2
Йеңи ханиш таллаш
1 Бу ишлар өтүп, падиша Аһашверошниң ғәзиви бесилғанда, у Ваштини сеғинип, униң қилғинини һәм униң үстидин чиқирилған ярлиғи һәққидә әсләп ойлинип қалди.
□ 2 Шу сәвәптин падишаниң хизмитидә турған ғоҗидарлар униңға: — Алийлири үчүн саһибҗамал яш қизларни издәп тепип кәлтүргәйла;
3 алийлири падишалиғидики һәр қайси өлкиләрдә барлиқ гөзәл қизларни жиғип, Шушан қәлъәсидики һәрәмсарайға кәлтүрүшкә әмәлдарларни тәйингәйла; қизлар ордидики қиз-аялларға мәсъул болған һәрәмъағиси Һегайниң қолиға тапшурулғай; уларға керәклик упа-әңликләр тәминләнгәй.
4 Алийлирини сөйүндүргән қиз Ваштиниң орнини бесип ханиш болсун, деди.
Бу гәп падишани хуш қилди вә у шундақ қилди.
Әстәрниң ордиға киргүзүлүши
5 Шушан қәлъәсидә Бинямин қәбилисидин, Кишниң әвриси, Шимәйниң нәвриси, Яирниң оғли Мордикай исимлиқ бир Йәһудий бар еди
6 (Киш болса Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәконияһ билән бир топ кишиләрни тутқун қилип Йерусалимдин әкәткәндә, улар билән биллә әсир қилинип кетилгән еди).
■ 7 Мордикай өзиниң тағисиниң қизи Һадассаһни (йәни Әстәр) беқип чоң қилған еди, чүнки униң ата-аниси йоқ еди. Бу қиз гөзәл, тәқи-турқи келишкән еди; ата-аниси өлүп кәткән болғачқа Мордикай уни өз қизи қатарида беқип чоң қилған еди.
8 Падишаһниң әмри вә ярлиғи җакаланғандин кейин нурғун қизлар Шушан қәлъәсигә кәлтүрүлүп Һегайниң қолиға тапшурулди; шундақ болдики, Әстәрму ордиға кәлтүрүлүп ордидики қиз-аялларға мәсъул болған Һегайниң қолиға тапшурулди.
9 Әстәр Һегайға яққан болуп, у униңға илтипат көрсәтти; у тезла униңға упа-әңлик вә тегишлик йемәкликләрни тәминлиди һәм ордидин униңға талланған йәттә кенизәкни бәрди; андин уни кенизәклири билән һәрәмсарайниң әң есил җайидин орун бәрди.
10 Әстәр өзиниң миллити вә теги-тәктини һеч кимгә ейтмиди, чүнки Мордикай униңға буни ашкарилимаслиқни тапилиған еди.
11 Мордикай Әстәрниң һал-әһвалидин хәвәр тепиш вә униңға қандақ муамилә қилинидиғанлиғини билиш үчүн, һәр күни һәрәмсарайниң һойлиси алдида айлинип жүрәтти.
12 Қизларға аит рәсмийәт бойичә, һәр бир қизниң ордиға кирип падиша Аһашверош билән биллә болуш нөвитидин авал, он икки ай бәдинини тазилиши керәк еди, чүнки қизларниң «тазилиниш күнлири» мундақ йол билән ада қилинатти: — алтә ай мурмәкки мейи билән, алтә ай әтир-әңлик вә шундақла қизларниң бәдинини пакизлайдиған башқа буюмлар билән пәрдаз қилиниши керәк еди.
13 Қиз падишаниң һозуриға киридиған чағда мундақ қаидә бар еди: — Ордиға киргәндә униң немә тәливи болса, шулар һәрәмсарайдин униңға бериләтти.
14 Қиз ахшими кирип кетип, әтиси әтигәндә қайтип чиққанда һәрәмсарайниң «иккинчи бөлүм»игә қайтурулуп, тоқал-кенизәкләргә мәсъул болған падишаниң һәрәмъағиси Шаашғазниң қолиға тапшурулатти; падиша у қизға амрақ болуп қелип, исмини атап чақирмиғичә, у иккинчи ордиға кирип падиша билән биллә болмайтти.
15 Мордикайниң тағиси Абихаилниң қизи Әстәр, йәни Мордикай өз қизи қилип беқивалған қизниң падиша билән биллә болушқа кириш нөвити кәлгәндә, у қизларға мәсъул болған падишаниң һәрәмъағиси Һегай өзигә тәйярлап бәргән нәрсиләрдин башқа һеч нәрсини тәләп қилмиди. Әстәрни көргәнләрниң һәммиси уни яқтуруп қалатти.
Әстәрниң ханиш қилип тиклиниши
16 Падиша Аһашверош сәлтәнәт сүрүп йәттинчи жилиниң онинчи ейиға, йәни Тәбәт ейиға кәлгәндә, Әстәр униң билән биллә болушқа шаһанә ордиға башлап кирилди .
□ 17 Падиша Әстәрни башқа барлиқ қизлардин яхши көрүп қалғачқа, шундақла Әстәр униң илтипати һәм амрақлиғиға еришкән болғачқа, падиша ханиш таҗини униң бешиға кийдүрүп, уни Ваштиниң орниға ханиш қилип тиклиди.
18 Андин падиша өзиниң барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға Әстәрниң иззәт-һөрмити үчүн катта зияпәт бәрди; у йәнә һәр қайси өлкиләргә баҗ-алвандин азат мәзгил болсун дәп елан чиқарди һәмдә шаһанә байлиқлиридин сехийлиқ билән инъамларни бәрди.
□
Мордикайниң сүйқәстни паш қилиши
19 Иккинчи қетим қизлар шундақ жиғилған вақитта Мордикайниң орда дәрвазисида олтиридиған орни бар болған еди
□ 20 (Әстәр Мордикайниң тапилиғини бойичә, өзиниң миллити вә теги-тәктини йәнила башқиларға ейтмиған еди; чүнки Әстәр Мордикайниң гепини илгири баққан вақтида аңлиғандәк аңлайтти).
21 У күнләрдә, Мордикай орда дәрвазисидики орнида олтарған вақтида, падишаниң Бигтан вә Тәрәш дегән икки дәрвазивән һәрәмъағиси падиша Аһашверошқа ғәзәплинип, униңға қол селишни қәстләватқан еди.
22 Бу сүйқәстни Мордикай сезип қелип, уни ханиш Әстәргә ейтти; Әстәр бу ишни Мордикайниң намида падишаға сөзләп бәрди.
23 Бу иш сүрүштә қилинивиди, раст болуп чиқти вә у иккиси дарға есилди. Бу вақиә падишаниң көз алдида тарих-тәзкирә китавида пүтүлди.