Башқа бир хил тәрҗимиси: «Муниңдин башлап ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлитиш мәхситидә башқа ғәзничиләрдин пул алмаңлар». 8-айәт бизниң тәрҗимимизгә масрақ келиду.
□12:1 «Йәһоаш» — «Йоаш»ниң башқа шәкли.
□12:2 «Йәһоаш Йәһояда каһин униңға несиһәт қилип турған барлиқ күнләрдә, ... дурус болғанни қилди.» — бу сөзгә қариғанда Йоаш Йәһояда өлгәндин кейин Пәрвәрдигарниң йолидин чиқип кәтти; вә дәрвәқә шундақ болди («2Тар.» 24:17-27ни көрүң).
□12:3 «жуқури җайлар» — Тәвраттики «Кан.» 12:5-14дә вә башқа мунасивәтлик йәрләрдә, Худа Исраилларға: Бириси Маңа атап қурбанлиқ қилса, пәқәт «Өзүм таллиған җай»да қурбанлиқ қилсун, дәп тапилайду. Исраилниң тарихида Худа мошундақ қурбанлиқ қилидиған бир нәччә җайни бекиткән еди (бир вақитта пәқәт бирла җайни бекитәтти). Бирақ Исраиллар бәлким өз қолайлиғини көзләп (вә бәлким бутпәрәсләрниң иш-һәрикәтлирини дорап) Худаниң әмрини нәзиридин сақит қилип тағ чоққилири қатарлиқ жуқури җайларда Худаға ибадәт қилип қурбанлиқ қилатти. Буниң шундақ бир хәтири бар едики, улар әтрапидики бутпәрәсләрниң тәсирини қобул қилип, шу йәрдә һәр хил бутларғиму чоқунуп, һәтта бутпәрәсләргә әгишип «инсан қурбанлиқ»ларниму қилиши мүмкин вә дәрвәқә көп вақитларда шундақ қилатти (мәсилән, «Әз.» 16:21, 20:26ни көрүң).
□12:4 «ройхәттин өткүзүлгән һәр кишиниң баҗ пули, қәсәм ичкәнләрниң пули» — «Мис.» 30:11-16, «Лав.» 27-бапни көрүң.
□12:5 «каһинлар ғәзничиләрдин...» — яки «каһинлар өз тонушлиридин...». «Каһинлар» — ибраний тилида «Һәр бир каһин...» дейилиду — демәк, һәр бир каһинниң бу ишқа болған айрим мәсъулийити барлиғи сәл тәкитлиниду.
□12:7 «...Мундин кейин ғәзничиләрдин пул алмаңлар вә өзүңлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлатмаңлар» — бу сөзгә қариғанда каһинлар һеч болмиғанда ибадәтханини оңшитиш хизмитидә мәсъулийәтсизлик қилған болса керәк. Бу сөзләрдин улар мошу пулларни хиянәт қилғанлиғи натайин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Муниңдин башлап ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлитиш мәхситидә башқа ғәзничиләрдин пул алмаңлар». 8-айәт бизниң тәрҗимимизгә масрақ келиду.
□12:12 «таштирашлар» — йәни таш нәқишчиләр еди.
■12:17 2Пад. 8:12; 13:25; 2Тар. 24:23
□12:19 «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» униңдин көп учурлар алған еди.