8
«Улар шамал терийду, қара қуюнни ориду!»
Канайни ағзиңға салғин!
Пәрвәрдигарниң өйи үстидә бир қорултаз айлинип жүриду!
Чүнки улар Мениң әһдәмни бузған,
Тәврат-қанунумға итаәтсизлик қилған. «Пәрвәрдигарниң өйи үстидә бир қорултаз айлинип жүриду!» — қорултаз пәқәт өлүкләргә яки «өләй дәп қалған» җаниварларға қизиқиду, әлвәттә (башқа хил тәрҗимилиридә «бүркүт» дейилиду).   Қан. 28:49; Һош. 6:7
Улар Маңа: «И Худайим, биз Исраил хәлқи Сени тонуймиз!» дәп вақирайду.
Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән;
Шуңа дүшмән уни қоғлайду. «Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән» — бу икки бислиқ сөз; улар өзлири яхшилиқ қилиштин қол үзгән вә шуниң билән тәң, Худаниң яхшилиғидин мәһрум болған.
Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ Мән арқилиқ әмәс;
Улар бәзиләрни әмир қилған, бирақ униңдин хәвирим йоқ;
Улар өз җениға замин болуш үчүн,
Өзлиригә бутларни күмүч-алтунлиридин ясиған. «Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ мән арқилиқ әмәс» — «униңдин хәвирим йоқ» — демәк, бу иш Маңа ят болди, Мән уни етирап қилмидим.
И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти!
Мениң ғәзивим уларға қозғалди;
Улар қачанғичә паклиқтин жирақ туриду? «И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти!» — бу кинайилик гәп. Исраилдики мозай шәклидики бут уларни қутқузмиған. «Баал» вә уларниң әң чоң тавапгаһи «Бәйт-Әл»дики бутму «мозай шәкли»дә еди (башқа хил тәрҗилириму бар).
Шу нәрсә Исраилдин чиққанғу —
Уни бир һүнәрвән ясиған, халас; у Худа әмәс;
Самарийәниң мозийи дәрвәқә парә-парә чеқиветилиду!
Чүнки улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду!
Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду;
Һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти. «Улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду! Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду; һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти» — Исраиллар һәрдайим «Баал»дин яхши һосул тиләтти. Уларниң ойлишичә «Баал»ниң «алаһидилиги» «мол һосул бериш»миш.
Исраил жутувелинди;
Улар ят әлләр арисида яримас бир қача болуп қалди;
Чүнки улар ялғуз жүргән явайи ешәктәк Асурийәни издәп чиқти;
Әфраим «ашна»ларни ялливалди.
10 Гәрчә улар әлләр арисидин «ялливалған» болсиму,
Әнди Мән уларни жиғип бир тәрәп қилимән;
Улар тезла «Әмирләрниң шаһи»ниң бесими астида толғинип кетиду. «Улар тезла «әмирләрниң шаһи»ниң бесими астида толғинип кетиду» — «әмирләрниң шаһи» Асурийә падишасиниң мәхсус бир унвани.
11 Әфраим «гуна қурбанлиқ»лири үчүн қурбангаһларни көпәйткини билән,
Булар гуна қозғайдиған қурбангаһлар болуп қалди. «Әфраим «гуна қурбанлиқ»лири үчүн қурбангаһларни көпәйткини билән, булар гуна қозғайдиған қурбангаһлар болуп қалди» — «гуна қурбанлиғи»лар тоғрилиқ «Лав.» 4-5-бапларни көрүң.
Мәзкур қурбангаһларни «Пәрвәрдигарға атап» ясалған еди. Әслидә Худаниң көрсәтмилири бойичә Йерусалимдиндики ибадәтҗаниниң қурбангаһидин башқа, Исраилларниң һеч қандақ қурбангаһни ясимаслиғи керәк. Дәрвәқә, улар ясалғандин кейин, тезла бутпәрәс тавапгаһларға айлинип қалған еди.
12 Мән униң үчүн Тәврат-қанунумда көп тәрәплимә нәрсиләрни язған болсамму,
Улар ят бир нәрсә дәп һесапланмақта.
13 Улар қурбанлиқларға амрақ! Улар Маңа қурбанлиқларни қилип, гөшидин йәйду,
Бирақ Пәрвәрдигар булардин һеч хурсәнлик алмайду;
У уларниң қәбиһлигини һазир есигә кәлтүрүп,
Гуналирини өз бешиға чүшүриду;
Улар Мисирға қайтиду! «Улар қурбанлиқларға амрақ! Улар Маңа қурбанлиқларни қилип, гөшидин йәйду,...» — бу айәтниң һәр хил тәрҗимилири болғини билән, умумий мәнаси тәрҗимимизниңкидәк. «Гуналирини өз бешиға чүшүриду; улар Мисирға қайтиду!» — Мисир Исраиллар тунҗа қетимлиқ әсирликкә яки қуллуққа чүшкән җай.
14 Чүнки Исраил өз Ясиғучисини унтуп, «ибадәтхана»ларни қуриду;
Йәһуда болса истиһкамлаштурулған шәһәрләрни көпәйткән;
Бирақ Мән уларниң шәһәрлири үстигә от әвәтимән,
От буларниң қәлъә-ордилирини йәп кетиду.
 
