3
Йерусалимниң сораққа тартилиши
Асийлиқ қилғучи, булғанған, җәбир-зулум йәткүзгүчи шәһәргә вай!
У авазни аңлимиди, тәрбийини қобул қилмиди;
Пәрвәрдигарға таянмиди, Худасиға йеқинлашмиди. «Асийлиқ қилғучи, булғанған, җәбир-зулум йәткүзгүчи шәһәргә вай! (1-айәт) У авазни аңлимиди, тәрбийини қобул қилмиди» — бу сөзләрни аңлиғучи Йерусалимдикиләр бәлким Зәфания йәнә Асурийәниң гуналирини әйипләватиду, дәп ойлиши мүмкин еди. Бирақ кейинки сөзлиридин аңлиғучилар туюқсиз: «Униң әйиплигини Нинәвә әмәс, бәлки биз Йерусалимдикиләр екәнмиз!» дәп һәйран қалған, шундақла хапа болған болуши мүмкин еди.
«Аваз»ниң кимниң екәнлигини Зәфания пәйғәмбәр демәйду; чүнки униңға нисбәтән бу дунияда аңлиғидәк пәқәт бирла аваз бар, йәни Пәрвәрдигарниңкидур.
Униң оттурисида болған әмирлириниң һәммиси һөкирәйдиған ширлар,
Униң сорақчилири болса кәчлиги овлайдиған, әтигини ғаҗилиғидәк һеч нәрсә қалдурмайдиған бөриләрдур; Пәнд. 28:15; Әз. 22:27
Униң пәйғәмбәрлири вәзинсиз, асий кишиләр;
Униң каһинлири муқәддәс ибадәтханини булғайдиғанлар,
Тәврат-қануниға бузғунчилиқ қилидиғанлар. «Униң пәйғәмбәрлири вәзинсиз, асий кишиләр; униң каһинлири муқәддәс ибадәтханини булғайдиғанлар» — «пәйғәмбәрлири» болса сахта пәйғәмбәрләр, әлвәттә. «Каһинлар» муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи хадимлар.   Йәр. 23:11, 32; Һош. 9:7.
Һәққаний Пәрвәрдигар униң оттурисидидур;
У һеч һәққанийәтсизлик қилмайду;
Һәр әтигәндә адил һөкүмини аян қилиду;
Һөкүмидә кәмчилик йоқтур;
Бирақ намәрт адәм һеч номусни билмәйду. «һөкүмидә кәмчилик йоқтур» — яки «У (Пәрвәрдигар) һөкүмлирини ада қилмай қалмайду».   Қан. 32:4
— Мән әлләрни үзүп ташливәткәнмән,
Уларниң истиһкам потәйлири вәйранидур;
Кочилирини һеч бир адәм өтмигидәк қилип харабә қилғанмән;
Шәһәрлири адәмзатсиз, һеч турғучиси йоқ қилинип һалак болған. «Мән әлләрни үзүп ташливәткәнмән, уларниң истиһкам потәйлири вәйранидур .... шәһәрлири адәмзатсиз, һеч турғучиси йоқ қилинип һалак болған» — ят әлләр арисидики бу вақиәләр, шүбһисизки, Исраилға савақ, агаһ вә мисал болуши керәк еди.
Мән: «Пәқәт Мәндин қорқуңлар, тәрбийини қобул қилиңлар» — дедим.
Шундақ болғанда униңға һәммә бекиткәнлирим чүшүрүлмәй, макани һеч ханивәйран болмас.
Бирақ улар балдурла орнидин туруп, һәммә ишлирини һарам қиливәтти. «Шундақ болғанда униңға һәммә бекиткәнлирим чүшүрүлмәй, макани һеч ханивәйран болмас. Бирақ улар балдурла орнидин туруп, һәммә ишлирини һарам қиливәтти» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Ундақ болғанда униңға берилидиған һәммә җазалири немә болушидин қәтъийнәзәр, униң макани һеч үзүлмәйду». «Бирақ улар балдурла орнидин туруп, һәммә ишлирини һарам қиливәтти» — демәк, тилға елинған «һарам ишлар»ни қилишқа наһайити алдираватқан еди.
 
