11
Йәһя пәйғәмбәрниң гуманий соали
Луқа 7:18-35
Әйса он икки мухлисиға бу ишларни тапилап болғандин кейин, өзиму шу йәрдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә Худаниң каламини җакалаш үчүн у йәрдин кәтти. «өзиму шу йәрдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш ... үчүн у йәрдин кәтти» — «шу йәр» Галилийәни демәкчи.
Зинданға соланған Йәһя пәйғәмбәр Мәсиһниң қилған әмәллирини аңлап, мухлислирини әвәтип, улар арқилиқ Әйсадин: Луқа 7:18. «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» — дәп сориди. «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» — «Келиши муқәррәр зат» болса Худа вәдә қилған Қутқузғучи-Мәсиһ, әлвәттә. Йәһя өзи Мәсиһниң йолини тәйярлаш үчүн униң алдида әвәтилгән; шуниң билән у: — «Сән биз күткән кишимусән» дәп гуманлинип сорайду.
Әйса уларға җавап берип мундақ деди:
— Йәһяниң йениға қайтип берип, өз аңлаватқанлириңларни вә көрүватқанлириңларни баян қилип — Корлар көрәләйдиған вә токурлар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайтилди, гаслар аңлалайдиған болди, өлгәнләрму тирилдүрүлди вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр җакаланди» — дәп ейтиңлар Йәш. 29:18; 35:5; 61:1; Луқа 4:18. вә униңға йәнә: «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар, — деди. «вә (униңға йәнә): «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар» — Йәһя пәйғәмбәр зинданда йетип: «Әйса Қутқузғучи-Мәсиһ болса немишкә мени зиндандин қутқузмиған?» — дәп гуманланған болса керәк еди. Йәһяниң бу соали тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
Улар кәткәндә, Әйса топ-топ адәмләргә Йәһя тоғрилиқ сөзләшкә башлиди:
— «Силәр әсли Йәһяни издәп чөлгә барғиниңларда, зади немини көргили бардиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомушниму? Луқа 7:24. Яки есил кийингән бир әрбабниму? Мана, есил кийимләрни кийгәнләр хан ордилиридин тепилидуғу! Әнди силәр немә көргили бардиңлар? Бир пәйғәмбәрниму? Дурус, амма мән шуни силәргә ейтип қояйки, бу болса пәйғәмбәрдинму үстүн бир болғучидур. 10 Чүнки муқәддәс язмилардики: —
«Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән;
У сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду»
— дәп пүтүлгән сөз дәл униң тоғрисида пүтүлгәндур. «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; у сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — Тәврат, «Мал.» 3:1, «Йәш.» 40:3.   Мис. 23:20; Мал. 3:1; Мар. 1:2; Луқа 7:27. 11 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, аяллардин туғулғанлар арисида чөмүлдүргүчи Йәһядинму улуғи турғузулғини йоқ; амма әрш падишалиғидики әң кичик болғиниму униңдин улуқ туриду. 12 Амма чөмүлдүргүчи Йәһя оттуриға чиққан күнләрдин бүгүнки күнгичә, әрш падишалиғиға кириш йоли шиддәт билән ечилди вә кишиләр уни шиддәт билән тутувалиду. «Әрш падишалиғиға кириш йоли шиддәт билән ечилди вә кишиләр уни шиддәт билән тутувалиду» — башқа бир тәрҗимиси: «Әрш падишалиғи зораванлиққа учримақта. Зораванлар униңға һуҗум қилмақта». Бирақ бизниңчә бу айәтниң мәнаси асасән «Худаниң падишалиғиға кириш асан әмәс; чүнки униңға һәр хил һуҗумлар қилиниду; лекин һуҗумға бәрдашлиқ беришкә тәйяр, ирадиси қәтъий адәмләр униңға егә болиду». Йәнә «Луқа» 16:16ни көрүң. Бизниңчә йәнә, 12-14-айәтләр «Мик.» 2:12-13 билән мунасивәтликтур. «Микаһ»дики «қошумчә сөз»ниму көрүң.   Луқа 16:16. 13 Чүнки барлиқ пәйғәмбәрләрниң бешарәт бериш хизмити, шундақла Тәвраттики язмилар арқилиқ бешарәт йәткүзүлүш хизмити Йәһя билән ахирлишиду. 14 Вә әгәр шу сөзни қобул қилалисаңлар, «қайтип келиши муқәррәр болған Иляс пәйғәмбәр» болса, Йәһяниң өзидур. «Вә әгәр шу сөзни қобул қилалисаңлар, «қайтип келиши муқәррәр болған Иляс пәйғәмбәр» болса, Йәһяниң өзидур» — Тәвратта, йәни «Мал.» 4:5-6дә, Қутқузғучи-Мәсиһниң мәйданға чиқишидин авал Иляс пәйғәмбәр Мәсиһниң йолини тәйярлаш үчүн қайтип келидиғанлиғи көрситилиду. Йәһудийлар Мәсиһниң келишини күткәчкә, бу бешарәткә асасән Илиясниң авал келишини күтүватқан еди. Йәһя пәйғәмбәр Иляс пәйғәмбәрдәк күч-қудрәт билән кәлгән («Луқа» 1:13-17ни көрүң). Шуңа Мәсиһ Әйса бу бешарәт униң арқилиқ әмәлгә ашқан, дәп ейтиду. Униң үстигә, (Йәһудий хәлқи «авалқи Иляс» болған Йәһяниң хәвирини рәт қилған болғачқа) Мәсиһниң қиямәт күнидә дунияға қайтип келишидин авалму Иляс пәйғәмбәр өзи қайтидин пәйда болиду дәп ишәшимиз бар (йәнә «Мал.» 4:5-6ни вә «Мар.» 9:11-13ниму көрүң).   Мал. 3:23; Луқа 1:17. 15 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
16 Лекин бу дәвирдики кишиләрни зади кимләргә охшитай? Улар худди рәстә-базарларда олтарвелип, бир-биригә: Луқа 7:31. 17 «Биз силәргә сүнай челип бәрсәкму, уссул ойнимидиңлар», «Матәм пәдисигә челип бәрсәкму, жиға-зерә қилмидиңлар» дәп қақшайдиған тутуруқсиз балиларға охшайду. 18 Чүнки Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, шарап ичмәйтти. Шуниң билән, улар: «Униңға җин чаплишипту» дейишиду. «Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, шарап ичмәйтти» — грек тилида «Йәһя келип, нә йемәйду нә ичмәйду». Оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһя пәйғәмбәр интайин ғоригил озуқлинатти, пат-пат роза тутатти. «Мат.» 3:4ни көрүң.   Мат. 3:4; Мар. 1:6. 19 Инсаноғли болса келип һәм йәйду һәм ичиду вә мана, улар: «Таза бир тоймас вә бир мәйхор екән. У баҗгирлар вә гунакарларниң дости» дейишиду. Лекин даналиқ болса өз пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду». «Лекин даналиқ болса өз пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду» — яки «Даналиқ болса өз иш-мевилири арқилиқ дурус дәп тонулиду». Бу қисқа айәт үстидә вә униңдики көп муһим принсиплар тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
 
