□2:2 «Башақ териш» - Тәврат қануни бойичә намрат кишиләр вә яқа жутлуқларниң ормичиларниң арқисидин чечилип кәткән башақларни теришигә рухсәт берилиши керәк («Лав.» 19:9-10ни көрүң). Гәрчә Наоминиң өзиниң бир парчә етизи бар болсиму (4:3), униңға шу пәсилдә бир нәрсә терилмиған еди. Рут мошу илтимаси билән Наомини «башақ териш» хиҗаләтчилигидин қутқузиду, әлвәттә.
□2:5 «Хизмәткаридин» - ибраний тилида «жигитидин». «Бу яш чокан кимниң қизи болиду? » - Шу чағда Рут техи тул болғачқа, шуниңға яриша алаһидә кийимлирини кийватқан еди. 3:3ни вә изаһатини көрүң.
□2:7 «Кәпидә» - ибраний тилида «өйдә». Орма мәзгилдә ормичилар бәлким етизлиқта дәм елишқа вақитлиқ кәпә салған болса керәк.
□2:8 «Дедәклирим билән биргә мошу йәрдә турғин» - дедәкләрниң иши бәлким арпа пайлирини жиғип өнчә қилиш еди. Рут «уларниң қешида» ишлисә көпрәк башақларни терәләйтти, әлвәттә.
□2:13 «дедигиң» - ибраний тилида «дедәк»ни тәсвирләйдиған икки сөз бар. Рут бу айәттә булардин әң төвән орунни көрситидиған сөзни ишлитип өзини тәсвирләйду.
□2:17 «Бир әфаһ арпа» - тәхминән 15 килограмчә еди.
□2:20 «Бизни қутқузалайдиған һәмҗәмәтләрдин бири» - (««һәмҗәмәт-ниҗаткар»имиздин бири» яки ««һәмҗәмәт-қутқузғучи»имиздин бири») — бу ибраний тилида «гоел» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөзиниң алаһидә мәнаси бар. Бириси намратлиқтин өзини қуллуққа сетивәткән болса яки башқа қийин әһвалға учрап мал-мүлүгини сатқан болса, Муса пәйғәмбәр тапшурувалған қанунға асасән, шу кишиниң йеқин уруқ-туққанлири, һәмҗәмәтлириниң уни һөрлүккә чиқирип қутқузуш һоқуқи бар еди. Демәк, у сетивалғучиға адил бир баһада пул бәрсила, у униң өз қериндишини һөр қилип қутқузуш һоқуқи бар еди. Һоқуқни ишлитиш һәмҗәмәтиниң өз ихтиярлиғи билән болатти, әлвәттә. У һоқуқини ишләтмәкчи болса, һеч ким уни тосалмайтти. Наоми мошу йәрдә: «Биздин хәвәр елиш мәсъулийити болған йеқин туққанлиримиздин бири бар» демәкчи болиду.
□2:22 «Бирисиниң саңа яманлиқ қилмаслиғи үчүн» - Наоминиң бу агаһ сөзлири бизгә «Батур Һакимлар» дәвридики умумий әһвални аян қилса керәк.