Барлиқ әлләрниң сораққа тартилиши
Шуңа Мени күтүңлар, — дәйду Пәрвәрдигар,
Мән гувалиқ беришкә орнумдин қозғалған күнгичә —
Чүнки Мениң қарарим — әлләрни жиғиш,
Падишаһлиқларни җәм қилиштин ибарәтки,
Уларниң үстигә қәһримни,
Һәммә дәһшәтлик аччиғимни бешиға төкүш үчүндур.
Чүнки йәр йүзиниң һәммиси аччиқ ғәзивимниң оти билән көйдүрүветилиду. «Мән гувалиқ беришкә орнумдин қозғалған күнгичә...» — «гувачилиқ беришкә...» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «овни елишқа...».
 
Исраилниң әслигә кәлтүрүлүши, әлләрниң Худаниң йениға келиши
Чүнки шу тапта барлиқ әлләрниң Пәрвәрдигариниң намиға нида қилип чақириши үчүн,
Униң хизмитидә бир җан бир тән болуши үчүн,
Мән уларниң тилини сап бир тилға айландуримән,
10 Чүнки Ефиопийә дәриялириниң нерисидин Мениң дуа-тилавәтчилирим,
Йәни Мән тарқатқанларниң қизи,
Маңа сунулған һәдийәни епкелиду. «Ефиопийә дәриялириниң нериси....» — Ефиопийә наһайити чәт җай болуп, товва қилиш пурсити җаһанниң чәтлиригичә болиду, дәп көрситидиған бир мисалдур. «Мениң дуа-тилавәтчилирим, йәни Мән тарқатқанларниң қизи...» — бәлким тарқилип кәткән, амма товва қилған Исраилларни көрситиду: «Пәрвәрдигарниң күни» шунчә дәһшәтлик болғини билән (8-айәт), 9-10-айәттики бешарәтләр Худаниң меһри-шәпқитигә һәтта шу күнидиму еришиш имканийити барлиғини испатлайду.
 
Исраилниң Худаниң Роһида «қайтидин туғулуши»
11 Шу күни сән Маңа асийлиқ қилған барлиқ қилмишлириң түпәйлидин иза тартип қалмайсән;
Чүнки шу тапта Мән тәкәббурлуғуңдин хошаллинип кәткәнләрни араңдин елип ташлаймән,
Шуниң билән сән муқәддәс теғим түпәйлидин һалиңни иккинчи чоң қилмайсән; «муқәддәс теғим түпәйлидин» — яки «муқәддәс теғимда» яки «муқәддәс теғим үстидә».
12 Вә Мән араңда кәмтәр һәм мискин бир хәлиқни қалдуримән,
Улар Пәрвәрдигарниң намиға тайиниду.
13 Исраилниң қалдиси нә қәбиһлик қилмайду,
Нә ялған сөзлимәйду,
Нә уларниң ағзидин алдамчи тил тепилмайду;
Улар бәлки озуқлинип, ятиду,
Һеч ким уларни қорқутмайду. «Исраилниң қалдиси нә қәбиһлик қилмайду» — «Исраилниң қалдиси» Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң китаплирида көп көрүлидиған тема яки мавзудур. Исраил хәлқиниң көп қисми Худадин жирақлишип кәткән болсиму, улар арисида Худаниң меһри-шәпқити билән, Өзигә садиқ бир «қалди»ниң һаман һәрдайим тепилидиғанлиғи көрситилиду.
 
