□21:6 «Мән бу ишлар үстидә ойлансамла, вәһимигә чөмимән, пүтүн әтлиримни титрәк басиду» — Аюпниң бундақ қорқуп кетиши униң төвәндики сөзлири билән чүшәндүрүлиду. Аюп таки өзини палакәт басқанға қәдәр Худани Һәммигә Қадир, пүтүнләй адил һәм пүтүнләй меһриван дәп ишинип кәлгән еди. Бирақ у әндиликтә башқа бир қорқунучлуқ еһтималлиққа йүзлинишкә мәҗбур болувататти. Худа растинла адаләтлик, растинла яхшиму? Җаһандики бәзи әһваллар буниңға тәтүр гувалиқ бериватқандәк қилатти. Яман адәмләр бейип китиватиду, дурус адәмләр езиливатиду. Худа бу ишларға писәнт қилмамду? У әслидә тәсәввур қилмиған бу еһтималлиқлар уни һазир интайин қорқитивататти.
■21:7 Зәб. 16:9-12; 72:12; Йәр. 12:1; Һаб. 1:16
□21:8 «Уларниң , йәни яманларниң нәсли өз алдида, пәрзәнтлири көз алдида мәзмут өсиду» — Аюп Зофарниң бая қилған сөзлирини хуласә қилип, уларға рәддийә бериду; яманлар йоқалмайду, уларниң пәрзәнтлири «Өз байлиқлирини мискинләргә қайтуриду» әмәс, бәлки улар өз алдиға раваҗ тапиду.
□21:13 «Улар күнлирини аватчилиқ ичидә өткүзиду, андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду» — Аюп бундақ яманлар өмүрвайәт азатиликтә яшиғандин кейин һеч азапланмай, һеч җазаланмай дуниядин кетиду, дәватиду. «Андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар хатирҗәмликтә тәһтисараға чүшиду».
□21:16 «Қараңлар, уларниң бәхити өз қолида әмәсму?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қараңлар, уларниң аватлиғи өз қоли билән кәлмәс» (аватлиғи Худадин кәлгән, демәкчи).
□21:20 «Һәммигә Қадирниң қәһрини тетисун!» — ибраний тилида «Һәммигә Қадирниң қәһрини ичсун!».
□21:22 «каттилар» — ибраний тилида «алийлар». Бәлким мошу йәрдә пәриштиләрни көрситиши мүмкин. «Униңға билим үгитәләйдиған адәм бармидур?!» — Аюп уларниң «Яманлар тезла җазалиниду» дегәнлириниң натоғрилиғини испатлиған еди. Бирақ у һазир: «Силәрниң бу сөзлириңларда чиң туривелишиңлар «Худа бизниң пикримизни аңлап андин бу ишларни шундақ орунлаштуруши керәк» дегәнликкә баравәр» демәкчи.
■21:22 Йәш. 40:13; Рим. 11:34; 1Кор. 2:16
□21:27 «... силәрниң немини ойлаватқанлиғиңларни, мени қарилаш нийәтлириңларни билимән» — достлириниң сөзлириниң көпинчиси даритма гәп; бирақ, хелә рошәнки, бу йәрдә Аюпқа қаритип һуҗум қилиниду.
□21:28 «Силәр мәндин: «Есилзадиниң өйи нәгә кәткән?» дәп сораватисиләр» — уларниң мошу «есилзадә» дегини, шүбһисизки, Аюпни көрситиду. «Силәр мәндин: «... Рәзилләрниң турған чедирлири нәдидур?» дәп сораватисиләр» — Аюп йәнә мошу йәрдә: Силәрниң бу соаллириңлар мени даритип көрситидиғанлиғини билимән, дәватиду.
□21:29 «Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму?» — Зофар: «Ипласларниң хошаллиғи бирдәмликтур», шундақла бу иш «йәр йүзидә Адәм атимиз апиридә болғандин бери» һәммә адәмгә аян — дегән. Бирақ Аюп жирақ жутларға берип кәлгәнләрниң баянлири башқичә, дәйду.
□21:34 «Силәр немишкә маңа қуруқ гәп билән тәсәлли бәрмәкчи? Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму?» — оқурмәнләр байқисунки, Аюпниң үч дости авал сәл еғир-бесиқрақ сөз қилиду, андин гәп қилғансери аччиқ һәм тәлвәлик билән сөзләйду; Аюп болса авал интайин тәлвиләрчә вә җиддийлиқта сөз қилған болсиму, лекин униң сөзлири барғансери тәмкин болиду.