Оқурмәнләрниң есидә барки, «мубарәк» дегән сөзниң «бәхит-бәрикәт көрсун!» яки «бәхит-бәрикәтлик болсун!» дегән түп мәнаси бар.
Бу әнҗүр дәрихидә көрүнгән карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә. 14 У дәрәққә сөз қилип:
□11:1-2 «адәм балисиниң техи минип бақмиған бир тәхәй» — мундақ улаққа хатирҗәм миниши адәттә мүмкин әмәс, әлвәттә.
■11:1-2 Мат. 21:1; Луқа 19:29.
□11:3 «у һелила уни бу йәргә әвәтип бериду» — башқа бир хил тәрҗимиси «у дәрһал силәргә йетилитип қойиду».
□11:4 «Улар кетип һәдә йол үстидики өйниң дәрвазиси сиртида бағлағлиқ турған бир тәхәйни көрди» — адәттә кочилар интайин тар болғачқа, мал-чарвилар кочида бағлап қоюлмайтти. Тәхәйниң «һәдә йол»да бағлағлиқ болуши Худаниң ирадисиниң уларниң уни елип меңиши оғрилиқчә иш болмисун дегәнлигини испатлайду.
□11:8 «...башқилири дәрәқләрдин шах-шумбиларни кесип йолға яйди» — бәзи кона көчүрмиләрдә «башқилири етизлардин кәскән шах-шумбиларни йолға паяндаз қилип салди» дәп оқулиду.
□11:10 «Һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Атимиз Давутниң келидиған падишалиғиға мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә мәнаси «Худаға тәшәккүр-мәдһийә»му болуп қалған еди. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң. Оқурмәнләрниң есидә барки, «мубарәк» дегән сөзниң «бәхит-бәрикәт көрсун!» яки «бәхит-бәрикәтлик болсун!» дегән түп мәнаси бар.
□11:11 «У Йерусалимға берип ибадәтхана һойлилириға кирди» — Йерусалимдики бу чоң ибадәтхана тоғрилиқ «Тәбирләр» вә «Һагай»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■11:11 Мат. 21:12,14; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.
□11:13 «Жирақтики йопурмақлиқ бир түп әнҗир дәриғини байқап, униңдин бирәр мевә тапалармәнмекин дәп йениға барди» — Қанаан (Пәләстин)дики әнҗир дәрәқлиридә йопурмақ болса, мевиму болуши керәк. Бу әнҗүр дәрихидә көрүнгән карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.
□11:15 «у ибадәтхана һойлилириға кирип...» — ибадәтхана тоғрилиқ: әйни чағда, Йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири (синагоглар) болуп, бу Йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә, пәқәт Йерусалимдики бу мәркизий ибадәтханидила қурбанлиқ қилса тоғра болатти. «у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдашкә башлиди вә пул тегишкүчиләрниң ширәлирини, пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүвәтти» — ибадәтхана һойлилирида сетилған һайван вә учар-қанатлар хәлиқниң қурбанлиқ қилиши үчүн еди. Ибадәтханиға сәдиқә бәргүчиләр пулини йәрлик пулға тегишкәндин кейин бериши керәк еди.
■11:15 Мал.3:1-5; Мат. 21:12; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.
□11:17 ««Мениң өйүм барлиқ әлләр үчүн дуа-тилавәтхана дәп атилиду»... силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувәттиңлар!» — «Йәш.» 56:7 вә «Йәр.» 7:11ни көрүң. Әйсаниң «булаңчиларниң угиси» дегән сөзи икки бислиқ болуп, бир тәрәптин баш каһинларниң содигәрләргә қурбанлиқларни сетиш һоқуқини сетип бәргәнлигини көрситиду; иккинчидин, бу каһинларниң хәлиқниң Худаниң һәқиқитини аңлаш пурситини булап, униң орниға өзлириниң мәртивисини жуқури көтиридиған һәр түрлүк қаидә-йосунларни уларниң бойниға артип қойғанлиғини көрситиду.
■11:17 1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Мат. 21:13; Луқа 19:46.
■11:18 Йәш.49:7, Мат.21:46.
□11:19 «Кәчқурун, у мухлислири билән шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти» — грек тилида «Кәчқурун, улар шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти». Башқа бир хил тәрҗимиси: «Кәчқурунлири, Әйса билән мухлислири шәһәрниң сиртиға чиқип кетәтти». Ишлар дәрвәқә һәр күни шундақ болатти.
□11:20 «дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткән...» — бу карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.
□11:21 «Устаз» — грек тилида «Рабби».
□11:22 «Худаниң ишәшидә болуңлар» — грек тилида «Худаниң ишәшигә егә болуңлар».
■11:23 Мат. 17:20; 21:21; Луқа 17:6.
■11:24 Йәр. 29:12; Мат. 7:7; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 15:7; 16:24; Яқ. 1:5, 6; 1Юһа. 3:22; 5:14.
□11:26 «Лекин силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу -26-айәт тепилмайду. Немила болмисун, бу айәт һәқиқәттур. «Мат.» 6:15ни көрүң.
■11:28 Мис. 2:14; Рос. 4:7; 7:27.
□11:31 «Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду» — мошу диний әрбабларниң һәммиси әслидә Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чөмүлдүрүшини рәт қилған еди, әлвәттә.