Исраилниң қайтидин жиғилиши — ахирқи замандики шат-хурамлиқ бир күй
14 Яйрап-яшна, и Зион қизи!
Тәнтәнә қилип вақира, и Исраил!
Пүтүн қәлбиң билән хошал болуп шатлан, и Йерусалимниң қизи! Зәк. 9:9
15 Пәрвәрдигар сени җазалайдиған һөкүмләрни елип ташлиди,
Дүшминиңни қайтурувәтти;
Исраилниң падишаси Пәрвәрдигар араңдидур;
Яманлиқни иккинчи көрмәйсән.
16 Шу күни Йерусалимға ейтилидуки,
«Қорқма, и Зион!
Қоллириң бошап, саңгилап кәтмисун!
17 Пәрвәрдигар Худайиң араңда,
Қутқузидиған қудрәт Егисидур!
У шатлиқ билән үстүңдә шатлиниду;
Өз меһир-муһәббитидә арам алиду;
Үстүңдә нахшилар ейтип яйрап-яшнайду.
18 Җәмийәт сорунлиридики номуссиз ибадәт түпәйлидин араңлардин азапланғанларни жиғимән;
Буларниң шәрмәндиликлири уларға еғир келәтти. «Җәмийәт сорунлиридики номуссиз ибадәт түпәйлидин араңлардин азапланғанларни жиғимән; буларниң шәрмәндиликлири уларға еғир келәтти» — айәтниң бир нәччә тәрҗимилири бар. Бизниңчә мәнаси шуки, ибадәт сорунлирида болған сахтипәзлик, ар-номуссизлиқлар сорунға қатнашқан ихласмәнләрни наһайити азаплиған, улар буниңға чидимай мошу һейтларға, ибадәт сорунлириға қатнашмай тарқилип кәткән еди. Шуңа Худа: «Мән уларни жиғимән» — дәйду. «Йәш.» 1:13ни көрүң.
19 Мана, Мән шу тапта сени харлиғанларниң һәммисини бир тәрәп қилимән,
Ақсақ болған қизни қутқузимән;
Талаға һайдиветилгән қизни жиғимән;
Дәл улар хорланған барлиқ зиминларда уларни Өзүмгә мәдһийә кәлтүргүчи, шөһрәт болғучи қилип тикләймән. «Ақсақ болған қизни қутқузимән; талаға һайдиветилгән қизни жиғимән» — «қиз» мошу йәрдә Исраилни көрситиду. «...уларни Өзүмгә мәдһийә кәлтүргүчи, шөһрәт болғучи қилип тикләймән» — яки «...уларни тәрипләш объекти вә нам-шөһрәтлик қилип тикләймән».
20 Мән шу тапта, йәни силәрни жиққан вақитта, силәрни өйгә епкелимән;
Чүнки Мән көз алдиңларда силәрни асарәттин азатлиққа чиқарғинимда,
Силәрни йәр йүзидики барлиқ әлләр арисида шөһрәтлик, Өзәмгә мәдһийә кәлтүргүчи қилимән,
— дәйду Пәрвәрдигар. «Силәрни ...шөһрәтлик, Өзәмгә мәдһийә кәлтүргүчи қилимән» — яки «Силәрни... нам-шөһрәтлик вә тәрипләш объекти қилимән».

3:2 «Асийлиқ қилғучи, булғанған, җәбир-зулум йәткүзгүчи шәһәргә вай! (1-айәт) У авазни аңлимиди, тәрбийини қобул қилмиди» — бу сөзләрни аңлиғучи Йерусалимдикиләр бәлким Зәфания йәнә Асурийәниң гуналирини әйипләватиду, дәп ойлиши мүмкин еди. Бирақ кейинки сөзлиридин аңлиғучилар туюқсиз: «Униң әйиплигини Нинәвә әмәс, бәлки биз Йерусалимдикиләр екәнмиз!» дәп һәйран қалған, шундақла хапа болған болуши мүмкин еди. «Аваз»ниң кимниң екәнлигини Зәфания пәйғәмбәр демәйду; чүнки униңға нисбәтән бу дунияда аңлиғидәк пәқәт бирла аваз бар, йәни Пәрвәрдигарниңкидур.

3:3 Пәнд. 28:15; Әз. 22:27

3:4 «Униң пәйғәмбәрлири вәзинсиз, асий кишиләр; униң каһинлири муқәддәс ибадәтханини булғайдиғанлар» — «пәйғәмбәрлири» болса сахта пәйғәмбәрләр, әлвәттә. «Каһинлар» муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи хадимлар.

