24
«Чирақдан» вә «тәқдим нан ширәси тоғрисидики бәлгүлимиләр
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Исраилларға чирақ һемишә йениқ туруши үчүн зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни саңа елип келишкә буйруғин.
3 Һарун җамаәт чедириниң ичидә, һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң сиртида һәр кечиси әтигәнгичә Пәрвәрдигарниң алдида чирақларни шундақ пәрләп турсун. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
□ 4 Һарун һемишә Пәрвәрдигарниң алдида бу чирақларни пак чирақданниң үстигә тизип қойсун.
□ 5 Сән йәнә есил буғдай унидин он икки тоғачни әткин. Һәр бир тоғач бир әфаһниң ондин иккисигә баравәр болсун.
6 Андин сән Пәрвәрдигарниң алдидики пак ширәниң үстигә алтидин икки қатар қилип тизғин.
□ 7 Һәр бир қатарниң үстигә сап мәстики қойғин; шуниң билән улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә, әсләтмә нан болиду.
8 Буларни у Исраилларға вакалитән һәр бир шабат күни Пәрвәрдигарниң алдида тизсун; бу әбәдий бир әһдидур.
9 Нанлар Һарун билән униң оғуллириға тәвә болиду; улар уларни муқәддәс җайда йесун; чүнки бу нәрсиләр Пәрвәрдигарға атап отта сунулған нәрсиләр ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» дәп санилип, Һарунға тәвә болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимидур.
■
Худаниң намиға күпүрлүк қилиш гунайиниң җазаси
10 Аниси Исраилий, атиси Мисирлиқ бир оғул бар еди. У Исраилларниң арисиға барди; у чедиргаһта бир Исраилий билән урушуп қалди.
11 Улар соқушқанда Исраилий аялниң оғли күпүрлүк қилип,
Пәрвәрдигарниң намини булғап қарғиди. Хәлиқ уни Мусаниң алдиға елип барди. У кишиниң анисиниң исми Шеломит болуп, у Дан қәбилисидин болған Дибриниң қизи еди.
□ 12 Шуниң билән улар Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә у кишини солап қойди.
□ 13 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
14 Қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар. Униң ейтқинини аңлиғанларниң һәммиси қоллирини униң бешиға қойсун, андин пүткүл җамаәт бир болуп уни чалма-кесәк қилсун.
15 Һәмдә сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бирким өз Худасини һақарәтләп қарғиса өз гунайини тартиду.
16 Пәрвәрдигарниң намиға күпүрлүк қилған һәр қандақ киши өлүмгә мәһкүм қилинсун; пүткүл җамаәт чоқум бир болуп уни чалма-кесәк қилсун; мәйли у мусапир болсун яки йәрлик болсун,
муқәддәс намға күпүрлүк қилса өлтүрүлсун.
□ 17 Әгәр бириси башқа бирисини уруп өлтүрсә, у өлүмгә мәһкүм қилинсун.
18 Бириси бир чарпайни өлтүрсә, униң үчүн һайванни төләп, җанға-җан төләп бәрсун.
19 Бирким өз хошнисини мәйип қилса, у өзгигә қандақ қилған болса, униң өзигиму шундақ қилинсун.
20 Бирәр әзаси сундуруветилгән болса, униңму сундурулсун; көзигә-көз, чишиға-чиш накар қилинсун; башқа кишини қандақ зәхимләндүргән болса уму һәм шундақ қилинсун.
■ 21 Кимдәким бир чарпайни өлтүрсә, чарпай төләп бәрсун; адәмни уруп өлтүргән киши болса, өлүм җазасиға мәһкүм қилинсун.
22 Силәрдә бирла қанун болсун. мусапир яки йәрлик болсун, баравәр муамилә қилинсун; чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
23 Муса Исраилларға шуларни деди; шуниң билән улар шу қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, чалма-кесәк қилди. Шундақ қилип, Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк қилди.