Ибраһимниң сәпири
□12:3 «сени хорлиса» — яки «сени төвән көрсә», «сени пәс қилса». «сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду!» — Худаниң бу интайин муһим әһдиси вә шәртлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■12:3 Яр. 18:18; 22:18; 26:4; Рос. 3:25; Гал. 3:8.
■12:6 Яр. 10:18,19; 13:7.
□12:7 «У... Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди» — қизиқ бир йери шуки, Абрам бир нәччә қурбангаһ салиду, лекин сунған қурбанлиқлири тоғрисида һеч қандақ хатирә йоқтур. Бәлким у көңлидә: — «Пәрвәрдигар маңа шундақ шапаәт көрсәткән турса, униңға ибадәт йолида мәлум бир қурбанлиқ сунушум керәк» дәп ойлиған болсиму, лекин немини қурбанлиқ сүпитидә сунушниң мувапиқ болидиғанлиғини билмәй, ясиған қурбангаһлар қурбанлиқсиз қуруқ туруп қалған болуши мүмкин.
■12:7 Яр. 13:15; 15:18; 17:8; 24:7; 26:4; Қан. 34:4.
□12:8 «Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди» — яки «Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилди». 4:26ни көрүң.
□12:10 «чүшти» —Ибранийларға нисбәтән улар Худаниң «муқәддәс зимин»и болған Қанаан (Пәләстин)дин чиқип һәр қайси җайларға (уларниң җуғрапийилик орни егиз болсун, пәс болсун) маңса, «чүшүш» дегән пеил билән ипадилиниду; шуниңдәк һәр қайси йәрдин Пәләстингә қарап маңса, «чиқиш» дегән пеил билән ипадилиниду. «Абрам Мисирға чүшти» — Абрам (Ибраһим)ниң Мисирға чүшүши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиз («Ибраһимниң һаятидин алидиған савақлар вә ибрәтләр»)дә азрақ тохтилимиз.
□12:15 «Пирәвн» — Мисирниң падишасиниң умумий унвани еди.