20
Йоабниң Аммонларниң пайтәхти Раббаһни һуҗум қилип алғанлиғи
2Сам. 12:26-31
1 Шундақ болдики, йеңи жилниң бешида, падишалар җәңгә атланған вақитта, Йоаб күчлүк қисимни башлап келип, Аммонларниң йәрлирини вәйран қилип, андин Раббаһни муһасиригә алди. У чағда Давут Йерусалимда турувататти. Йоаб Раббаһға һуҗум қилип шәһәрни вәйран қилип ташлиди. □ «йеңи жилниң бешида» — Худа Йәһудий хәлқигә тапшурған календар бойичә «йеңи жил» әтиязда башлинатти («Мис.» 12:2). 2 Давут уларниң падишасиниң бешидин таҗни еливиди (алтуниниң еғирлиғи бир талант чиқти, униңға яқутлар қондурулған еди), кишиләр бу таҗни Давутниң бешиға кийдүрүп қойди. Давут шәһәрдин йәнә нурғун җәң ғәниймәтлирини елип кәтти. □ «Давут уларниң падишасиниң бешидин таҗни еливиди ...» — яки «Давут бути Милкомниң бешидин таҗни еливиди ...». «еғирлиғи бир талант» — бир талант бәлким 30 килограм еди. ■ 2Сам. 12:30 3 У йәнә шәһәрдики хәлиқни елип чиқип һәрә, җоту вә палта билән ишләшкә салди; Давут Аммонниң һәр қайси шәһәрлиридики хәлиқләрниму шундақ ишләтти; андин Давут көпчилик билән Йерусалимға қайтти.
Давут Филистийләрни үч қетим мәғлуп қилиду. Төрт гигантниң қәтл қилиниши
2Сам. 21:18-22
4 Шу вақиәдин кейин Исраиллар Гәзәрдә Филистийләр билән соқушти; у чағда Хушатлиқ Сиббикай Рәфайийлардин болған Сиппай исимлиқ бирини өлтүрүвәтти, Филистийләр тиз пүкти. □ «Рәфайийлар» — бәлким гигантлар еди. «2Сам.» 21:16-22ни көрүң. 5 Кейинчә Исраиллар билән Филистийләр йәнә соқушти; Яирниң оғли Әлһанән Гатлиқ Голиятниң иниси Лахмини өлтүрди; бу адәмниң нәйзисиниң дәстиси бапкарниң оқидәк том еди. 6 Кейинки вақитларда Гатта йәнә соқуш болди; у йәрдә наһайити бәстлик бир адәм бар еди, униң қолидиму, путидиму алтидин бармақ болуп, җәмий жигирмә төрт бармиғи бар еди; уму Рәфайийлардин еди. □ «Рәфайийлар» — ибраний тилида «Рафаниң нәсли» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Демәк, «Рәфайийлар» Рафаниң әвлатлири. 7 Бу адәм Исраилларни тиллиғили турувиди, Давутниң акиси Шимияниң оғли Йонатан чиқип уни өлтүрүвәтти. 8 Булар Гатлиқ Рафаниң әвлатлири болуп, һәммиси Давут вә униң хизмәткарлириниң қолида өлди.
□20:1 «йеңи жилниң бешида» — Худа Йәһудий хәлқигә тапшурған календар бойичә «йеңи жил» әтиязда башлинатти («Мис.» 12:2).
□20:2 «Давут уларниң падишасиниң бешидин таҗни еливиди ...» — яки «Давут бути Милкомниң бешидин таҗни еливиди ...». «еғирлиғи бир талант» — бир талант бәлким 30 килограм еди.
□20:4 «Рәфайийлар» — бәлким гигантлар еди. «2Сам.» 21:16-22ни көрүң.
□20:6 «Рәфайийлар» — ибраний тилида «Рафаниң нәсли» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Демәк, «Рәфайийлар» Рафаниң әвлатлири.