5
Адәм атиниң әвлатлири — Нуһ пәйғәмбәргичә
1Тар. 1:1-27
Бу Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур: —
Худа инсанни яратқан күнидә, уни Өзигә охшаш қилип яратти. «Бу Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң иккинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Адәм атиниң толидоти» («Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамиси») (5:1-6:8). башлиниду («толидот» тоғрилиқ «кириш сөз»ни көрүң). «бу Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур» — мошу җүмлә йәнә келип бәлким Адәм ата өзи хатириләп қалдурған қисминиң хатимиси болуши мүмкин вә китапниң йеңи бир қисминиң, йәни 3-қисминиң башлинишидур (5:1-6:8).   Яр. 1:26; 9:6; 1Кор. 11:7. У уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип, уларға бәхит-бәрикәт ата қилип, яритилған күнидә уларниң намини «адәм» дәп атиди. «Уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип,...» — 1-айәттә инсан «уни» дейилиду; 2-айәттә «уларни» дейилиду. Демәк, 1-айәттә әр-аялниң бир гәвдә екәнлиги көрситилиду; шуңа инсан «у» дейилиду.   Яр. 1:26; Мат. 19:4; Мар. 10:6.
Адәм ата бир йүз оттуз яшқа киргәндә униңдин өзигә охшайдиған, өз сүрәт-образидәк бир оғул төрәлди; у униңға Шет дәп ат қойди. Шет туғулғандин кейин Адәм ата сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. Шет туғулғандин кейин Адәм ата сәккиз йүз жил өмүр көрүп...» — ибраний тилида «Шет туғулғандин кейин Адәм атиниң күнлири сәккиз йүз жил болди». Бу бабтики охшаш шәкиллик җүмлиләрниң ибраний тилидики шәкли шундақ.   1Тар. 1:1. Адәм атимиз җәмий тоққуз йүз оттуз жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Шет бир йүз бәш яшқа киргәндә униңдин Енош төрәлди. Яр. 4:26. Енош туғулғандин кейин Шет сәккиз йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. Шет җәмий тоққуз йүз он икки жил күн көрүп, аләмдин өтти. Енош тохсән яшқа киргәндә униңдин Кенан төрәлди. 1Тар. 1:2. 10 Кенан туғулғандин кейин, Енош сәккиз жүр он бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. 11 Енош җәмий тоққуз йүз бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти.
12 Кенан йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Маһалалел төрәлди. 13 Маһалалел туғулғандин кейин Кенан сәккиз йүз қириқ жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. 14 Кенан җәмий тоққуз йүз он жил күн көрүп, аләмдин өтти.
15 Маһалалел атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Ярәд төрәлди. 16 Ярәд туғулғандин кейин Маһалалел сәккиз йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. 17 Маһалалел җәмий сәккиз йүз тохсән бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти.
18 Ярәд бир йүз атмиш икки яшқа киргәндә униңдин Һанох төрәлди. 1Тар. 1:3. 19 Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. 20 Ярәд җәмий тоққуз йүз атмиш икки жил күн көрүп, аләмдин өтти.
21 Һанох атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Мәтушәлаһ төрәлди. Йәһ. 14. 22 Мәтушәлаһ туғулғандин кейин Һанох үч йүз жилғичә Худа билән бир йолда меңип, йәнә оғул-қизларни тапти. Ибр. 11:5. 23 Һанохниң йәр йүзидә барлиқ көргән күнлири үч йүз атмиш бәш жил болди; 24 У Худа билән бир йолда меңип яшайтти; у туюқсиз көздин ғайип болди; чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди. «Һанох... Худа билән бир йолда меңип яшайтти» —Һанох болса пәйғәмбәр еди; у Худаниң чүшүридиған җазалири тоғрилиқ агаһаландуратти («Йәһ.» 14-айәтни көрүң). «Ибр.» 11:5ниму көрүң.
Униң оғлини «Мәтушәлаһ» дәп атиши бәлким бешарәт болуши мүмкин еди. Чүнки «Мәтушәлаһ»ниң мәнаси «У өлгәндә, (шу иш) барлиққа келиду!» дегән мәнидә. Оқурмәнләр һесаплап көрсә, Мәтушәлаһ өлгән жили Худаниң җазаси болған топан апити йәр йүзигә чүшкәнлигини билиду.
   Ибр. 11:5.
25 Мәтушәлаһ бир йүз сәксән йәттә яшқа киргәндә униңдин Ләмәх төрәлди. 26 Ләмәх туғулғандин кейин Мәтушәлаһ йәттә йүз сәксән икки жил өмүр көрүп, униңдин оғул-қизлар төрәлди. 27 Мәтушәлаһ җәмий тоққуз йүз атмиш тоққуз жил күн көрүп, аләмдин өтти.
28-29 Ләмәх бир йүз сәксән икки яшқа киргәндә бир оғул тепип, униң исмини Нуһ атап: — Пәрвәрдигар тупраққа ләнәт қилди; шуңа биз йәргә ишлигинимиздә һәмдә қоллиримизниң җапалиқ әмгигидә бу бала бизгә тәсәлли бериду, — деди. «Нуһ» — бу исимниң мәнаси «арам» дегәнлик болуп, ибраний тилида «тәсәлли» дегән сөзгә йеқин келиду. 30 Нуһ туғулғандин кейин Ләмәх бәш йүз тохсән бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. 31 Ләмәх җәмий йәттә йүз йәтмиш йәттә жил күн көрүп, аләмдин өтти.
32 Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, униңдин Шәм, Һам вә Яфәт төрәлди.
 
