36
Аял мирасхорниң турмуш қуруши тоғрисидики низам
1 Йүсүп әвлатлириниң җәмәтлиридин Манассәһниң нәвриси, Макирниң оғли Гилеадниң әвлатлириниң җәмәт башлиқлири Муса вә Исраилларниң каттилири болған әмирләрниң алдиға келип мундақ деди: — 2 «Пәрвәрдигар илгири ғоҗамға чәк ташлап зиминни Исраил хәлқигә мирас қилип тәқсим қилип беришни буйруған; ғоҗамму Пәрвәрдигарниң қериндишимиз Зәлофиһадниң мирасини униң қизлириға тәқсим қилип бериш тоғрисидики буйруғиниму алған.■ Чөл. 26:55, 56; 27:7; 33:54; Йә. 17:3, 4 3 Лекин, улар Исраилларниң башқа қәбилисидикиләргә ятлиқ болуп кәтсә, уларниң мирасиму ата-бовилиримизниң мирасидин чиқип уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; ундақ болғанда биз чәк ташлап еришкән мирас түгәйду. 4 Исраилларниң «азатлиқ жили» кәлгәндә уларниң мираси уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; бундақ болғанда уларниң мираси бизниң ата-бовилиримизниң мирасидин елип кетилиду».□ «азатлиқ жили» — әслидә ибраний тилида «бурға (челиш) жили» дәп атилатти. Кейин, униң чүшәнчиси тезла «азатлиқ жили», «шатлиқ жили» дегәнгә өзгәрди. «Лав.» 25-бап, болупму 25:10 вә изаһатини көрүң.
5 Муса Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Исраилларға сөз қилип мундақ әмир қилип: — Йүсүп қәбилисидикиләр тоғра ейтиду. 6 Зәлофиһадниң қизлири тоғрисида Пәрвәрдигарниң буйруғини мундақ: «Улар өзлири халиған әргә ятлиқ болса болувериду, лекин өз җәмәти, өз ата қәбилисидин болған биригә ятлиқ болуши керәк. 7 Шундақ болғанда Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң қәбилисиниң мирасини чиң тутуп қоюп бәрмәслиги керәк. 8 Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң мирасини егиләш үчүн Исраил қәбилилиридин мирасқа варислиқ қилған һәр бир қиз-аял өз ата-бовилириниң қәбилисидин болған бирисигә ятлиқ болуши керәк. 9 Мошундақ болғанда, Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; чүнки Исраил қәбилилири өз мирасини қолидин бәрмәслиги керәк, — деди.
10 Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Зәлофиһадниң қизлириму шундақ қилди. 11 Зәлофиһадниң қизлиридин Маһлаһ, Тирзаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Ноаһлар өз тағилириниң оғуллириға ятлиқ болди.■ Чөл. 27:1 12 Улар Йүсүпниң оғли Манассәһниң әвлатлириниң җәмәтидикиләргә ятлиқ болди; уларниң мираси йәнила атисиниң қәбилиси ичидә қалди.
13 Булар Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаниң вастиси билән Исраилларға буйруған әмирләр вә һөкүмләрдур.
■36:2 Чөл. 26:55, 56; 27:7; 33:54; Йә. 17:3, 4
□36:4 «азатлиқ жили» — әслидә ибраний тилида «бурға (челиш) жили» дәп атилатти. Кейин, униң чүшәнчиси тезла «азатлиқ жили», «шатлиқ жили» дегәнгә өзгәрди. «Лав.» 25-бап, болупму 25:10 вә изаһатини көрүң.