Йәшая
1
Худаниң Исраилға болған «дәва»си һәм чақириқи
Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға падиша болған вақитларда, Йерусалим вә Йәһуда тоғрисида, Амозниң оғли Йәшая көргән ғайипанә вәһий-аламәтләр: —
«И асманлар, аңлаңлар!
И йәр-зимин, қулақ сал!
Чүнки Пәрвәрдигар сөз ейтти: —
«Мән балиларни беқип чоң қилдим,
Бирақ улар Маңа асийлиқ қилди. «И асманлар, аңлаңлар!» — Муқәддәс Китап бойичә үч асман бар. «Тәбирләр»ни көрүң. «Чүнки Пәрвәрдигар сөз ейтти...» — мошу китапта елинған «Пәрвәрдигар» болса, ибраний тилидики «Яһвәһ» дегәнниң тәрҗимисидур. «Яһвәһ» Худаниң йәнә бир исми болуп, «Мәңгүлүк Болғучи», «Өзүм Бардурмән», «әһдисидә мәңгү Турғучи Худа» дегәнни билдүриду. Тәбирләрниму көрүң.   Қан. 32:1
Кала болса егисини тонуйду,
Ешәкму ғоҗайининиң оқуриға маңидиған йолни билиду,
Бирақ Исраил билмәйду,
Өз хәлқим һеч йорутулған әмәс.
Аһ, гунакар «ят әл»,
Қәбиһликни топлап өзигә жүклигән хәлиқ,
Рәзилләрниң бир нәсли,
Ниҗис болуп кәткән балилар!
Улар Пәрвәрдигардин жирақлишип,
«Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ни көзигә илмиди,
Улар кәйнигә янди. «Аһ, гунакар «ят әл»...» — бу һәҗвий, кинайилик гәп. Худаға нисбәтән Исраил бутпәрәс бир «ят әл» болуп кәткән еди. «Исраилдики Муқәддәс Болғучи» — Худаниң йәнә бир исмидур. Бу исим бәлким, «Өзиниң Исраил хәлқигә бирдин-бир пак-муқәддәс болғучи екәнлигини көрсәткән Худа вә Исраил арисида пак-муқәддәс турғучи Худа» дегән мәнидә. Йәшая пәйғәмбәр Худани тилға алғанда, бу исимни көп ишлитиду.   Зәб. 77:8; Йәш. 57:3
Немишкә йәнә думбаланғуңлар келиду?
Немишкә асийлиқ қиливерисиләр?
Пүтүн башлириңлар ағрип,
Жүригиңлар пүтүнләй зәиплишип кәтти, 2Тар. 28:22; Йәр. 2:30
Бешиңлардин айиғиңларғичә сақ йериңлар қалмиди,
Пәқәт яра-җараһәт, ишшиқ вә йириң билән толди,
Улар тазиланмиған, теңилмиған яки уларға һеч мәлһәм сүрүлмигән. «уларға һеч мәлһәм сүрүлмигән» — яки «уларға һеч зәйтун мейи сүрүлмигән».
Вәтиниңлар чөлләшти;
Шәһәрлириңлар көйүп вәйранә болди;
Йәр-зиминиңларни болса, ятлар көз алдиңлардила жутувеливатиду;
У ятлар тәрипидин дәпсәндә қилинип чөллишип кәтти. Қан. 28:51,52; Йәш. 5:5
Әнди үзүмзарға селинған чәллидәк,
Тәрхәмәкликкә селинған кәпидәк,
Муһасиригә чүшкән шәһәрдәк,
Зионниң қизи зәип қалдурулди. «үзүмзарға селинған чәллидәк, тәрхәмәкликкә селинған кәпидәк...» — Йерусалимниң әһвалини тәсвирләйду; у наһайити қил үстидә турғанлиғини, интайин муқимсиз әһвалда қалдурулғанлиғини билдүрсә керәк. «Зион» — яки «Зион теғи» болса Йерусалим шәһири, шуниңдәк муқәддәс ибадәтхана җайлашқан тағдур.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә азғинә «қалдиси»ни қалдурмиған болса,
Биз Содом шәһиригә охшап қалаттуқ,
Гоморра шәһириниң һалиға чүшүп қалаттуқ. «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» — «Йәшая» китавида көп ишлитилидиған Худаниң бир нами. «Пәрвәрдигар бизгә азғинә «қалдиси»ни қалдурмиған болса...» — «қалди» (Худаниң «қалдиси») «Йәшая» дегән китапта көп көрүлидиған тема яки мавзудур. Исраил хәлқиниң көп қисми Худадин жирақлишип кәткән болсиму, Худаниң меһри-шәпқити билән уларниң арисида һаман өзигә садиқ бир «қалди» болиду. «Содом шәһәригә охшап қалаттуқ, Гоморраниң һалиға чүшүп қалаттуқ» — кона заманларда, (Ибраһим пәйғәмбәрниң дәвридә) бу икки шәһәр Худаниң нәзиридә наһайити рәзил болуп, У асмандин от-гуңгутни яғдуруп уларни пүтүнләй вәйран қилған. Икки шәһәрниң бүгүнгә қәдәр һеч қандақ излири қалмиди («Яр.» 19-бапни көрүң).
