«Силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Силәр шуниңға сәвир-тақәт билән өтүверәмсиләркин дәймән!». ■ Гал. 1:8.
Әмәлийәттә Павлусниң: «улар махтинидиған ишларда һәқиқәтән бизгә охшаш болсун» дегинидә өзиниң уларниң товва қилип, һәқиқәтән Худаниң хизмитидә болушиға һәқиқий тиләкдаш болғанлиғини ипадиләйду. 13 Чүнки бундақ кишиләр сахта расуллар, алдамчи хизмәткарлар, Мәсиһниң расуллириниң қияпитигә киривалғанлардур. 14 Бу иш әҗәблинәрлик әмәс, чүнки Шәйтан өзиму нурлуқ бир пәриштиниң қияпитигә киривалиду. 15 Шуңа униң хизмәтчилириниңму өзлирини һәққанийлиқниң хизмәтчилири қияпитигә киргүзивелиши әҗәблинәрлик иш әмәс; лекин уларниң ақивити өзлириниң ишлигәнлиригә лайиқ болиду.
□11:4 «Чүнки бириси келип биз силәргә һеч җакалап бақмиған башқа бир Әйсани җакалиса, яки қәлбиңлардин орун бәргән Роһниң орниға башқа бир роһқа орун бәрсәңлар вә силәр қобул қилған хуш хәвәрдин башқа бир «хуш хәвәр»ни қобул қилсаңлар, силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!» — бу интайин тәнилик, кинайилик кинай гәп, әлвәттә. Павлус уларниң әһвалидин хелә әнсививатиду. «Силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Силәр шуниңға сәвир-тақәт билән өтүверәмсиләркин дәймән!».
□11:5 «Һалбуки, мән өзүмни һәр қандақ ишта әшу «қалтис улуқ расуллар»дин кам санимаймән!» — «қалтис улуқ расуллар» шүбһисизки, интайин кинайилик, һәҗвий гәп. Бәзи алимлар, бу сөзләр һәқиқий улуқ расуллар (Петрус, Юһанна, Яқуп қатарлиқлар)ни көрситиду, дәп қарайду. Пикримизчә Павлус Коринттики җамаәткә өзлирини «расул» дәп тонуштурған бәзибир алдамчиларни көрситиду. Мошу кишиләр өзиниң (йәни Павлусниң) расуллуқ һоқуқини йоққа чиқармақчи. 12-33-айәтләр вә 12:11-айәт бу нуқтини испатлайду.
□11:6 «Гәрчә мениң гәп-сөзлирим аддий болсиму,..» — мошу ибарә адәттә «нутуқ сөзләшкә тәрбийиләнмигән» кишини көрситиду.
□11:7 «Әнди мән силәрни көтирилсун дәп өзүмни төвән тутуп, Худаниң хуш хәвирини һәқ тәләп қилмай җакалап гуна қилдимму?» — Павлус етиқатчиларға өз еғирини салмаслиқ үчүн, өз һүниригә тайинип, турмушини қамдиған (9-айәтни көрүң). Бирақ бәзиләр (болупму «сахта расуллар») «Павлус һәқиқий расул болған болса, етиқатчиларниң иқтисадий ярдимигә таянған болатти» дәп, уни расул әмәс дәп инкар қилған еди.
□11:8 «Мән силәрниң хизмитиңларда болушқа башқа җамаәтләрдин булап-талап, уларниң ярдимини қобул қилдим» — «...башқа җамаәтләрдин булап-талап» — бу йәнә тәнилик, кинайилик гәп, әлвәттә. Павлус Коринт шәһиридә хуш хәвәрни йәткүзгәндә башқа җамаәтләрниң көплигән иқтисадий ярдимигә муйәссәр болуп (9-айәтни көрүң), Коринтлиқларни гуман сөзлиридин хиҗаләткә қалдуруш үчүн шундақ дәйду.
■11:8 Рос. 20:33; 2Кор. 12:13; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8.
□11:10 «һеч кимму мени мошу махтиништин тосумайду!» — «мошу махтиниш(им)» болса, Павлус Коринтлиқлардин һеч һәқ тәләп қилмай уларға хуш хәвәр йәткүзгән еди.