Әйсани чәткә қаққан шәһәрләр
Луқа 10:13-15
20 Андин у өзи көп мөҗизиләрни көрсәткән шәһәрләрдә туруватқанларни товва қилмиғанлиғи үчүн әйипләп, мундақ деди: — Луқа 10:13.
21 Һалиңларға вай, әй Қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөз кийимигә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти. «Силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса...» — Тур вә Зидон әсли бутпәрәс «ят әлләр»ниң шәһәрлири еди. Мәсилән, «Әзакиял» 26-29-бапни көрүң — икки шәһәр бу бабларда гуналири түпәйлидин әйиплиниду. «Зидон» грек тилида «Сидон» дейилиду. «У йәрләрдикиләр хелә бурунла бөз кийимигә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти» — «бөзгә (матаға) йөгинип, күлгә милиниш» — кона заманларда қаттиқ пушайман қилиш, гуналарға товва қилишниң бир ипадиси еди.   2Сам. 13:19; 2Пад. 6:30; 19:1. 22 Мән силәргә шуни ейтип қояйки, қиямәт күнидә Тур вә Зидондикиләрниң көридиғини силәрниңкидин йеник болиду. Мат. 10:15. 23 Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр. Чүнки араңларда яритилған мөҗизиләр Содомда яритилған болса, у шәһәр бүгүнгичә һалак болмиған болатти. «Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әй силәр Кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар?». Лекин бизниңчә «асманға көтирилгән» дегини тоғра болуп, бу сөз Әйса уларниң арисида болғанлиқтин уларға көрситилгән зор имтияз-илтипатни көрситиду. «Содом шәһири» — 10:15ни, «Яр.» 18:16-19:29ни көрүң. 24 Амма мән силәргә шуни ейтип қояйки, қиямәт күнидә Содом зиминидикиләрниң көридиғини силәрниңкидинму йеник болиду. Мат. 10:15.
 
