67
67-күй •••• Ғәлибә мунаҗити
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: —
 
Худа орнидин турди, дүшмәнлирини тирипирән қиливетиду!
Униңға өчмәнләр Униң алдидин бәдәр қачиду! Чөл. 10:35
Ис-түтәк учурулғандәк, уларни учуруп йоқитисән,
Мом отта еритилгәндәк,
Рәзилләр Худаниң алдида һалак болиду.
Бирақ һәққанийлар хошаллиниду,
Улар Худа алдида роһлинип,
Тәнтәнә қилип шатлиниду.
Худаға күйләр ейтиңлар,
Униң намини нахша қилип яңритиңлар;
Чөл-баяванларға Мингүчигә бир йолни көтирип ясаңлар;
Униң нами «Яһ»дур;
Униң алдида шатлиниңлар. «Чөл-баяванларға Мингүчи» — яки «Булутларға Мингүчи...». Қайси мәнаси тоғра болсун Худаниң өзини көрситиду. 7-айәтни көрүң.
Житимларға ата болғучи,
Тул хотунларниң дәвасини сориғучи,
Өз муқәддәс маканида турған Худадур.
Худа ғерибларни өй-очақлиқ қилиду;
У мәһбусларни аватлиққа чиқириду;
Лекин асийларни қағҗирақ йәрдә қалдуриду.
И Худа, Өз хәлқиңниң алдида маңғиниңда,
Чөл-баявандин өтүп сәпәр қилғиниңда,
— (Селаһ) —
Худаниң һозури алдида,
Йәни Исраилниң Худасиниң һозури алдида,
Йәр-җаһан тәвринип,
Асманларму йеғин яғдурди;
Аву Синай теғиму тәвринип кәтти. Мис. 19
10 Сән, и Худа, Өз мирасиң болған зимин-хәлиқ үстигә хасийәтлик бир ямғур яғдурдуң;
Улар һалсизланғанда уларни күчләндүрдүң.
11 Сениң баққан падаң у йәргә маканлашти;
Меһриванлиғиң билән мөминләр үчүн тәйярлиқ қилдиң, и Худа! «Сениң баққан падаң» — Исраил хәлқини көрситиду, әлвәттә.
12 Рәб әмир қилди;
Уни җакалиғучи қиз-аяллар немидегән зор бир қошундур!
13 «Падишаһлар һәм қошунлири бәдәр қечишти, бәдәр қечишти!» — дейишти;
Өйдә олтарған қиз-аяллар болса олҗиларни бөлишивалиду;
14 Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму,
Зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән,
Пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду; «Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму, зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән, пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду» — бу айәтни ибраний тилида чүшиниш тәс, һәр хил тәрҗимилири бар. Мәнаси бәлким, Исраил хәлқи әслидә кәмбәғәл әһвалда яшиған болсиму (қой баққучи болуп), Худа Пәләстин зимининиң һәммә йеригә көп олҗини (алтун-күмүч қатарлиқлар) чечип, уларни бейитти (14-айәтни көрүң).
15 Һәммигә Қадир Худа падишаларни зиминда тирипирән қиливәткәндә,
Йәр Залмон теғидики қардәк ақирип кәтти.
16 Башан теғи қудрәтлик бир тағ,
Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур; «Башан теғи қудрәтлик бир тағ, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур» — башқа тәрҗимилири: «Худаниң теғи Башан теғидәктур — көп чоққилиқ бир тағдәк, Башан теғидәктур» яки «Башан теғи Худаниң теғидур, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур».  


