6
1 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Мана, Мән Йерихо шәһирини, падишасини һәмдә батур җәңчилирини қолуңға тапшурдум.
2 Әнди силәр, йәни барлиқ җәңчиләр шәһәрни бир қетим айлинип меңиңлар; алтә күнгичә һәр күни шундақ қилиңлар. 3 Һәмдә йәттә каһин әһдә сандуғиниң алдида қочқар мүңгүзидин етилгән йәттә бурғини көтирип маңсун; йәттинчи күнигә кәлгәндә силәр шәһәрни йәттә қетим айлинисиләр; каһинлар бурғиларни чалсун. 4 Шундақ болидуки, улар қочқар бурғилири билән созуп бир аваз чиқарғинида, барлиқ кишиләр бурғиниң авазини аңлап, қаттиқ тәнтәнә қилип товлисун; буниң билән шәһәрниң сепиллири тегидин өрүлүп чүшиду, һәр бир адәм алдиға қарап етилип кириду, — деди.
5 Шуниң билән Нунниң оғли Йәшуа каһинларни чақирип уларға: — Силәр әһдә сандуғини көтирип меңиңлар; йәттә каһин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтирип маңсун, деди
6 У хәлиққә: — Чиқип шәһәрни айлиниңлар; қураллиқ ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида маңсун, деди.
7 Йәшуа буни хәлиққә буйруғандин кейин, Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип бурғиларни чалди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи болса уларниң кәйнидин елип меңилди. 8 Қураллиқ ләшкәрләр бурға челиватқан каһинларниң алдида маңди; әһдә сандуғиниң арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди. Каһинлар маңғач бурға чалатти.
9 Йәшуа хәлиққә буйруп: — Мән силәргә: «Товлаңлар» демигичә нә товлимаңлар, нә авазиңларни чиқармаңлар, нә ағзиңлардин һеч бир сөзму чиқмисун; лекин силәргә «Товлаңлар» дегән күнидә, шу чағда товлаңлар, — дегән еди.
10 Шу тәриқидә улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип шәһәрни бир айланди. Халайиқ чедиргаһқа қайтип келип, чедиргаһда қонди.
11 Әтиси Йәшуа таң сәһәрдә қопти, каһинларму Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини йәнә көтәрди;
12 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәттә қочқар бурғисини көтәргән йәттә каһин алдиға меңип тохтимай челип маңатти;
каһинлар маңғач бурға чалғанда, қураллиқ ләшкәрләр уларниң алдида маңди, арқидин қоғдиғучи қошун әгишип маңди.
□ 13 Иккинчи күниму улар шәһәрниң әтрапини бир қетим айлинип, йәнә чедиргаһқа йенип кәлди. Улар алтә күнгичә шундақ қилип турди.
14 Йәттинчи күни улар таң сәһәрдә қопуп, охшаш һаләттә йәттә қетим шәһәрниң әтрапини айланди; пәқәт шу күнила улар шәһәрниң әтрапини йәттә қетим айланди.
15 Йәттинчи қетим айлинип болуп, каһинлар бурға чалғанда Йәшуа хәлиққә: — Әнди товлаңлар! Чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни силәргә тапшуруп бәрди!
16 Лекин шәһәр вә униң ичидики барлиқ нәрсиләр Пәрвәрдигарға мутләқ аталғанлиғи үчүн
силәргә «һарам»дур; пәқәт паһишә аял Раһаб билән униң пүтүн өйидикиләрла аман қалсун; чүнки у биз әвәткән әлчилиримизни йошуруп қойған еди.
□ 17 Лекин силәр қандақла болмисун «һарам» дәп бекитилгән нәрсиләрдин өзүңларни тартиңлар; болмиса, «һарам» қилинған нәрсиләрдин елишиңлар билән өзүңларни һарам қилип, Исраилниң чедиргаһиниму һарам қилип униң үстигә апәт чүшүрисиләр.
18 Амма барлиқ алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған нәрсиләр болса Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинсун; улар Пәрвәрдигарниң ғәзнисигә киргүзулсун, — деди.
■ 19 Шуниң билән хәлиқ товлишип, каһинлар бурға чалди. Шундақ болдики, хәлиқ бурға авазини аңлиғинида интайин қаттиқ товливиди, сепил тегидин өрүлүп чүшти; хәлиқ униң үстидин өтүп, һәр бири өз алдиға атлинип кирип, шәһәрни ишғал қилди.
■ 20 Улар әр-аял болсун, қери-яш болсун, қой-кала вә ешәкләр болсун шәһәр ичидики һәммини қиличлап йоқатти.
21 Йәшуа у зиминни чарлап кәлгән икки адәмгә: — Силәр у паһишә хотунниң өйигә кирип, униңға бәргән қәсимиңлар бойичә уни вә униңға тәвә болғанларниң һәммисини елип чиқиңлар, деди.
■ 22 Шуниң билән икки чарлиғучи яш жигит кирип, Раһабни ата-аниси билән қериндашлириға қошуп һәммә нәрсилири билән елип чиқти; улар униң барлиқ уруқ-туққанлирини елип келип, уларни Исраилниң чедиргаһиниң сиртиға орунлаштуруп қойди. 23 Халайиқ шәһәрни вә шәһәр ичидики һәммә нәрсиләрни от йеқип көйдүрүвәтти. Пәқәт алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған қача-қуча әсвапларни жиғип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнисигә әкирип қойди.
24 Лекин Йәшуа паһишә аял Раһабни, ата җәмәтидикиләрни вә униңға тәвә болғанлириниң һәммисини тирик сақлап қалди; у бүгүнгичә Исраил арисида туруватиду; чүнки у Йәшуа Йерихони чарлашқа әвәткән әлчиләрни йошуруп қойған еди.
25 У чағда Йәшуа агаһ-бешарәт берип: — Бу Йерихо шәһирини қайтидин ясашқа қопқан киши Пәрвәрдигарниң алдида қарғиш астида болиду; у шәһәрниң улини салғанда тунҗа оғлидин айрилиду, шәһәрниң қовуқлирини орунлаштуридиған чағда кичик оғлидинму айрилиду, — деди.
□ ■ 26 Пәрвәрдигар Йәшуа билән биллә еди; униң нам-шөһрити пүткүл зиминға кәң тарқалди.