Әйсаниң хошаллиғи
Луқа 10:21-22
25 Шу вақитларда, Әйса бу ишларға қарап мундақ деди:
— Асман-зимин Егиси и Ата! Сән бу һәқиқәтләрни данишмән вә әқиллиқлардин йошуруп, сәбий балиларға ашкарилиғанлиғиң үчүн Саңа мәдһийиләр оқуймән! Аюп 5:12; Йәш. 29:14; Луқа 10:21; 1Кор. 1:19; 2:7, 8. 26 Бәрһәқ, и Ата, нәзириңдә бундақ қилиш рава еди.
27 Һәммә маңа Атамдин тәқдим қилинди; Оғулни Атидин башқа һеч ким тонумайду, вә Атиниму Оғул вә Оғул ашкарилашни лайиқ көргән кишиләрдин башқа һеч ким тонумайду. Мат. 28:18; Луқа 10:22; Юһ. 1:18; 3:35; 6:46.
28 Әй җапакәшләр вә еғир жүк жүкләнгән һәммиңлар! Мениң йенимға келиңлар, мән силәргә арамлиқ берәй. 29 Мениң боюнтуруғумни кийип, мәндин үгиниңлар; чүнки мән мөмин вә кәмтәрмән; шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду. Зәб. 44:5; Йәр. 6:16; Зәк. 9:9 30 Чүнки мениң боюнтуруғумда болуш асан, мениң артидиған жүкүм йениктур. 1Юһа. 5:3.
 
 

11:1 «өзиму шу йәрдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш ... үчүн у йәрдин кәтти» — «шу йәр» Галилийәни демәкчи.

11:2 Луқа 7:18.

11:3 «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» — «Келиши муқәррәр зат» болса Худа вәдә қилған Қутқузғучи-Мәсиһ, әлвәттә. Йәһя өзи Мәсиһниң йолини тәйярлаш үчүн униң алдида әвәтилгән; шуниң билән у: — «Сән биз күткән кишимусән» дәп гуманлинип сорайду.

11:5 Йәш. 29:18; 35:5; 61:1; Луқа 4:18.

11:6 «вә (униңға йәнә): «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар» — Йәһя пәйғәмбәр зинданда йетип: «Әйса Қутқузғучи-Мәсиһ болса немишкә мени зиндандин қутқузмиған?» — дәп гуманланған болса керәк еди. Йәһяниң бу соали тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

11:7 Луқа 7:24.

11:10 «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; у сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — Тәврат, «Мал.» 3:1, «Йәш.» 40:3.

11:10 Мис. 23:20; Мал. 3:1; Мар. 1:2; Луқа 7:27.