Исраилийәниң тағ-җилғилири
17 Әй егиз чоққилиқ тағлар,
Немә үчүн Худа Өз макани қилишни халиған таққа һәсәт билән қарайсиләр?
Дәрвәқә, Пәрвәрдигар шу тағда мәңгү туриду! «Худа Өз макани қилишни халиған (таллиған) тағ» — Йерусалимдики Зион теғи.   Зәб. 86:1-3; 131:13
18 Худаниң җәң һарвулири түмән-түмән,
Миллион-миллиондур;
Рәб улар арисида туриду;
Синай теғидики муқәддәс җайда туриду. «Рәб... Синай теғидики муқәддәс җайда туриду» — буниң мәнаси бәлким: «Худа Синай теғида қандақ қилған болса, У Йерусалимдики (Зион теғидики) муқәддәс ибадәтханисида туруп шундақ қилишни давамлаштуриду — демәк, сүрлүк, шан-шәрәплик һаләттә болуп, пәйғәмбәрләр арқилиқ калам-вәһийлирини аян қилишни давамлаштуриду» дегәндәк.   Қан. 33:2
19 Сән жуқуриға көтирилдуң,
Инсанларни тутқун қилғучиларни Өзүң әсир қилип елип кәттиң;
Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн,
Һәтта асийлиқ қилғанлар арисида туруши үчүнму,
Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң. «Сән жуқуриға көтирилдуң, инсанларни тутқун қилғучиларни өзүң әсир қилип елип кәттиң; Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн, һәтта асийлиқ қилғанлар арисида туруши үчүнму, Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң» — бу муһим һәм сирлиқ айәткә Инҗилда, «Әф.» 4-бапта тәбир берилиду; Қутқузғучи-Мәсиһ инсан арисида өзи инсан болуп, инсанларни тутқун қилғучилар (йәни гуна, өлүм вә җин-шәйтанлардин ибарәт) үстидин ғәлибә қилип, асманларға көтирилип, инсанларни қутқузуш һәм уларни (ишәнгән инсаларни) Худаниң йеңи бир «муқәддәс ибадәтхана»си қилиш үчүн әрштики атисидин илтипатларни қобул қилиду.   Әф. 4:8; Чөл. 17:21; Йә. 9:23; Әзра 8:20
20 Рәб мәдһийиләнсун;
Чүнки У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә;
Йәни ниҗатлиғимиз болған Тәңри!
Селаһ. «...У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә» — башқа бир хил тәрҗимиси «... У һәр күни үстимизгә яхшилиқларни жүкләйду».
21 Бизниң Тәңримиз бирдин-бир ниҗаткар Тәңридур;
Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур. «Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур» — яки башқа бир хил тәрҗимиси «Рәбдә, йәни Пәрвәрдигардила, өлүмдин қутулуш йоллириму бар».
22 Бәрһәқ, Худа Өз дүшмәнлириниң бешини яриду,
Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У чақиду. «Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У (Худа) чақиду» — «чачлиқ калла»: бәзи хәлиқләр: «Башта чач көп болса, күч көп болиду» дегән хурапий көзқарашни қобул қилған болса керәк.
23 Рәб мундақ деди: «Өз хәлқимни Башан дияридинму,
Деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән; «Өз хәлқимни Башан дияридинму, деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән» — «Өз хәлқимни» ибраний тилида «уларни» дәп елинған. Биз «уларни» дегән сөзни «Өз хәлқимни» дәп тәрҗимә қилдуқ. Бәзи алимлар «улар»ни Исраилниң дүшмәнлири дәп қарайду (улар Худа шу дүшмәнләрни Исраил улардин қисас алсун дәп қайтурған, дәп қарайду).   Мис. 14:29; Чөл. 21:33
24 Шундақ қилип сән хәлқимниң пути қанға,
Йәни дүшмәнлириңниң қениға милиниду,
Иштлириңниң тили буниңдинму несивисини ялайду».
25 Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа;
Йәни мениң Илаһим, мениң Падишасимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди; «Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа... Падишасимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди» — бу айәттики «улар» Худаниң дүшмәнлирини көрситиши болса керәк. Худаниң «муқәддәс җайиға кирип маңғанлири» дегәнни чүшиниш үчүн «Мис.» 40:16-38 вә «1Пад.» 8:1-11ни көрүң.
26 Алдиңда мунаҗатчилар, кәйниңдә чалғучилар маңди,
Оттурисида дапчи қизлар бар еди:
27 «Җамаәтләрдә Худа Рәбгә тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар,
— И Исраил булақлиридин чиққанлар!» — дейишти.
28 У йәрдә уларниң башламчиси болған кичик Бинямин қәбилиси маңиду;
Йәһуда әмирлири, зор бир топ адәмләр,
Зәбулунниң әмирлири, Нафталиниң әмирлириму бар.
29 Сениң Худайиң күчүңни буйруп бекиткән;
Өзүң биз үчүн қилғиниңни мустәһкәмлигәйсән, и Худа!
30 Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханаң вәҗидин,
Падишаһлар Саңа атап һәдийәләрни елип келиду; 1Пад. 10:10, 24, 25; 2Тар. 32:23; Зәб. 71:10; 75:12-13
31 Аһ, һелиқи қомушлуқтики йиртқуч җаниварни,
Күчлүкләрниң топини,
Таипиләрдики топақларниму әйиплигәйсән;
Андин уларниң һәр бири күмүч тәңгиләрни әкилип Саңа тиз пүкүшиду;
Урушхумар хәлиқләрни тирипирән қиливәткәйсән! «қомушлуқтики житқуч җанивар» — бәлким Мисирни Нил дәриясидики тимсаһқа охшитиду.
32 Мөтивәр әлчиләр Мисирдин келиду,
Ефиопийә болса Худаға қарап қоллирини тездин көтириду.
33 И йәр йүзидики әл-жутлар, Худани нахша билән мәдһийиләңлар;
Рәбни мәдһийиләп күйләрни ейтиңлар!
(Селаһ)
34 Асманларниң үстигә,
Қедимдин бар болған асманларниң үстигә Мингүчи тоғрилиқ күй ейтиңлар!
Мана, У авазини аңлитиду,
Униң авази күчлүктур!
35 Худани күчлүк дәп билип җакалаңлар,
Униң һәйвиси Исраил үстидә,
Униң күчи булутларда туриду;
36 И Худа, муқәддәс җайлириңдин сүрлүк көрүнисән!
Исраилниң бирдин-бир Тәңриси!
Хәлиққә күч-қудрәт бәргүчи болса, Удур!
Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!
 
