң сайисигә қониду» — яки «...асмандики қушларму униң сайисигә угулайду». Бу йәрдә тилға елинған қича оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған, өсүмлүкни көрситиду.
□4:36 «...уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти» — Мәсиһ аллиқачан кемидә олтарған еди (1-айәттә). Башқа бир хил тәрҗимиси: «...уни шу пети кемисигә чүшүрүп, елип жүрүп кетишти» — бу тәрҗимидә «шу пети» бәлким Мәсиһ «һеч қандақ тәйярлиқсиз (деңиз сәпиригә лайиқ кийим яки йемәк-ичмәк алмиған) һалда» дегәндәк болуши мүмкин.
■4:39 Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.