 

8:1 «Пәрвәрдигарниң өйи үстидә бир қорултаз айлинип жүриду!» — қорултаз пәқәт өлүкләргә яки «өләй дәп қалған» җаниварларға қизиқиду, әлвәттә (башқа хил тәрҗимилиридә «бүркүт» дейилиду).

8:1 Қан. 28:49; Һош. 6:7

8:3 «Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән» — бу икки бислиқ сөз; улар өзлири яхшилиқ қилиштин қол үзгән вә шуниң билән тәң, Худаниң яхшилиғидин мәһрум болған.

8:4 «Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ мән арқилиқ әмәс» — «униңдин хәвирим йоқ» — демәк, бу иш Маңа ят болди, Мән уни етирап қилмидим.

8:5 «И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти!» — бу кинайилик гәп. Исраилдики мозай шәклидики бут уларни қутқузмиған. «Баал» вә уларниң әң чоң тавапгаһи «Бәйт-Әл»дики бутму «мозай шәкли»дә еди (башқа хил тәрҗилириму бар).

8:7 «Улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду! Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду; һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти» — Исраиллар һәрдайим «Баал»дин яхши һосул тиләтти. Уларниң ойлишичә «Баал»ниң «алаһидилиги» «мол һосул бериш»миш.

8:10 «Улар тезла «әмирләрниң шаһи»ниң бесими астида толғинип кетиду» — «әмирләрниң шаһи» Асурийә падишасиниң мәхсус бир унвани.

8:11 «Әфраим «гуна қурбанлиқ»лири үчүн қурбангаһларни көпәйткини билән, булар гуна қозғайдиған қурбангаһлар болуп қалди» — «гуна қурбанлиғи»лар тоғрилиқ «Лав.» 4-5-бапларни көрүң. Мәзкур қурбангаһларни «Пәрвәрдигарға атап» ясалған еди. Әслидә Худаниң көрсәтмилири бойичә Йерусалимдиндики ибадәтҗаниниң қурбангаһидин башқа, Исраилларниң һеч қандақ қурбангаһни ясимаслиғи керәк. Дәрвәқә, улар ясалғандин кейин, тезла бутпәрәс тавапгаһларға айлинип қалған еди.

8:13 «Улар қурбанлиқларға амрақ! Улар Маңа қурбанлиқларни қилип, гөшидин йәйду,...» — бу айәтниң һәр хил тәрҗимилири болғини билән, умумий мәнаси тәрҗимимизниңкидәк. «Гуналирини өз бешиға чүшүриду; улар Мисирға қайтиду!» — Мисир Исраиллар тунҗа қетимлиқ әсирликкә яки қуллуққа чүшкән җай.