125
125-күй •••• Сүргүн болуштин азат болуш
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә,
Биз чүш көргәндәкла болдуқ;□ «Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигар Зионниң әһвалини әслигә қайтурғанда...».
2 Ағзимиз күлкигә,
Тилимиз шатлинишқа толди;
Шу тапта әлләр арисида улар: —
«Пәрвәрдигар уларға зор ишларни қилип бәрди» — дейишти.■ Аюп 8:21
3 Пәрвәрдигар дәрвәқә биз үчүн зор ишларни қилди,
Биз булардин шатлинимиз.
4 Җәнуптики қуруқ ериқлар шар-шар суларға айландурулғандәк,
5 Көз яшлирини еқитип териғанлар шатлиқ билән орар;
6 Жиғлап жүрүп чачидиған уруқни көтәргән киши,
Бәрһәқ, шатлиқ-тәнтәнә билән ориған бағлирини көтирип қайтип келиду.
□125:1 «Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигар Зионниң әһвалини әслигә қайтурғанда...».
□125:4 «Җәнуптики қуруқ ериқлар шар-шар суларға айландурулғандәк...» — қаттиқ ямғур яғғандин кейин, Пәләстинниң җәнуп тәрипидики сүйи йоқ ериқ-дәриялар йерим саат ичидила күчлүк һәм хәтәрлик давалғуған дәрияларға айландурулиду. «Биз тутқунларниму өз әркимизгә қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар» — бу иккинчи «тутқунлуқ» немини билдүриду? Бабил империйәсигә сүргүн болған Йәһудийлар азат болуп Пәләстингә қайтип кәлгәндин кейин, йәнә бәк еғир мушәққәтләр һәм зиянкәшликкә учриди («Нәһәмия» һәм «Әзра» қисимлирини көрүң). «Тутқунлуқ» бәлким көчмә мәнидә болуп, у еғир әһвални көрситиду.