132
132-күй •••• Бирликниң бәхити
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»; Давут язған күй: —
Қара, мана, қериндашлар бирликтә туруш немидегән яхши, немидегән шериндур!
2 У Һарунниң бешиға төкүлүп, сақилидин аққан аву қиммәтлик майдәк,
У Һарунниң сақилидин еқип,
Кийим-кечәкниң яқисиға чүшкән қиммәтлик майға охшайду;□ «У Һарунниң бешиға төкүлүп, сақилидин аққан аву қиммәтлик майдәк, у Һарунниң сақилидин еқип, кийим-кечәкниң яқисиға чүшкән қиммәтлик майға охшайду» — һәзрити Һарунни баш каһин қилип тикләш үчүн, у алаһидә пурақлиқ мәхсус май билән «мәсиһ қилинған». Тәврат, «Мис.», 30:22-38-айәтләрни көрүң.
3 У йәнә Һәрмон теғидики шәбнәмниң Зион тағлириға чүшүшигә охшайду;
Чүнки шу йәрдә Пәрвәрдигар бәрикәтни —
□132:2 «У Һарунниң бешиға төкүлүп, сақилидин аққан аву қиммәтлик майдәк, у Һарунниң сақилидин еқип, кийим-кечәкниң яқисиға чүшкән қиммәтлик майға охшайду» — һәзрити Һарунни баш каһин қилип тикләш үчүн, у алаһидә пурақлиқ мәхсус май билән «мәсиһ қилинған». Тәврат, «Мис.», 30:22-38-айәтләрни көрүң.
□132:3 «У йәнә Һәрмон теғидики шәбнәмниң Зион тағлириға чүшүшигә охшайду....» — «Һәрмон теғи» Пәләстиндики әң егиз тағ болуп, әтрапида һәр күни чүшкән шәбнәм интайин мол болуп, һәммә җаниварни җанландуриду. У Зион тағлиридин 300 километр жирақ. Зион теғиға чүшидиған шәбнәм аздур; мол шәбнәм Зионға чүшсә, у зор вә әҗайип бәрикәт болатти, әлвәттә.