Йәшаяниң демәкчи болғини, Худа Өзигә садиқ бир «қалдиси» қалдурмиған болса, Исраилму бу икки шәһәргә охшаш рәзиллик билән толуп, охшашла пүтүнләй вәйран болуп йәр йүзидин йоқилип кәткән болатти.
   Яр. 19:24; Йәш. 17:6; 24:6; 30:17; Рим. 9:29
10 И Содомниң һөкүмранлири, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар,
«И Гоморраниң хәлқи, Худайимизниң қанун-нәсиһитигә қулақ селиңлар! «И Содомниң һөкүмранлири,... И Гоморраниң хәлқи, ...» — мошу йәрдә, Йәшая пәйғәмбәр өз хәлқини Содом һәм Гоморрадикиләргә беваситә охшитиду.
11 Силәр зади немә дәп Маңа атап нурғунлиған қурбанлиқларни сунисиләр?» — дәйду Пәрвәрдигар.
— «Мән көйдүрмә қочқар қурбанлиғиңлардин,
Бордақ малниң яғлиридин тоюп кәттим,
Буқилар, пақланлар, текиләрниң қанлиридин һеч хурсән әмәсмән. «көйдүрмә қурбанлиқ» — мошу хил қурбанлиқ Худаға атап толуқ көйдүрүләтти.   Зәб. 49:8-14; Пәнд. 15:8; 21:27; Йәш. 66:3; Йәр. 6:20; Ам. 5:22
12 Силәр Мениң алдимға кирип кәлгиниңларда,
Силәрдин һойла-айванлиримни шундақ дәссәп-чәйләшни ким тәләп қилған? «дәссәп-чәйләшни ким тәләп қилған?» — «дәссәп-чәйләш» дегән сөз мошу йәрдә бәлким хәлиқ елип киргән нурғунлиған қурбанлиқ маллириниң ибадәтханиниң һойлилирини дәссигәнлигини көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «дәпсәндә қилиш».
13 Беһудә «ашлиқ һәдийә»ләрни елип келишни болди қилиңлар,
Хушбуй болса Маңа жиркиничлик болуп қалди.
«Йеңи ай» һейтлири вә «шабат күн»лиригә,
Җамаәт ибадәт сорунлириға чақирилишларға —
Қисқиси, қәбиһликтә өткүзүлгән дағдуғилиқ жиғилишларға чидиғичилигим қалмиди. «ашлиқ һәдийә»ләр — «ашлиқ һәдийә» адәттә «көйдүрмә қурбанлиқлар» һәм ға қошулатти. «хушбуй болса маңа жиркиничлик болуп қалди» — Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанунға асасән, һәр күни муқәддәс ибадәтханида хушбуй йеқиш керәк еди. «шабат күни» — болса шәнбә күни болуп, Исраиллар үчүн «муқәддәс күн»дур, бу һеч қандақ иш-әмгәк қилмай Худаға сеғинидиған, ибадәт қилидиған күн еди. Йәһудийлар бу күнни «шабат күни», йәни «(хизмәттин) дәм елиш күни» дәйду. Йәнә 56-бап, 2-айәтни көрүң.
14 «Йеңи ай» һейтиңлардин, бекитилгән һейт-байримиңлардин қәлбим нәпрәтлиниду;
Улар маңа жүк болуп қалди;
Уларни көтирип жүрүштин чарчап кәттим.
15 Қолуңларни көтирип дуаға яйғиниңларда,
Көзүмни силәрдин елип қачимән;
Бәрһәқ, көпләп дуаларни қилғиниңларда, аңлимаймән;
Чүнки қоллириңлар қанға боялди. Пәнд. 1:28
16 Өзүңларни жуюп, паклиниңлар;
Қилмишлириңларниң рәзиллигини көз алдимдин нери қилиңлар,
Рәзилликни қилиштин қолуңларни үзүңлар; Зәб. 33:14-15; 36:27; Ам. 5:15; Рим. 12:9
17 Яхшилиқ қилишни үгиниңлар;
Адиллиқни издәңлар,
Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар,
Житим-йесирләрни наһәқлиқтин халас қилиңлар,
Тул хотунларниң дәвасини сораңлар. «Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Езилгүчиләргә яр-йөләк болуңлар».
18 Әнди келиңлар, биз муназирә қилишайли, дәйду Пәрвәрдигар,
Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму,
Йәнила қардәк ақириду;
Улар қизил қуруттәк тоқ қизил болсиму,
Жуңдәк аппақ болиду. «Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму» — бу «қизил қурут» Йәһудийлар бу қурутни бояқ ясаш үчүн ишләткән.   Зәб. 50:9-12
19 Әгәр итаәтмән болуп, аңлисаңлар,
Зиминдики есил мәһсулаттин бәһримән болисиләр;
20 Бирақ рәт қилип йүз өрисәңлар,
Қилич билән уҗуқтурулисиләр»
— Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ дегән.
 