□11:12 «мән немә қиливатқан болсам шуни қиливеримән» — демәк, Павлусниң һәқ алмай хуш хәвәрни халис йәткүзиватқанлиғи. У шундақ қиливәрсә, «сахта расуллар» өзлирини Павлус вә һәмкарлири билән селиштуралмай қалиду. Әмәлийәттә Павлусниң: «улар махтинидиған ишларда һәқиқәтән бизгә охшаш болсун» дегинидә өзиниң уларниң товва қилип, һәқиқәтән Худаниң хизмитидә болушиға һәқиқий тиләкдаш болғанлиғини ипадиләйду.
□11:16 «шуниң билән өзүмму азғинә махтинивалай» — сахта расулларниң махтинишлири хелә көп еди. 18-айәтни көрүң.
■11:18 2Кор. 10:13; 12:5, 6.
□11:19 «чүнки өзүңлар шунчә дана болғандин кейин, силәр ахмақларға сәвир-тақәт қилишқа рази болисиләр!» — бу җүмлә бәлким Павлусниң бу хетидә әң кинайилик гепи, әң күчлүк тапа-тәниси болуши мүмкин. Улар башқиларниң «ахмақлиқ»иға шунчә сәвир-тақәтлик болған йәрдә, (20-айәт) Павлусниң «пәхирлинишилири»гә сәвир-тақәтлик болуши керәкқу!
□11:20 «мәсилән бириси силәрни қул қиливалса, бириси силәрни жутувалса, бириси силәрдин нәп алса, бириси алдиңларда чоңчилиқ қилса яки йүзүңларға качат салса, силәр униңға йол қойисиләр» — Павлус мошу сахта расулларни, уларниң ичидики зәһәрни сөкмәкчи.
□11:21 «Әпсус, номус қилип ейтимәнки, биз ундақ ишларға аҗизлиқ қилдуқ!» — бу йәнә тапа-тәнә, кинайилик гәп, әлвәттә. Павлус һәргиз адәмләрдин нәп елип бозәк қилмақчи болған әмәс. «Аҗизлиқ» дегәнлик йәнә бәлким уларға Павлусниң улар билән биллә болған вақтидики тени аҗизлиғини әслитиш үчүн ейтилиду. (12:7-10ни көрүң).
□11:23 «улар Мәсиһниң хизмәткарлириму? (мән әқилдин азғанлардәк сөзләватимән!)» — улар (сахта расуллар) Мәсиһниң хизмәткарлири әмәс, әлвәттә. Амма улар дайим өзлирини шундақ көрсәтмәкчи болиду.
■11:23 Рос. 9:16; 21:11; 1Кор. 15:10; 2Кор. 6:4.
□11:24 «Йәһудийларниң «бир кам қириқ қамча» җазасиға бәш қетим тартилдим,...» — демәк, оттуз тоққуз қамча җазалиниши. Тәврат, «Қан.» 25:3ни көрүң.
□11:25 «үч қетим тикәнлик қамча җазасини йедим» — «тикәнлик қамча җазаси» Рим һөкүмити тәрипидин болса керәк еди. «Рос.» 16:22дә бир қетим хатириләнгән. «Мат.» 27:26дики изаһатни көрүң.
■11:25 Рос. 14:19; 16:22; 27:9,41.
□11:27 «пат-пат түнәкләрдә» — демәк «пат-пат түнәп дуа қилишларда». Башқа бир хил тәрҗимиси «уйқисизлиқларда».
□11:28 «бу сирттики ишлардин башқа...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бу ишлардин ташқири,...».
□11:29 «һәр ким аҗизлиса, мән аҗизлимидимму?» — «ким аҗизлиса» — етиқат тәрипидә аҗизлаш, демәк. «Мәнму аҗизлидим» — Павлус аҗизлиған киши үчүн дуа қилғанда кәмтәрлик билән өзини униң билән бирдәк қилип, өзини униң орниға қойғандәк болиду. Буниңға мисални Муса пәйғәмбәрниң Исраил үчүн болған дуа-тилавәтлиридин көрүң («Мис.» 32:30-32).
■11:31 Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5.
□11:32b «Лекин мән сепилдики бир камардин севәт билән пәскә чүшүрүлүп, униң қолидин қутулуп қачтим» — һәқиқий расуллар өмридә анчә раһәт көрмәйду; Павлус буниңдин йәнә бир мисал көрситиду.