30
30-күй •••• Бесим астида
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
Сән Пәрвәрдигарни, мән башпанаһ қилдим;
Мени һеч қачан йәргә қаритип қоймиғайсән;
Өз һәққанийлиғиң билән мени азат қилип қутқузғайсән; Зәб. 21:5-6; 24:2, 3; 70:1, 2; Йәш. 49:23
Маңа қулақ салғайсән, мени тезрәк қутқузувалғайсән;
Маңа қорам таш,
Өзүмни қоғдайдиған қорғанлиқ қәлъә болғайсән.
Чүнки Сән мениң уюлтешим, мениң қорғинимдурсән;
Шуңа Өз намиң үчүн мени йетәклигәйсән, мени башлиғайсән.
Маңа йошурун селинған қапқантин қәдәмлиримни тартқайсән;
Чүнки Сән мениң башпанаһимдурсән.
Мән роһумни қолуңға тапшурдум;
Сән маңа ниҗатлиқ қилип һөрлүккә чиқарғансән, и Пәрвәрдигар, һәқ Тәңри. Луқа 23:46
Ялған илаһларға чоқунидиғанлардин жиркинип кәлдим;
Мән болсам Пәрвәрдигарға етиқат қилимән.
Өзгәрмәс муһәббитиң билән хошал болуп шатлинимән;
Чүнки мениң харлиғимни көрдүңсән;
Җенимниң азап-оқубәтлиридин хәвәр таптиң.
Мени дүшмәнлиримниң қолиға чүшүрмидиң,
Бәлки путлиримни кәңри җайға турғуздуң.
10 И Пәрвәрдигар, маңа рәһим-шәпқәт көрсәткәйсән,
Чүнки бешимға күлпәт чүшти;
Дәрд-әләмдин көзүм түгүшәй дәп қалди,
Җеним, вуҗудумму шундақ. «...Җеним, вуҗудумму шундақ» — яки «Җеним, ичимму шундақ».
11 Һаятим қайғу-һәсрәт билән,
Жиллирим ғәм-ғуссә билән управатиду.
Гунайим түпәйлидин мағдурум кетәй дәп қалди,
Устиханлирим сизип кәтти.
12 Мән рәқиплиримниң иза-аһанитигә қалдим,
Йеқинлирим алдида техиму шундақ;
Тонушлиримғиму бир вәһимә болдум;
Кочида мени көргәнләрму мәндин даҗип қачиду. Аюп 19:13; Зәб. 37:12
13 Һәммәйлән мени өлгән адәмдәк, көңлидин чиқирип ташлашти;
Пучуқ чинидәк болуп қалдим.
14 Чүнки нурғунларниң төһмәтлирини аңлидим,
Вәһимә тәрәп-тәрәпләрдә туриду;
Улар маңа һуҗум қилишқа мәслиһәтлишиватиду,
Җенимни елишқа қәст қилишиватиду.
15 Бирақ мән Саңа тайинимән, и Пәрвәрдигар;
«Сән мениң Худайим!» — дедим.
16 Мениң күнлирим Сениң қолуңдидур;
Мени дүшмәнлиримниң қолидин һәм маңа зиянкәшлик қилғучилардин қутқузғайсән.
17 Қулуңға дидариңниң җилвисини чүшүргәйсән;
Өзгәрмәс муһәббитиң билән маңа ниҗатлиқ ата қилғайсән.
18 И Пәрвәрдигар, мени йәргә қаритип қоймиғайсән;
Чүнки мән Саңа илтиҗа қилдим;
Рәзилләр йәргә қарап қалсун;
Уларниң тәһтисарада зувани тутулсун;
19 Ялған ләвләр зувандин қалсун!
Улар һәққанийларни халиғанчә мазақ қилип тәкәббурлуқ билән сөзлимәктә!
20 Өзүңни башпанаһ қилғанлар үчүн инсан балилириниң көз алдида көрсәткән илтипатлириң,
Йәни Өзүңдин қорқидиғанлар үчүн, сақлиған илтипат-немәтлириң нәқәдәр молдур! Йәш. 64:3; 1Кор. 2:9
21 Сән уларни инсанларниң сүйқәстлиридин Өз һозуруңдики йошурун далда җайға алисән;
Сән уларни тил-аһанәтләрдин сайивиниңдә йошуруп қойисән.
22 Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийиләр йоллансун!
Чүнки У өзгәрмәс муһәббитини зулмәтлик бир шәһәрдә әҗайип нимайән қилди! «Чүнки У өзгәрмәс муһәббитини зулмәтлик бир шәһәрдә әҗайип нимайән қилди! » — айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар, мәсилән «зулмәтлик бир шәһәрдә» дегәнниң бир нәччә тәрҗимилири бар. Бизниңчә Давут Саул падишаниң зиянкәшлигидин қачқанда, ят жутларда мусапир болған вақитлирини әсләватиду. Мәсилән, «1Сам.» 21-, 27-бапни көрүң.
23 Чүнки мән дәккә-дүккидә һодуқуп: —
Сени, мени көзидин чиқирип қойдимекин, дәп қорққан едим;
Һалбуки, мән налә көтирип йелинғинимда, пәрядимға қулақ салдиң.
24 Пәрвәрдигарни сөйүңлар, и Униң барлиқ мөмин бәндилири!
Пәрвәрдигар Өзигә садиқларни қоғдайду,
Һәм тәкәббурлуқ билән иш қилғучиларниң қилмишлирини өз бешиға һәссиләп қайтуриду!
25 И Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткәнләр,
Җигәрлик бол, қәлбиң мәртанә қилинсун! Зәб. 26:14
 
 

30:1-2 Зәб. 21:5-6; 24:2, 3; 70:1, 2; Йәш. 49:23

30:6 Луқа 23:46

30:10 «...Җеним, вуҗудумму шундақ» — яки «Җеним, ичимму шундақ».

30:12 Аюп 19:13; Зәб. 37:12

30:20 Йәш. 64:3; 1Кор. 2:9

30:22 «Чүнки У өзгәрмәс муһәббитини зулмәтлик бир шәһәрдә әҗайип нимайән қилди! » — айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар, мәсилән «зулмәтлик бир шәһәрдә» дегәнниң бир нәччә тәрҗимилири бар. Бизниңчә Давут Саул падишаниң зиянкәшлигидин қачқанда, ят жутларда мусапир болған вақитлирини әсләватиду. Мәсилән, «1Сам.» 21-, 27-бапни көрүң.

30:25 Зәб. 26:14