20
Панаһлиқ шәһәрләр
1 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Өзүм Мусаниң вастиси билән силәргә буйруғандәк, өзүңлар үчүн «панаһлиқ шәһәрләр»ни таллап бекитиңлар; ■ Мис. 21:13; Чөл. 35:6; Қан. 19:1, 2 3 билмәй, тәсадипийлиқтин адәм уруп өлтүрүп қойған һәр қандақ киши у шәһәрләргә қечип кәтсун. Буниң билән бу шәһәрләр силәргә қан интиқамини алғучидин панаһгаһ болиду. 4 Адәмни шундақ өлтүргән киши бу шәһәрләрниң биригә қечип берип, шәһәрниң қовуқиға келип, шу йәрдә шәһәрниң ақсақаллириға өз әһвалини ейтсун; улар уни өзигә қобул қилип шәһәргә киргүзүп, униң өзлири билән биллә турушиға униңға җай бәрсун.■ Чөл. 35:22, 23; Қан. 19:4, 5
5 Әнди қан қисасини алғучи уни қоғлап кәлсә, улар адәм өлтүргән кишини қисаскарниң қолиға тапшуруп бәрмисун; чүнки шу кишиниң бурундин өз хошнисиға һеч өч-адавити болмиған, бәлки тәсадипий уруп өлтүрүп қойған. 6 Адәм өлтүргән киши җамаәт алдида сорақ қилинғичә шу шәһәрдә турсун; андин шу вақиттики баш каһин өлүп кәткәндә, у шу шәһәрдин айрилип, өз шәһиригә, йәни қечип чиққан шәһәрдики өйигә йенип кәлсун.
7 Шуниң билән улар Нафтали тағлиқ жутидики Кәдәшни, Әфраимниң тағлиқ жутидики Шәкәмни вә Йәһуданиң тағлиқ жутидики Кириат-Арба, йәни Һебронни, 8 Йерихониң шәриқ тәрипидики, Иордан дәриясиниң у қетидики Рубән қәбилисиниң зиминидин түзләңликниң чөлидики Бәзәрни, Гад қәбилисиниң зиминидин Гилеадтики Рамотни вә Манассәһ қәбилисиниң зиминидин Башандики Голанни таллап бекитти.■ Қан. 4:43
9 Мана бу шәһәрләр барлиқ Исраиллар вә уларниң арисида туруватқан мусапирлар үчүн панаһгаһ болушқа бекитилгән шәһәрләрдур; кимки билмәй, тәсадипилиқтин адәм өлтүргән болса, униң җамаәт алдида сорақ қилинишидин бурун, қан қисаскарниң қолида өлмәслиги үчүн шу шәһәрләргә қечип кетишкә бу шәһәрләр бекитилгән.