□5:2 «Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила» — ибраний тилида «Исраилниң чиқишида һәм киришидә уларға башлиғучи едила» дегәнлик билән ипадилиниду; мошу ибарә Исраилниң барлиқ паалийәтлириниму көрситиши мүмкин.
■5:5 2Сам. 2:11; 1Пад. 2:11; 1Тар. 3:4
□5:6 «бәлки һәтта корлар билән ақсақлар сени чекиндүриду! — деди. Чүнки улар: «Давут бу йәргә қәтъий кирәлмәйду», дәп ойлайтти» — бу икки җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «бәлки сән корлар билән ақсақларни һайдивәтмисәң, бу йәргә кирәлмәйсән, — деди, Давутни һәргиз бу йәргә кирмәйду, дәп ойлатти».
□5:7 «Зион қорғинини» — «Зион» Йерусалимниң ичидики егизлик болуп, шу йәргә дайим қорған селинип туратти. Кейин ибадәтханиму Зионда қурулған. Кейин «Зион» дегән исим бәзидә пүткүл Йерусалим шәһиригиму вә бәзидә Исраилниң өзигиму вәкиллик болған.
□5:8 «Кимки Йәбусийларни урай десә, сүңгүч билән чиқиши керәк» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси пәқәт йеқинда археологлар тәкшүрүп тапқан тарихий излардин ениқланди. Әслидә Йерусалим шәһириниң астида мәхпий бир су йоли бар еди; шәһәрдә бу су йолиға тутишидиған тик бир қудуқ бар еди. Давутниң адәмлири шу қудуқтин ямишип чиққан болса керәк. «корлар я ақсақлар өйгә кирмисун» — бу сөзниң мәнаси бәлким (1) һеч қандақ бутпәрәс адәмләрниң (мәсилән, Йәбусийларниң) падишаниң ордисиға киришигә рухсәт йоқ; (2) Давут Йәбусийлар таянған һәр қандақ бутлар («кор вә ақсақлар)ни һәргиз өйигә киришкә рухсәт қилмайтти (демәк, бутлар «кор», «ақсақ»лардәк һеч немә қилалмайду). Бу сөз корлар вә ақсақларниң өзлирини көрсәтмәйду, чүнки кейин ақсақ болған Мәфибошәт һәр күни Давут билән һәмдәстихан олтиратти.
□5:9 «Миллодин тартип ич тәрәпкичә имарәт салди» — «Милло»: «пәләмпәйлик йәр» дегән мәнидә болуши мүмкин.
□5:18 «Рәфайим җилғиси» — Йерусалимға йеқин, Һинном җилғисиниң җәнубий тәрипидә.
□5:20 «Баал-пәразим» — «бөсүп чиққучиларниң Рәбби» дегән мәнидә.
□5:23 «үҗмә дәрәқлири» — бу бизниң қиясимиз. Ибраний тилида «жиғлиғучи дәрәқләр». Зади қайси дәрәқ екәнлиги бизгә намәлум. Башқа бир қияс «хинә дәрәқлири».
□5:25 «Гибеондин» — яки «Гебадин».