21 Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!?
Әслидә у адаләт билән толған еди,
Һәққанийлиқ уни макан қилған еди,
Бирақ һазир қатиллар униңда туруватиду. «Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!?» — Йәшая пәйғәмбәр Йерусалим шәһирини әслидә Худаға садиқ бир аялға охшаш шәһәр еди, бирақ һазир бир паһишә аялға айланди дәп охшитиду.
22 Күмүчүң болса дашқалға айлинип қалди,
Шарабиңға су арилишип қалди; Әз. 22:18,19; Һош. 4:18
23 Әмирлириң асийлиқ қилғучилар,
Оғриларға үлпәт болди;
Уларниң һәр бири париға амрақ болуп,
Соға-саламларни көзләп жүрмәктә;
Улар житим-йесирләр үчүн адаләт издимәйду;
Тул хотунларниң дәваси уларниң алдиға йәтмәйду. «Соға-саламларни көзләп жүрмәктә...» — ибраний тилида «Соға-саламларни қоғлап жүрмәктә...».   Йәр. 5:28; Зәк. 7:10
24 Шуңа — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар —
Йәни Исраилдики қудрәт Егиси ейтиду: —
Мән күшәндилиримни җазалап пухадин чиқимән,
Дүшмәнлиримдин қисас алимән; «Исраилдики қудрәт Егиси...» — Худаниң йәнә бир намидур. Бу нам бәлким, «Исраил хәлқигә Өзиниң күч-қудритини көрсәткүчи Худа, Исраилда турған наһайити қудрәтлик, қадир Худа» дегән мәнидә. Йәшая пәйғәмбәр Худани тилға алғанда, бу намни көп ишлитиду.
25 Қолумни үстүңгә тәккүзүп,
Сени тавлап, сәндики дашқални тәлтөкүс тазилаймән,
Сәндики барлиқ арилашмиларни елип ташлаймән. Йәр. 6:29; Мал. 3:3
26 Һөкүмран-сорақчилириңларни авалқидәк,
Мәслиһәтчилириңларни дәсләптикидәк һалға кәлтүримән.
Кейин сән «Һәққанийлиқниң Макани», «Садиқ Шәһәр» — дәп атилисән.
27 Әнди Зион адиллиқ билән,
Вә униңға қайтип кәлгәнләр һәққанийлиқ билән қутқузулуп һөр қилиниду. «униңға (Зионға) қайтип кәлгәнләр» — мошу йәрдә «қайтип келиш» бәлким икки ишни өз ичигә алиду. Биринчиси, кәлгүсидә «товва қилип, Худаниң йениға қайтидиғанлар»; иккинчиси, «жирақ жуттики қуллуқтин, сүргүн болушидин (йәни Худаниң җазалиқ тәрбийисидин) чиқип Зионға қайтип кәлгәнләр». «қутқузулуп һөр қилиниш» — ибраний тилида пәқәт бир сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм «бәдәл төләп, қуллуқтин қутқузуп һөр қилиш»ниму өз ичигә алиду.
28 Бирақ асийлар вә гунакарлар бирдәк уҗуқтурулиду,
Пәрвәрдигардин йүз өригүчиләр болса һалак болиду. Аюп 31:3; Зәб. 1:6; 5:6; 72:27; 91:10; 103:35
29 Шу чағда силәр тәшна болған дуб дәрәқлиридин номус қилисиләр,
Таллиған бағлардин хиҗил болисиләр. «дуб дәрәқлири ... бағлар...» — мошу «дуб дәрәқлири» вә «бағлар» шүбһисизки, шу дәвирдики бутпәрәсликкә алаһидә аталған җайларни көрситиду. Билишимизчә мошу хил бутпәрәслик җинсий әхлақсизлиқ биләнму мунасивәтлик еди.
30 Чүнки өзүңлар худди йопурмақлири қуруп кәткән дуб дәриғидәк,
Сусиз қуруқ бир бағдәк болисиләр.
31 Шу күни күчи барлар отқа шам пилиги,
Уларниң әҗри болса, учқун болиду;
Булар һәр иккиси тәңла көйүп кетиду,
Уларни өчүрүшкә һеч ким чиқмайду. «отқа шам пилиги» — яки «отқа тәрмәч».
 
