21
Аһаб қатиллиқ қилип Наботни өлтүриду
Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Йизрәәллик Наботниң Йизрәәлдә, Самарийәниң падишаси Аһабниң ордисиниң йенида бир үзүмзарлиғи бар еди. Аһаб Наботқа сөз қилип: — Өз үзүмзарлиғиңни маңа бәргин, мениң өйүмгә йеқин болғач, уни бир сәй-көктатлиқ бағ қилай. Униң орнида саңа убданрақ бир үзүмзарлиқ берәй яки лайиқ көрсәң баһасини нәқ беримән, деди.
Амма Набот Аһабқа: — Пәрвәрдигар мени ата-бовилиримниң мирасини саңа сетишни мәндин нери қилсун, деди.
Аһаб Йизрәәллик Наботниң: «Ата-бовилиримниң мирасини саңа бәрмәймән» дәп ейтқан сөзидин хапа болуп ғәшликкә чөмгән һалда ордисиға қайтти; у кариватта йетип йүзини там тәрәпкә өрүп нанму йемиди. Хотуни Йизәбәл униң қешиға келип: Роһий кәйпиятиң немишкә шунчә төвән, немишкә нан йемәйсән? — деди.
У униңға: — Мән Йизрәәллик Наботқа сөз қилип: «Үзүмзарлиғиңни маңа пулға бәрсәң, яки лайиқ көрсәң униң орниға башқа үзүмзарлиқ берәй» дедим. Лекин у: «Саңа үзүмзарлиғимни бәрмәймән» деди, — деди.
Хотуни Йизәбәл униңға: — Сән һазир Исраилниң үстигә сәлтәнәт қилғучи әмәсму? Қопуп нан йәп, көңлүңни хуш қилғин; мән саңа Йизрәәллик Наботниң үзүмзарлиғини ериштүримән, деди.
Андин у Аһабниң намида бир хәт йезип, үстигә униң мөһүрини бесип, хәтни Наботниң шәһиридә униң билән туруватқан ақсақаллар вә мөтивәрләргә әвәтти. Хәттә у мундақ язған еди: — «Роза тутуш керәк дәп буйруп, хәлиқниң арисида Наботни төрдә олтарғузғин; 10  икки адәмни, йәни Белиялниң балисини униң удулида олтарғузуп, уларни Наботниң үстидин әрз қилғузуп: «Сән Худаға вә падишаға ләнәт оқудуң» дәп гувалиқ бәргүзүңлар. Андин уни елип чиқип чалма-кесәк қилип өлтүрүңлар». «Белиялниң балиси» — ибраний тилида «Белиал» Иблисниң (йәни Шәйтанниң) йәнә бир исми. Демәк, бу сөз толиму иплас адәмни көрситиду.
11  Шәһәрниң адәмлири, йәни униң шәһиридә туруватқан ақсақалар билән мөтивәрләр Йизәбәлниң уларға әвәткән хетидә пүтүлгәндәк қилди; 12  улар розини буйруп, хәлиқниң арисида Наботни төрдә олтарғузди. 13  Андин у икки адәм, йәни Белиялниң балилири хәлиқниң алдида Набот үстидин әрз қилип: «Набот Худаға вә падишаға дәшнәм қилди» дәп гувалиқ бәрди. Шуниң билән улар Наботни шәһәрниң ташқириға сөрәп елип чиқип, ташлар билән чалма-кесәк қилип өлтүрди. 14  Андин улар Йизәбәлгә адәм әвәтип: «Набот чалма-кесәк қилип өлтүрүлди» дәп хәвәр бәрди.
15  Йизәбәл Наботниң чалма-кесәк қилинип өлтүрүлгәнлигини аңлиғанда Аһабқа: Қопуп, Йизрәәллик Наботниң саңа пулға бәргили унимиған үзүмзарлиғини тапшуруп алғин; чүнки Набот һаят әмәс, бәлки өлди, деди.
16  Шундақ болдики, Аһаб Наботниң өлгәнлигини аңлап, Йизрәәллик Наботниң үзүмзарлиғини егиләш үчүн шу йәргә барди. 17  Лекин Пәрвәрдигарниң сөзи Тишбилиқ Илиясқа келип мундақ дейилди: — 18  «Қопуп берип, Самарийәдә олтиришлиқ Исраил падишаси Аһаб билән учрашқин; мана у Наботниң үзүмзарлиғида туриду; чүнки уни егиливелиш үчүн у йәргә барди. 19  Униңға: — «Адәм өлтүрдүңму, йерини егиливалдиңму?» — дегин. Андин униңға йәнә сөз қилип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Наботниң қенини иштлар ялиған җайда сениң қениңниму иштлар ялайду» — дегин».
