Йәрәмия пәйғәмбәр өзи Мисир зиминида өлгән яки өлтүрүлгән болуши мүмкин. Униң китавиниң қолимизда турғанлиғи үчүн биз шүбһисизики Баруққа қәриздармиз. ■ Йәр. 21:9; 38:2; 39:18
□45:4 «бу пүткүл җаһанни...» — яки «бу пүткүл зиминни...». Лекин 5-айәткә қариғанда «җаһанни» тоғридур.
□45:5 «Мән бундақ қилған йәрдә сән өзүң үчүн улуқ ишларни издишиңгә тоғра келәмду? Буларни издимә; чүнки мана, мән барлиқ әт егилири үстигә балаю-апәт чүшүримән, ...Лекин җениңни сән баридиған барлиқ йәрләрдә өзүңгә олҗа қилип беримән» — бу 45-баптики бешарәт падиша Йәһоакимниң тәхткә олтарған вақтида берилгән болса, немишкә мошу йәрдә (Йәрәмия вә Баруқ Мисирда қалған вақитта) «орам язма»ға қошулған? Бәлким униң мошу йәрдә хатирилиниш сәвәви, Йәрәмия вә Баруқ Мисирда, Пәрвәрдигарға асийлиқ қилған вә асийлиқ қилмақчи болған Йәһуданиң шу аз бир қалдиси арисида (жуқуриқи бешарәтләр көрсәткәндәк) техиму еғир хәтәрдә қалған; шуңа һазир бу бешарәт Баруққа техиму әһмийәтлик, техиму тәсәлли бериши мүмкин еди. Йәрәмия пәйғәмбәр өзи Мисир зиминида өлгән яки өлтүрүлгән болуши мүмкин. Униң китавиниң қолимизда турғанлиғи үчүн биз шүбһисизики Баруққа қәриздармиз.