 

1:2 «И асманлар, аңлаңлар!» — Муқәддәс Китап бойичә үч асман бар. «Тәбирләр»ни көрүң. «Чүнки Пәрвәрдигар сөз ейтти...» — мошу китапта елинған «Пәрвәрдигар» болса, ибраний тилидики «Яһвәһ» дегәнниң тәрҗимисидур. «Яһвәһ» Худаниң йәнә бир исми болуп, «Мәңгүлүк Болғучи», «Өзүм Бардурмән», «әһдисидә мәңгү Турғучи Худа» дегәнни билдүриду. Тәбирләрниму көрүң.

1:2 Қан. 32:1

1:4 «Аһ, гунакар «ят әл»...» — бу һәҗвий, кинайилик гәп. Худаға нисбәтән Исраил бутпәрәс бир «ят әл» болуп кәткән еди. «Исраилдики Муқәддәс Болғучи» — Худаниң йәнә бир исмидур. Бу исим бәлким, «Өзиниң Исраил хәлқигә бирдин-бир пак-муқәддәс болғучи екәнлигини көрсәткән Худа вә Исраил арисида пак-муқәддәс турғучи Худа» дегән мәнидә. Йәшая пәйғәмбәр Худани тилға алғанда, бу исимни көп ишлитиду.

1:4 Зәб. 77:8; Йәш. 57:3

1:5 2Тар. 28:22; Йәр. 2:30

1:6 «уларға һеч мәлһәм сүрүлмигән» — яки «уларға һеч зәйтун мейи сүрүлмигән».

1:7 Қан. 28:51,52; Йәш. 5:5

1:8 «үзүмзарға селинған чәллидәк, тәрхәмәкликкә селинған кәпидәк...» — Йерусалимниң әһвалини тәсвирләйду; у наһайити қил үстидә турғанлиғини, интайин муқимсиз әһвалда қалдурулғанлиғини билдүрсә керәк. «Зион» — яки «Зион теғи» болса Йерусалим шәһири, шуниңдәк муқәддәс ибадәтхана җайлашқан тағдур.

1:9 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» — «Йәшая» китавида көп ишлитилидиған Худаниң бир нами. «Пәрвәрдигар бизгә азғинә «қалдиси»ни қалдурмиған болса...» — «қалди» (Худаниң «қалдиси») «Йәшая» дегән китапта көп көрүлидиған тема яки мавзудур. Исраил хәлқиниң көп қисми Худадин жирақлишип кәткән болсиму, Худаниң меһри-шәпқити билән уларниң арисида һаман өзигә садиқ бир «қалди» болиду. «Содом шәһәригә охшап қалаттуқ, Гоморраниң һалиға чүшүп қалаттуқ» — кона заманларда, (Ибраһим пәйғәмбәрниң дәвридә) бу икки шәһәр Худаниң нәзиридә наһайити рәзил болуп, У асмандин от-гуңгутни яғдуруп уларни пүтүнләй вәйран қилған. Икки шәһәрниң бүгүнгә қәдәр һеч қандақ излири қалмиди («Яр.» 19-бапни көрүң). Йәшаяниң демәкчи болғини, Худа Өзигә садиқ бир «қалдиси» қалдурмиған болса, Исраилму бу икки шәһәргә охшаш рәзиллик билән толуп, охшашла пүтүнләй вәйран болуп йәр йүзидин йоқилип кәткән болатти.