20  Аһаб Илиясқа: — И дүшминим, мени таптиңму? — деди. У җававән мундақ деди: — Раст, мән сени таптим; чүнки сән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилиш үчүн өзүңни сетивәттиң. 21  Пәрвәрдигар: «Мана, Мән үстүңгә бала чүшүрүп нәслиңни йоқитип, сән Аһабниң Исраилда қалған җәмәтидики һәммә әркәкни, һәтта аҗиз яки мәйип болсун, һәммисини үзүп йоқитимән; «Мән ... нәслиңни йоқитип,...» — яки «Мән нәслиңни...көйдүриветип,...». «Аһабниң Исраилда қалған җәмәтидики һәммә әркәк» — ибраний тилида: «Аһабниң Исраилда қалған җәмәтидә, тамға қарап сийидиған һәр бири» дегәнлик билән ипадилиниду. «һәтта аҗиз яки мәйип болсун, һәммисини...» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «яки қул яки һөр болсун, һәммисини...».   2Пад. 9:7, 8, 9 22  вә сән Мениң ғәзивимни қозғап Исраилни гунаға аздурғиниң үчүн сениң җәмәтиңни Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәти вә Ахияһниң оғли Баашаниң җәмәтигә охшаш қилимән» — дәйду, — деди. 1Пад. 15:29; 16:3, 11
23 — Йизәбәл тоғрисидиму Пәрвәрдигар сөз қилип: «Йизрәәлниң сепилиниң тешида иштлар Йизәбәлни йәйду. 2Пад. 9:35, 36, 37 24  Аһабниң җәмәтидикиләрдин шәһәрдә өлгәнләрни иштлар йәйду; сәһрада өлгәнләрни болса асмандики қушлар йәйду» деди 25  (Бәрһәқ, хотуни Йизәбәлниң қутритишлири билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилғили өзини сатқан Аһабдәк һеч ким йоқ еди. 1Пад. 16:33 26  У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап қоғливәткән Аморийларниң қилғинидәк қилип, жиркиничлик бутларға тайинип әгишип, ләнәтлик ишларни қилатти).
27  Лекин Аһаб бу сөзләрни аңлиғанда өз кийимлирини житип бәдинигә бөз йөгәп, роза тутти. У бөз рәхттә ятатти, җим-җит маңатти.
28  У вақитта Пәрвәрдигарниң сөзи Тишбилиқ Илиясқа келип: —
29  «Аһабниң Мениң алдимда өзини қандақ төвән тутуватқанлиғини көрдүңму? У өзини Мениң алдимда төвән тутуватқанлиғи түпәйлидин, бу балани униң күнлиридә кәлтүрмәймән, бәлки униң оғлиниң күнлиридә униң җәмәтигә кәлтүримән» — дейилди.
 
 

21:10 «Белиялниң балиси» — ибраний тилида «Белиал» Иблисниң (йәни Шәйтанниң) йәнә бир исми. Демәк, бу сөз толиму иплас адәмни көрситиду.

21:21 «Мән ... нәслиңни йоқитип,...» — яки «Мән нәслиңни...көйдүриветип,...». «Аһабниң Исраилда қалған җәмәтидики һәммә әркәк» — ибраний тилида: «Аһабниң Исраилда қалған җәмәтидә, тамға қарап сийидиған һәр бири» дегәнлик билән ипадилиниду. «һәтта аҗиз яки мәйип болсун, һәммисини...» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «яки қул яки һөр болсун, һәммисини...».

21:21 2Пад. 9:7, 8, 9

21:22 1Пад. 15:29; 16:3, 11

21:23 2Пад. 9:35, 36, 37

21:25 1Пад. 16:33