Зәбур
1
Биринчи Бөлүм •••• 1-күй •••• Итаәтмән адәмниң бәхити
1 Рәзилләрниң гепи бойичә маңмайдиған,
Гунакарларниң йолида турмайдиған,
Мәсқирә қилғучиниң орнида олтармайдиған адәм бәхит тапур!■ Зәб. 25:4-5; Пәнд. 1:10, 15; 4:14, 15; 1Кор. 15:33; Әф. 5:11
2 Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң тәврат-қанунидилидур;
У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду.■ Қан. 6:6-9; 17:19; Йә. 1:8; Зәб. 111:1; 118:1
3 У худди ериқ бойиға тикилгән,
Өз пәслидә мевисини беридиған,
Йопурмақлири солашмайдиған дәрәқтәктур;
У немила қилса ронақ тапиду.□ «У немила қилса ронақ тапиду» — бу йәрдики «у», Худаниң йолида маңидиған адәмләрни көрситиду. ■ Йәр. 17:8
4 Рәзил адәмләр болса ундақ болмас;
Улар худди шамал учуривәткән тозандәктур.■ Аюп 21:18; Зәб. 34:5; Йәш. 17:13; 29:5; Һош. 13:3
5 Шуниң үчүн рәзилләр сорақ күнидә тик туралмайду,
Гунакарлар һәққанийларниң җамаитидә һеч бешини көтирип туралмайду.
6 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән;
Рәзилләрниң йоли болса йоқилиду.
■1:1 Зәб. 25:4-5; Пәнд. 1:10, 15; 4:14, 15; 1Кор. 15:33; Әф. 5:11
■1:2 Қан. 6:6-9; 17:19; Йә. 1:8; Зәб. 111:1; 118:1
□1:3 «У немила қилса ронақ тапиду» — бу йәрдики «у», Худаниң йолида маңидиған адәмләрни көрситиду.
■1:4 Аюп 21:18; Зәб. 34:5; Йәш. 17:13; 29:5; Һош. 13:3