14
Амазияниң Йәһудаға болған сәлтәнити
2Тар. 25:1-28
Исраилниң падишаси Йәһоаһазниң оғли Йоашниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида Йәһудадики Йоашниң оғли Амазия Йәһудаға падиша болди. Падиша болғанда у жигирмә бәш яшқа киргән еди; у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң аниси Йерусалимлиқ Йәһоаддан еди. 2Тар. 25:1
Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти, лекин әҗдати Давут қилғандәк әмәс, бәлки атиси Йоашниң барлиқ қилғанлири бойичә иш көрәтти. «әҗдати Давут» — ибраний тилида «атиси Давут». Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
Вә шундақ болдики, сәлтәнити униң қолида муқим болғанда, у падиша атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди. Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду я оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргүчиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди. Қан. 24:16; Әз. 18:20
У «Шор вадиси»да Едомийлардин он миң әскәрни өлтүрди вә җәң қилип Селани ишғал қилип уни Йоқтәәл дәп атиди; бүгүнгичә у шундақ атилип кәлмәктә. Андин кейин Амазия Исраилниң падишаси Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йәһоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, җәң мәйданида йүз туранә көрүшәйли» деди.
Исраилниң падишаси Йәһоаш Йәһуданиң падишаси Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: — «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин, деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти.
10 Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип кәттиң. Әнди яйрап пәхирлән, бирақ өйдә қалғин; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?». «Немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?» — Йәһоаш ейтқан тәмсилниң умумий мәнаси: «Сән пәқәт бир тикәндурсән, өзүм кедирдәк улуқ адәммән, өзүңгә унчивала ишинип кәтмә. Сениң улуқ планиң һәртүрлүк тәсадипийлиқтин мәғлуп болуши мүмкин» дегәндәк. Гәрчә Йәһоаш падишани «бутпәрәс капир» дәп һесаплиғили болсиму, мошу йәрдә униң несиһәти тоғра еди.
11 Амма Амазия қулақ салмиди. Исраилниң падишаси Йәһоаш җәңгә чиқти; шуниң билән у Йәһуданиң падишаси Амазия билән Йәһудадики Бәйт-Шәмәштә учришип соқушти. 12 Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти. 13 Вә Исраилниң падишаси Йәһоаш Бәйт-Шәмәштә Аһазияниң нәвриси, Йәһоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазияни әсир қилип, Йерусалимға елип барди; у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти. «төрт йүз гәзлик...» — Тәвратта «гәз» (яки «җәйнәк») қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған узунлуғи, йәни 0.454 метр узунлуқ еди.
14 У Пәрвәрдигарниң өйидин һәмдә падишаниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, һәммә қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти. 15 Амма Йәһоашниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң Йәһуданиң падишаси Амазия билән җәң қилип көрсәткән қудрити «Исраил падишалириниң Тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
16 Йәһоаш өз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Самарийәдә Исраилниң падишалириниң арисида дәпнә қилинди. Оғли Йәробоам униң орниға падиша болди. 17 Исраилниң падишаси Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш өлгәндин кейин, Йәһоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазия он бәш жил өмүр көрди. 18 Әнди Амазияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? 19 У Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди, Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип у йәрдә уни өлтүрди. 2Тар. 25:27 20 Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди. 21 Йәһуданиң барлиқ хәлқи униң он алтә яшқа киргән оғли Азарияни тикләп, уни атиси Амазияниң орнида падиша қилди 2Тар. 26:1 22 (падиша атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Азария еди). «падиша ...Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Азария еди» — яки «падиша атиси өз ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Азария Елат шәһирини қайтидин ясап уни Йәһудаға йәнә тәвә қилди»
 
Йәробоам ИИ-ниң Исраил үстигә падиша болуши
23 Йәһуданиң падишаси Йоашниң оғли Амазияниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жилида, Исраилниң падишаси Йәһоашниң оғли Йәробоам һөкүм сүрүшкә башлап, Самарийәдә қириқ бир жил сәлтәнәт қилди. 24 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч бирини ташлимиди.
25 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өз қули Гат-Һәфәрлик Амиттайниң оғли Юнус пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у шималда Хамат райониға кириш еғизидин тартип җәнупта «Арабаһ деңизи»ғичә Исраилниң чегаралирини кеңәйтип әслигә кәлтүрди. «Хамат райониға кириш еғизидин тартип...» — яки «Либо-Хаматтин тартип...». «Арабаһ деңизи» — «Өлүк деңиз»дур.   Юн. 1:1; Мат. 12:39, 40 26 Чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң тартқан азаплириниң интайин қаттиқ екәнлигини көрди; аҗизлар һәм мәйиплардин башқа һеч ким қалмиди, Исраилға мәдәткар йоқ еди. «аҗизлар һәм мәйиплардин башқа һеч ким қалмиди, Исраилға мәдәткар йоқ еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мәйли қул болсун, һөр болсун, Исраилға мәдәткар йоқ еди». 27 Пәрвәрдигар: «Исраилниң намини асманниң астидин йоқитимән» дегән әмәс еди; шуңа У Йәһоашниң оғли Йәробоамниң қоли билән уларни қутқузди.
28 Әнди Йәробоамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң сәлтәнитиниң қудрити вә қандақ җәң қилип, әсли Йәһудаға тәвә болған Дәмәшқ билән Хаматни яндурувалғанлиғи «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
29 Йәробоам ата-бовилири, йәни Исраилниң падишалириниң арисида ухлиди вә оғли Зәкәрия униң орнида падиша болди.
 
 

14:2 2Тар. 25:1

14:3 «әҗдати Давут» — ибраний тилида «атиси Давут».

14:6 Қан. 24:16; Әз. 18:20

14:10 «Немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?» — Йәһоаш ейтқан тәмсилниң умумий мәнаси: «Сән пәқәт бир тикәндурсән, өзүм кедирдәк улуқ адәммән, өзүңгә унчивала ишинип кәтмә. Сениң улуқ планиң һәртүрлүк тәсадипийлиқтин мәғлуп болуши мүмкин» дегәндәк. Гәрчә Йәһоаш падишани «бутпәрәс капир» дәп һесаплиғили болсиму, мошу йәрдә униң несиһәти тоғра еди.

14:13 «төрт йүз гәзлик...» — Тәвратта «гәз» (яки «җәйнәк») қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған узунлуғи, йәни 0.454 метр узунлуқ еди.

14:19 2Тар. 25:27

14:21 2Тар. 26:1

14:22 «падиша ...Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Азария еди» — яки «падиша атиси өз ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Азария Елат шәһирини қайтидин ясап уни Йәһудаға йәнә тәвә қилди»

14:25 «Хамат райониға кириш еғизидин тартип...» — яки «Либо-Хаматтин тартип...». «Арабаһ деңизи» — «Өлүк деңиз»дур.

14:25 Юн. 1:1; Мат. 12:39, 40

14:26 «аҗизлар һәм мәйиплардин башқа һеч ким қалмиди, Исраилға мәдәткар йоқ еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мәйли қул болсун, һөр болсун, Исраилға мәдәткар йоқ еди».