11:12 «Әрш падишалиғиға кириш йоли шиддәт билән ечилди вә кишиләр уни шиддәт билән тутувалиду» — башқа бир тәрҗимиси: «Әрш падишалиғи зораванлиққа учримақта. Зораванлар униңға һуҗум қилмақта». Бирақ бизниңчә бу айәтниң мәнаси асасән «Худаниң падишалиғиға кириш асан әмәс; чүнки униңға һәр хил һуҗумлар қилиниду; лекин һуҗумға бәрдашлиқ беришкә тәйяр, ирадиси қәтъий адәмләр униңға егә болиду». Йәнә «Луқа» 16:16ни көрүң. Бизниңчә йәнә, 12-14-айәтләр «Мик.» 2:12-13 билән мунасивәтликтур. «Микаһ»дики «қошумчә сөз»ниму көрүң.

11:12 Луқа 16:16.

11:14 «Вә әгәр шу сөзни қобул қилалисаңлар, «қайтип келиши муқәррәр болған Иляс пәйғәмбәр» болса, Йәһяниң өзидур» — Тәвратта, йәни «Мал.» 4:5-6дә, Қутқузғучи-Мәсиһниң мәйданға чиқишидин авал Иляс пәйғәмбәр Мәсиһниң йолини тәйярлаш үчүн қайтип келидиғанлиғи көрситилиду. Йәһудийлар Мәсиһниң келишини күткәчкә, бу бешарәткә асасән Илиясниң авал келишини күтүватқан еди. Йәһя пәйғәмбәр Иляс пәйғәмбәрдәк күч-қудрәт билән кәлгән («Луқа» 1:13-17ни көрүң). Шуңа Мәсиһ Әйса бу бешарәт униң арқилиқ әмәлгә ашқан, дәп ейтиду. Униң үстигә, (Йәһудий хәлқи «авалқи Иляс» болған Йәһяниң хәвирини рәт қилған болғачқа) Мәсиһниң қиямәт күнидә дунияға қайтип келишидин авалму Иляс пәйғәмбәр өзи қайтидин пәйда болиду дәп ишәшимиз бар (йәнә «Мал.» 4:5-6ни вә «Мар.» 9:11-13ниму көрүң).

11:14 Мал. 3:23; Луқа 1:17.

11:16 Луқа 7:31.

11:18 «Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, шарап ичмәйтти» — грек тилида «Йәһя келип, нә йемәйду нә ичмәйду». Оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһя пәйғәмбәр интайин ғоригил озуқлинатти, пат-пат роза тутатти. «Мат.» 3:4ни көрүң.

11:18 Мат. 3:4; Мар. 1:6.

11:19 «Лекин даналиқ болса өз пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду» — яки «Даналиқ болса өз иш-мевилири арқилиқ дурус дәп тонулиду». Бу қисқа айәт үстидә вә униңдики көп муһим принсиплар тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

11:20 Луқа 10:13.

11:21 «Силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса...» — Тур вә Зидон әсли бутпәрәс «ят әлләр»ниң шәһәрлири еди. Мәсилән, «Әзакиял» 26-29-бапни көрүң — икки шәһәр бу бабларда гуналири түпәйлидин әйиплиниду. «Зидон» грек тилида «Сидон» дейилиду. «У йәрләрдикиләр хелә бурунла бөз кийимигә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти» — «бөзгә (матаға) йөгинип, күлгә милиниш» — кона заманларда қаттиқ пушайман қилиш, гуналарға товва қилишниң бир ипадиси еди.

11:21 2Сам. 13:19; 2Пад. 6:30; 19:1.

11:22 Мат. 10:15.

11:23 «Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әй силәр Кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар?». Лекин бизниңчә «асманға көтирилгән» дегини тоғра болуп, бу сөз Әйса уларниң арисида болғанлиқтин уларға көрситилгән зор имтияз-илтипатни көрситиду. «Содом шәһири» — 10:15ни, «Яр.» 18:16-19:29ни көрүң.

11:24 Мат. 10:15.

11:25 Аюп 5:12; Йәш. 29:14; Луқа 10:21; 1Кор. 1:19; 2:7, 8.

11:27 Мат. 28:18; Луқа 10:22; Юһ. 1:18; 3:35; 6:46.

11:29 Зәб. 44:5; Йәр. 6:16; Зәк. 9:9

11:30 1Юһа. 5:3.