98
98-күй •••• Муқәддәс Худаға мәдһийә
Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!
Хәлиқләр титрисун!
У керублар оттурисида олтириду;
Йәр-җаһан зил-зилигә кәлсун!
Пәрвәрдигар Зионда бүйүктур,
У барлиқ хәлиқләр үстидә туридиған алийдур.
Улар улуқ вә сүрлүк намиңни мәдһийиләйду;
У пак-муқәддәстур!
Падишаһниң қудрити адаләткә беғишланғандур;
Өзүң дуруслуқни мәһкәм орнатқансән;
Сән Яқуп арисида адаләт вә һәққанийәт жүргүзгән.
Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар!
Тәхтипәри алдида егилип сәҗдә қилиңлар —
У муқәддәстур!
Униң каһинлири арисида Муса вә Һарун бар еди,
Намини чақирғанлар ичидә Самуилму һазир еди;
Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип, чақирди,
У уларға җавап бәрди.
Худа булут түврүгидә уларға сөзлиди;
Улар У тапшурған агаһ-гувалиқларға һәм низам-бәлгүлимигә әмәл қилишатти.
И Пәрвәрдигар Худайимиз, Сән уларға җавап бәрдиң;
Яман қилмишлириға яриша җаза бәргән болсаңму,
Сән уларни кәчүргүчи Илаһ едиң.
Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар!
Униң муқәддәс теғида егилип сәҗдә қилиңлар!
Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз муқәддәстур!