122
122-күй •••• Зор харлиқ астида
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
И әршләрдә Турғучисән,
Саңа бешимни көтирип қараймән;□ «Саңа бешимни көтирип қараймән» — ибраний тилида: «Саңа көзлиримни көтирип қараймән». ■ Зәб. 113:11
2 Мана, қуллириңниң көзи өз ғоҗайининиң қоллириға қандақ қариған болса,
Дедәкләрниң көзи өз саһибәсиниң қоллириға қандақ қариған болса,
Бизниң көзимиз Пәрвәрдигар Худайимизға шундақ қарайду.
Та бизгә шәпқәт көрсәткичә қарайду.
3 Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән, и Пәрвәрдигар,
Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән;
Чүнки биз йәткичә хорлуқ тартқанмиз.
4 Җенимиз ғоҗамларниң мазақлирини,
Һакавурларниң хорлуқлирини йәткичә тартқандур.