4
Давами
Шу күни йәттә аял бир әрни тутувелип, униңдин: — «Биз өз ненимизни йәймиз, өз кийим-кечәклиримизни кийимиз; пәқәт бизни рәсвалиқтин халас қилиш үчүн, бизни намиңизға тәвә қилишиңизни өтүнимиз!» — дәйду. «бизни намиңизға тәвә қилишиңиз» — шу дәвирдә, той қилғандин кейин, аял ериниң исми билән чақирилидиған адәт бар еди.
 
Шу күни «Пәрвәрдигарниң шехи» униң гөзәллиги һәм шәривини көрсәткүчи болиду,
Зимин бәргән мевә болса,
Қечип қутулған Исраилдикиләргә шөһрәт вә гөзәллик кәлтүриду. «Пәрвәрдигарниң шехи» — чоқум Пәрвәрдигарниң Өзидин чиққан бир затни көрситиду. Әнди униң ким екәнлиги төвәндә ениқлиниду. «Пәрвәрдигарниң шехи» униң гөзәллиги һәм шәривини көрсәткүчи болиду» — ибраний тилида ««Пәрвәрдигарниң шехи» гөзәллик вә шан-шәрәп үчүн болиду».
Һәм шундақ иш болидуки,
Зионда қалғанлар, Йерусалимда тохтитилғанлар,
Йәни Йерусалимда һаят дәп тизимланғанларниң һәммиси пак-муқәддәс дәп атилиду. «...Йерусалимда һаят дәп тизимланғанларниң һәммиси пак-муқәддәс дәп атилиду» — ахирқи заманда Йәһудийларниң «қалди»си ениқ көрүниду.
Шу чағда Рәб адаләт жүргүзгүчи роһ һәм көйдүргүчи роһ билән,
Зион қизлириниң пасиқлиғини жуюп,
Йерусалимниң қан дағлирини тазилайду.
Шу чағда Пәрвәрдигар күндүздә Зион теғидики һәр бир өй,
Шундақла барлиқ ибадәт сорунларниң үстигә ис-түтәк вә булут,
Кәчтә болса от ялқуниниң җуласини яритиду;
Чүнки шан-шәрәпниң үстидә сайивән бар болиду. «шан-шәрәпниң үстидә сайивән бар болиду» — демәк, Пәрвәрдигарниң Өзиниң шан-шәриви Йерусалимда туриду.
Шу күни, күндүздә томуз иссиққа сайә қилидиған,
Хәтәрдин панаһлинидиған, боран-ямғурларға далда болидиған бир сайивәнлик кәпә болиду».
 
 

4:1 «бизни намиңизға тәвә қилишиңиз» — шу дәвирдә, той қилғандин кейин, аял ериниң исми билән чақирилидиған адәт бар еди.

4:2 «Пәрвәрдигарниң шехи» — чоқум Пәрвәрдигарниң Өзидин чиққан бир затни көрситиду. Әнди униң ким екәнлиги төвәндә ениқлиниду. «Пәрвәрдигарниң шехи» униң гөзәллиги һәм шәривини көрсәткүчи болиду» — ибраний тилида ««Пәрвәрдигарниң шехи» гөзәллик вә шан-шәрәп үчүн болиду».

4:3 «...Йерусалимда һаят дәп тизимланғанларниң һәммиси пак-муқәддәс дәп атилиду» — ахирқи заманда Йәһудийларниң «қалди»си ениқ көрүниду.

4:5 «шан-шәрәпниң үстидә сайивән бар болиду» — демәк, Пәрвәрдигарниң Өзиниң шан-шәриви Йерусалимда туриду.