9
Синай чөл-баявинида «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүш
Мисир зиминидин чиққандин кейинки иккинчи жили биринчи айда, Пәрвәрдигар Синай чөлидә Мусаға буйруп: —
Исраиллар бекитилгән вақитта өтүп кетиш һейтини өткүзсун; Мис. 12:1-28; Лав. 23:5; Чөл. 28:16; Қан. 16:2 йәни мошу айниң он төртинчи күни гугумда, бекитилгән вақитта, барлиқ бәлгүлимә вә қаидә-тәртип бойичә һейтни өткүзүңлар, — деди. «гугум» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөзләр билән ипадилиниду — демәк шәпәқ вақти, «күн петиш» вә қараңғулуқ арилиғида болған вақит. Шуниң билән Муса Исраилларға сөз қилип өтүп кетиш һейтини өткүзүшни буйруди. Улар биринчи айниң он төртинчи күни гугумда, Синай чөлидә өтүп кетиш һейтини өткүзди; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар шундақ қилди. «гугум» — 3-айәттики изаһатни көрүң.
Бир нәччәйлән бир өлүккә тегип кетип напак болуп қалғанлиғи үчүн, улар шу күни өтүп кетиш һейтини өткүзәлмиди-дә, улар шу күни Муса билән Һарунниң алдиға келип Мусаға: —
Биз өлүп қалған адәмгә тегип кетип напак болуп қалған болсақму, лекин немишкә Исраилларниң қатарида, бекитилгән вақитта Пәрвәрдигарға сунушқа керәк болғинини елип келиштин рәт қилинимиз? — дейишти.
— Тохтап туруңлар, мән берип Пәрвәрдигар силәр тоғраңларда немә буйруйдикин, аңлап бақай, — деди Муса уларға.
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10 Сән Исраилларға мундақ дегин: «Силәр вә силәрниң әвлатлириңлар ичидә бәзиләр өлүкләргә тегип кетип напак болуп қалған болса яки узақ сәпәр үстидә болса, улар йәнила Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә болиду. «улар йәнила Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш өткүзүшкә болиду» — яки «у йәнила Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзиду». 11 Ундақ кишиләр иккинчи айниң он төртинчи күни гугумда һейтни өткүзсун; һейт таамини петир нан вә аччиқ көктатлар билән биллә йесун; «гугум» — 3-айәттики изаһатни көрүң. 12 улардин әтигә азрақму қалдурмисун вә қозисиниң устиханлиридин бирәрсиниму сундурғучи болмисун; улар һейтни өтүп кетиш һейтиниң барлиқ бәлгүлимилири бойичә өткүзсун. ««өтүп кетиш һейти»дики қоза» — «Мис.» 12:46, «Юһ.» 19:36ни көрүң.   Мис. 12:46; Юһ. 19:33, 36 13 Һалбуки, пак болған, сәпәр үстидиму болмиған амма өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә етивар бәрмигән киши болса өз хәлқидин үзүп ташлиниду; чүнки бекитилгән вақитта Пәрвәрдигарға сунуш керәк болғинини сунмиғанлиғи үчүн, у өз гунайини өз үстигә алиду. «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — бу ибарә адәттә адәмниң Худаниң беваситә җазаси билән дуниядин кетишини көрситиду. «Мис.» 12:19дики изаһатни көрүң. 14 Әгәр араңларда туруватқан ят әллик бир мусапир Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзүшни халиса, у өтүп кетиш һейти тоғрисидики бәлгүлимә вә қаидә-тәртип бойичә өткүзсун; ят әллик мусапирлар үчүн вә зиминда туғулғанлар үчүнму араңларда шу бирла низам болсун. Мис. 12:49
 
Худаниң Исраилларни чөл-баяванда Өз булути вә оти билән йетәклиши
15 Ибадәт чедири тикләнгән күни, булут ибадәт чедирини, йәни һөкүм-гувалиқ чедирини қаплап турди; кәчтин таки әтигәнгичә, булут худди оттәк ибадәт чедириниң үстидә турди. «Ибадәт чедирини қаплиған булут» — «Мис.» 40:34-38ни көрүң.   Мис. 40:34 16 Дайим шундақ болатти; күндүзи булут ибадәт чедирини қаплап туратти, кечиси у отқа охшайтти. 17 Қачаники булут җамаәт чедириниң үстидин көтирилсә, Исраиллар йолға чиқатти; булут қәйәрдә тохтиса, Исраиллар шу йәрдә баргаһ тикәтти. 18 Исраиллар Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә маңатти, Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә баргаһ тикәтти; булут ибадәт чедириниң үстидә қанчә узақ тохтиса, улар баргаһта шунчә узақ туратти. 1Кор. 10:1 19 Булут ибадәт чедириниң үстидә хелә күнләргичә тохтап турса, Исраилларму Пәрвәрдигарниң көрситмисини тутуп сәпәргә чиқмайтти; 20 мабада булут ибадәт чедириниң үстидә пәқәт бир нәччә күнла тохтиса, улар Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә шу вақитта баргаһ қуруп ятатти, андин йәнә Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә сәпәргә атлинатти. 21 Вә мабада булут пәқәтла кәчтин әтигәнгичә тохтап, әттигәндә булут йәнә көтирилсә, улар йәнә йолға чиқатти; мәйли күндүзи яки кечиси булут көтирилсила, улар сәпәргә чиқатти. 22 Булут ибадәт чедириниң үстидә узунрақ турса, мәйли икки күн, бир ай, бир жил турсиму, Исраиллар йолға чиқмай баргаһта туруверәтти; лекин булут көтирилип маңсила улар сәпирини давамлаштуратти. Мис. 40:36, 37 23 Пәрвәрдигарниң буйруғи билән улар баргаһ қуратти, Пәрвәрдигарниң буйруғи билән улар сәпәрни давамлаштуратти; улар Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән бәргән әмри бойичә, Пәрвәрдигарниң көрситмисини тутатти.
 
 

9:2 Мис. 12:1-28; Лав. 23:5; Чөл. 28:16; Қан. 16:2

9:3 «гугум» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөзләр билән ипадилиниду — демәк шәпәқ вақти, «күн петиш» вә қараңғулуқ арилиғида болған вақит.

9:5 «гугум» — 3-айәттики изаһатни көрүң.

9:10 «улар йәнила Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш өткүзүшкә болиду» — яки «у йәнила Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзиду».

9:11 «гугум» — 3-айәттики изаһатни көрүң.

9:12 ««өтүп кетиш һейти»дики қоза» — «Мис.» 12:46, «Юһ.» 19:36ни көрүң.

9:12 Мис. 12:46; Юһ. 19:33, 36

9:13 «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» — бу ибарә адәттә адәмниң Худаниң беваситә җазаси билән дуниядин кетишини көрситиду. «Мис.» 12:19дики изаһатни көрүң.

9:14 Мис. 12:49

9:15 «Ибадәт чедирини қаплиған булут» — «Мис.» 40:34-38ни көрүң.

9:15 Мис. 40:34

9:18 1Кор. 10:1

9:22 Мис. 40:36, 37