 

5:1 «Бу Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң иккинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Адәм атиниң толидоти» («Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамиси») (5:1-6:8). башлиниду («толидот» тоғрилиқ «кириш сөз»ни көрүң). «бу Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур» — мошу җүмлә йәнә келип бәлким Адәм ата өзи хатириләп қалдурған қисминиң хатимиси болуши мүмкин вә китапниң йеңи бир қисминиң, йәни 3-қисминиң башлинишидур (5:1-6:8).

5:1 Яр. 1:26; 9:6; 1Кор. 11:7.

5:2 «Уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип,...» — 1-айәттә инсан «уни» дейилиду; 2-айәттә «уларни» дейилиду. Демәк, 1-айәттә әр-аялниң бир гәвдә екәнлиги көрситилиду; шуңа инсан «у» дейилиду.

5:2 Яр. 1:26; Мат. 19:4; Мар. 10:6.

5:4 Шет туғулғандин кейин Адәм ата сәккиз йүз жил өмүр көрүп...» — ибраний тилида «Шет туғулғандин кейин Адәм атиниң күнлири сәккиз йүз жил болди». Бу бабтики охшаш шәкиллик җүмлиләрниң ибраний тилидики шәкли шундақ.

5:4 1Тар. 1:1.

5:6 Яр. 4:26.

5:9 1Тар. 1:2.

5:18 1Тар. 1:3.

5:21 Йәһ. 14.

5:22 Ибр. 11:5.

5:24 «Һанох... Худа билән бир йолда меңип яшайтти» —Һанох болса пәйғәмбәр еди; у Худаниң чүшүридиған җазалири тоғрилиқ агаһаландуратти («Йәһ.» 14-айәтни көрүң). «Ибр.» 11:5ниму көрүң. Униң оғлини «Мәтушәлаһ» дәп атиши бәлким бешарәт болуши мүмкин еди. Чүнки «Мәтушәлаһ»ниң мәнаси «У өлгәндә, (шу иш) барлиққа келиду!» дегән мәнидә. Оқурмәнләр һесаплап көрсә, Мәтушәлаһ өлгән жили Худаниң җазаси болған топан апити йәр йүзигә чүшкәнлигини билиду.

5:24 Ибр. 11:5.

5:28-29 «Нуһ» — бу исимниң мәнаси «арам» дегәнлик болуп, ибраний тилида «тәсәлли» дегән сөзгә йеқин келиду.