1:9 Яр. 19:24; Йәш. 17:6; 24:6; 30:17; Рим. 9:29

1:10 «И Содомниң һөкүмранлири,... И Гоморраниң хәлқи, ...» — мошу йәрдә, Йәшая пәйғәмбәр өз хәлқини Содом һәм Гоморрадикиләргә беваситә охшитиду.

1:11 «көйдүрмә қурбанлиқ» — мошу хил қурбанлиқ Худаға атап толуқ көйдүрүләтти.

1:11 Зәб. 49:8-14; Пәнд. 15:8; 21:27; Йәш. 66:3; Йәр. 6:20; Ам. 5:22

1:12 «дәссәп-чәйләшни ким тәләп қилған?» — «дәссәп-чәйләш» дегән сөз мошу йәрдә бәлким хәлиқ елип киргән нурғунлиған қурбанлиқ маллириниң ибадәтханиниң һойлилирини дәссигәнлигини көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «дәпсәндә қилиш».

1:13 «ашлиқ һәдийә»ләр — «ашлиқ һәдийә» адәттә «көйдүрмә қурбанлиқлар» һәм ға қошулатти. «хушбуй болса маңа жиркиничлик болуп қалди» — Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанунға асасән, һәр күни муқәддәс ибадәтханида хушбуй йеқиш керәк еди. «шабат күни» — болса шәнбә күни болуп, Исраиллар үчүн «муқәддәс күн»дур, бу һеч қандақ иш-әмгәк қилмай Худаға сеғинидиған, ибадәт қилидиған күн еди. Йәһудийлар бу күнни «шабат күни», йәни «(хизмәттин) дәм елиш күни» дәйду. Йәнә 56-бап, 2-айәтни көрүң.

1:15 Пәнд. 1:28

1:16 Зәб. 33:14-15; 36:27; Ам. 5:15; Рим. 12:9

1:17 «Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Езилгүчиләргә яр-йөләк болуңлар».

1:18 «Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму» — бу «қизил қурут» Йәһудийлар бу қурутни бояқ ясаш үчүн ишләткән.

1:18 Зәб. 50:9-12

1:21 «Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!?» — Йәшая пәйғәмбәр Йерусалим шәһирини әслидә Худаға садиқ бир аялға охшаш шәһәр еди, бирақ һазир бир паһишә аялға айланди дәп охшитиду.

1:22 Әз. 22:18,19; Һош. 4:18

1:23 «Соға-саламларни көзләп жүрмәктә...» — ибраний тилида «Соға-саламларни қоғлап жүрмәктә...».

1:23 Йәр. 5:28; Зәк. 7:10

1:24 «Исраилдики қудрәт Егиси...» — Худаниң йәнә бир намидур. Бу нам бәлким, «Исраил хәлқигә Өзиниң күч-қудритини көрсәткүчи Худа, Исраилда турған наһайити қудрәтлик, қадир Худа» дегән мәнидә. Йәшая пәйғәмбәр Худани тилға алғанда, бу намни көп ишлитиду.

1:25 Йәр. 6:29; Мал. 3:3

1:27 «униңға (Зионға) қайтип кәлгәнләр» — мошу йәрдә «қайтип келиш» бәлким икки ишни өз ичигә алиду. Биринчиси, кәлгүсидә «товва қилип, Худаниң йениға қайтидиғанлар»; иккинчиси, «жирақ жуттики қуллуқтин, сүргүн болушидин (йәни Худаниң җазалиқ тәрбийисидин) чиқип Зионға қайтип кәлгәнләр». «қутқузулуп һөр қилиниш» — ибраний тилида пәқәт бир сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм «бәдәл төләп, қуллуқтин қутқузуп һөр қилиш»ниму өз ичигә алиду.

1:28 Аюп 31:3; Зәб. 1:6; 5:6; 72:27; 91:10; 103:35

1:29 «дуб дәрәқлири ... бағлар...» — мошу «дуб дәрәқлири» вә «бағлар» шүбһисизки, шу дәвирдики бутпәрәсликкә алаһидә аталған җайларни көрситиду. Билишимизчә мошу хил бутпәрәслик җинсий әхлақсизлиқ биләнму мунасивәтлик еди.

1:31 «отқа шам пилиги» — яки «отқа тәрмәч».