3:4 Йәр. 23:11, 32; Һош. 9:7.

3:5 «һөкүмидә кәмчилик йоқтур» — яки «У (Пәрвәрдигар) һөкүмлирини ада қилмай қалмайду».

3:5 Қан. 32:4

3:6 «Мән әлләрни үзүп ташливәткәнмән, уларниң истиһкам потәйлири вәйранидур .... шәһәрлири адәмзатсиз, һеч турғучиси йоқ қилинип һалак болған» — ят әлләр арисидики бу вақиәләр, шүбһисизки, Исраилға савақ, агаһ вә мисал болуши керәк еди.

3:7 «Шундақ болғанда униңға һәммә бекиткәнлирим чүшүрүлмәй, макани һеч ханивәйран болмас. Бирақ улар балдурла орнидин туруп, һәммә ишлирини һарам қиливәтти» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Ундақ болғанда униңға берилидиған һәммә җазалири немә болушидин қәтъийнәзәр, униң макани һеч үзүлмәйду». «Бирақ улар балдурла орнидин туруп, һәммә ишлирини һарам қиливәтти» — демәк, тилға елинған «һарам ишлар»ни қилишқа наһайити алдираватқан еди.

3:8 «Мән гувалиқ беришкә орнумдин қозғалған күнгичә...» — «гувачилиқ беришкә...» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «овни елишқа...».

3:10 «Ефиопийә дәриялириниң нериси....» — Ефиопийә наһайити чәт җай болуп, товва қилиш пурсити җаһанниң чәтлиригичә болиду, дәп көрситидиған бир мисалдур. «Мениң дуа-тилавәтчилирим, йәни Мән тарқатқанларниң қизи...» — бәлким тарқилип кәткән, амма товва қилған Исраилларни көрситиду: «Пәрвәрдигарниң күни» шунчә дәһшәтлик болғини билән (8-айәт), 9-10-айәттики бешарәтләр Худаниң меһри-шәпқитигә һәтта шу күнидиму еришиш имканийити барлиғини испатлайду.

3:11 «муқәддәс теғим түпәйлидин» — яки «муқәддәс теғимда» яки «муқәддәс теғим үстидә».

3:13 «Исраилниң қалдиси нә қәбиһлик қилмайду» — «Исраилниң қалдиси» Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң китаплирида көп көрүлидиған тема яки мавзудур. Исраил хәлқиниң көп қисми Худадин жирақлишип кәткән болсиму, улар арисида Худаниң меһри-шәпқити билән, Өзигә садиқ бир «қалди»ниң һаман һәрдайим тепилидиғанлиғи көрситилиду.

3:14 Зәк. 9:9

3:18 «Җәмийәт сорунлиридики номуссиз ибадәт түпәйлидин араңлардин азапланғанларни жиғимән; буларниң шәрмәндиликлири уларға еғир келәтти» — айәтниң бир нәччә тәрҗимилири бар. Бизниңчә мәнаси шуки, ибадәт сорунлирида болған сахтипәзлик, ар-номуссизлиқлар сорунға қатнашқан ихласмәнләрни наһайити азаплиған, улар буниңға чидимай мошу һейтларға, ибадәт сорунлириға қатнашмай тарқилип кәткән еди. Шуңа Худа: «Мән уларни жиғимән» — дәйду. «Йәш.» 1:13ни көрүң.

3:19 «Ақсақ болған қизни қутқузимән; талаға һайдиветилгән қизни жиғимән» — «қиз» мошу йәрдә Исраилни көрситиду. «...уларни Өзүмгә мәдһийә кәлтүргүчи, шөһрәт болғучи қилип тикләймән» — яки «...уларни тәрипләш объекти вә нам-шөһрәтлик қилип тикләймән».

3:20 «Силәрни ...шөһрәтлик, Өзәмгә мәдһийә кәлтүргүчи қилимән» — яки «Силәрни... нам-шөһрәтлик вә тәрипләш объекти қилимән».