 

67:1-2 Чөл. 10:35

67:5 «Чөл-баяванларға Мингүчи» — яки «Булутларға Мингүчи...». Қайси мәнаси тоғра болсун Худаниң өзини көрситиду. 7-айәтни көрүң.

67:9 Мис. 19

67:11 «Сениң баққан падаң» — Исраил хәлқини көрситиду, әлвәттә.

67:14 «Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму, зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән, пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду» — бу айәтни ибраний тилида чүшиниш тәс, һәр хил тәрҗимилири бар. Мәнаси бәлким, Исраил хәлқи әслидә кәмбәғәл әһвалда яшиған болсиму (қой баққучи болуп), Худа Пәләстин зимининиң һәммә йеригә көп олҗини (алтун-күмүч қатарлиқлар) чечип, уларни бейитти (14-айәтни көрүң).

67:16 «Башан теғи қудрәтлик бир тағ, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур» — башқа тәрҗимилири: «Худаниң теғи Башан теғидәктур — көп чоққилиқ бир тағдәк, Башан теғидәктур» яки «Башан теғи Худаниң теғидур, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур».

67:17 «Худа Өз макани қилишни халиған (таллиған) тағ» — Йерусалимдики Зион теғи.

67:17 Зәб. 86:1-3; 131:13

67:18 «Рәб... Синай теғидики муқәддәс җайда туриду» — буниң мәнаси бәлким: «Худа Синай теғида қандақ қилған болса, У Йерусалимдики (Зион теғидики) муқәддәс ибадәтханисида туруп шундақ қилишни давамлаштуриду — демәк, сүрлүк, шан-шәрәплик һаләттә болуп, пәйғәмбәрләр арқилиқ калам-вәһийлирини аян қилишни давамлаштуриду» дегәндәк.

67:18 Қан. 33:2

67:19 «Сән жуқуриға көтирилдуң, инсанларни тутқун қилғучиларни өзүң әсир қилип елип кәттиң; Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн, һәтта асийлиқ қилғанлар арисида туруши үчүнму, Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң» — бу муһим һәм сирлиқ айәткә Инҗилда, «Әф.» 4-бапта тәбир берилиду; Қутқузғучи-Мәсиһ инсан арисида өзи инсан болуп, инсанларни тутқун қилғучилар (йәни гуна, өлүм вә җин-шәйтанлардин ибарәт) үстидин ғәлибә қилип, асманларға көтирилип, инсанларни қутқузуш һәм уларни (ишәнгән инсаларни) Худаниң йеңи бир «муқәддәс ибадәтхана»си қилиш үчүн әрштики атисидин илтипатларни қобул қилиду.

67:19 Әф. 4:8; Чөл. 17:21; Йә. 9:23; Әзра 8:20

67:20 «...У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә» — башқа бир хил тәрҗимиси «... У һәр күни үстимизгә яхшилиқларни жүкләйду».

67:21 «Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур» — яки башқа бир хил тәрҗимиси «Рәбдә, йәни Пәрвәрдигардила, өлүмдин қутулуш йоллириму бар».

67:22 «Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У (Худа) чақиду» — «чачлиқ калла»: бәзи хәлиқләр: «Башта чач көп болса, күч көп болиду» дегән хурапий көзқарашни қобул қилған болса керәк.

67:23 «Өз хәлқимни Башан дияридинму, деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән» — «Өз хәлқимни» ибраний тилида «уларни» дәп елинған. Биз «уларни» дегән сөзни «Өз хәлқимни» дәп тәрҗимә қилдуқ. Бәзи алимлар «улар»ни Исраилниң дүшмәнлири дәп қарайду (улар Худа шу дүшмәнләрни Исраил улардин қисас алсун дәп қайтурған, дәп қарайду).

67:23 Мис. 14:29; Чөл. 21:33

67:25 «Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа... Падишасимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди» — бу айәттики «улар» Худаниң дүшмәнлирини көрситиши болса керәк. Худаниң «муқәддәс җайиға кирип маңғанлири» дегәнни чүшиниш үчүн «Мис.» 40:16-38 вә «1Пад.» 8:1-11ни көрүң.

67:30 1Пад. 10:10, 24, 25; 2Тар. 32:23; Зәб. 71:10; 75:12-13

67:31 «қомушлуқтики житқуч җанивар» — бәлким Мисирни Нил дәриясидики тимсаһқа охшитиду.