7
Ординиң қурулуши
Сулайман өз ордисини болса, он үч жилда ясап пүттүрди. «Сулайман өз ордисини болса, он үч жилда ясап пүттүрди» — Сулайман ибадәтханини қурушқа 7 жил, өз ордисини қурушқа 13 жил вақит сәрп қилди. Пүткүл Муқәддәс Китапта «7» дегән рәқәм бәзидә Худа вә униң мукәммәллигигә бағлиқ, «13» болса гуна вә асийлиқ билән бағлиқ болиду. Биздә һеч гуман йоқки, Сулайманниң өз ордисиға 13 жил сәрп қилиши униң аллиқачан тәкәббур болуп кәткәнлигини пуритип бериду. Һеч болмиғанда, у көпрәк вақтини өз өйи үстигә сәрп қилған.   1Пад. 9:10
У ясиған бу «Ливан ормини сарийи»ниң узунлуғини йүз гәз, кәңлигини әллик гәз вә егизлигини оттуз гәз қилди. Кедир яғичи түврүгидин төрт қатар вә түврүкләрниң үстигә кедир лимлири қоюлған еди. «Ливан ормини сарийи» — Сулайманниң ордисиниң «Ливан ормини сарийи» дәп атилишиниң сәвәви униң қурулушида Ливандин кәлтүрүлгән чирайлиқ кедир яғачлирини көп ишләткәнликтин болған еди. Орда ичидә «кедир яғичи түврүгидин төрт қатар» болғини үчүн «ормандәк» көрүнгән болса керәк. Түврүкләрниң үстидики лим көтирип турған өгүзиму кедир яғичидин еди. Лимлар җәмий қириқ бәш болуп һәр қатарда он бәштин еди. Униң үч қәвәт деризиси бар еди, үч қәвәттики деризиләр бир-биригә удулму удул еди. «үч қәвәттики деризиләр бир-биригә удулму удул еди» — бу айәттики бәзи ибраний сөзләр интайин аз учрайдиған болғачқа, мәнасини пәқәт пәрәз қилғили болиду. Башқа бир тәрҗимиси бәлким: «үч қәвәттики һәр бир деризә көзнәклик еди».
Барлиқ ишикләр вә кешәкләр төрт часилиқ қилинғанди; ишикләр үч көзнәклик болуп, ишикләр бир-биригә удулму удул еди. «ишикләр үч көзнәклик болуп, ишикләр бир-биригә удулму удул еди» — көп башқа хил тәрҗимилири учришиму мүмкин.
У узунлуғини әллик гәз, тоғрисини оттуз гәз қилип, түврүклүк бир дәһлиз ясиди; униң алдида йәнә бир дәһлиз бар еди, вә униң алдида йәнә түврүклүк айван бар еди. «униң алдида йәнә бир дәһлиз бар еди, вә униң алдида йәнә түврүклүк айван бар еди» — бу айәтниң иккинчи қисмидики ибранийчә ибариләр интайин аз учрайдиған болғачқа, мәнасини пәқәт пәрәз қилғили болиду. «...униң алдида йәнә түврүклүк айван бар еди» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «...униң алдида йәнә түврүкләр вә пәләмпәй бар еди».
Андин кейин у сорақ сорайдиған тәхти үчүн «Сорақ дәһлизи» дәп аталған йәнә бир дәһлизни ясиди. У дәһлизниң тегидин тартип торусниң лимлириғичә кедир яғичи билән қапланған еди.
Сулайман өзи олтиридиған сарай, йәни дәһлизниң арқа һойлисиға җайлашақан сарайниң лайиһиси «сорақ өйи»ниңкигә охшаш еди. Сулайман өз әмригә алған Пирәвнниң қизи үчүн шу дәһлизгә охшаш бир сарайни ясатти. «...йәни дәһлизниң арқа һойлисиға җайлашақан сарайниң...» — башқа бир хил тәрҗимиси «...йәни шу өйдин айрим болған, бир һойлилиқ, дәһлиз ичигә җайлашқан өйниң...».   1Пад. 3:1  


Хәритә - Сулатман падиша қурған «Леван ормини ордиси», чоң ордиси вә ибадәтхана
Бу имарәтләрниң һәммиси ичкирики тамлиридин тартип чоң һойлиниң тамлириғичә, улидин тартип өгүзниң пәвазиғичә қиммәт ташлардин, йәни өлчәм бойичә оюлуп андин ич-теши һәрә билән кесилгән ташлардин ясалған еди. 10  Һуллири болса чоң вә қиммәт ташлардин, узунлуғи он гәз вә сәккиз гәз болған ташлардин қилинған еди. 11  Һулларниң үстигә йәнә бекитилгән өлчәм бойичә оюлған қиммәт есил ташлар вә кедир лимлири қоюлған еди. 12  Чоң һойлиниң чөрисидики там үч қәвәт оюлған таш вә бир қәвәт ойулған кедир лимлиридин ясалған еди. Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ичкирики һойлисиниң теми вә йәнә ордидики дәһлизиниң темиму шундақ ясалған еди. «ордидики дәһлизиниң теми...» — яки «ибадәтханидики айвининиң теми...»
 
Уста мискәр Һирамниң ибадәтханидики ишлири
2Тар. 3:15-17; 2Тар. 4; 2Тар. 5:1
13  Сулайман падиша адәм әвәтип Һирамни турдин кәлтүрди. 2Тар. 2:12 14  У киши Нафтали қәбилисидин болған бир тул хотунниң оғли болуп, атиси турлуқ бир мискәр еди. Һирам мискәрчиликтә түрлүк ишларни қилишқа толиму уста, пәм-парасәтлик вә билимлик еди. У Сулайман падишаниң қешиға келип, униң һәммә ишини қилди. Мис. 31:3 15  У өзи икки түврүкни мистин ясиди. Һәр бир түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз болуп, айланмиси он икки гәз еди. 2Пад. 25:16, 17; Йәр. 52:21
16  Бу түврүкләрниң үстигә қоюш үчүн мистин икки таҗни қуюп ясап, униң үстигә қойди. Бир таҗниң егизлиги бәш гәз, иккинчи таҗниң егизлигиму бәш гәз еди. 17  Түврүкләрниң төписидики таҗлар торларға охшаш зиннәтлинип, зәнҗирләр вә торланған һалқилар билән тоқуқлуқ еди. Бир таҗниң шундақ йәттә қатар тор һалқилири бар еди, иккинчи таҗниңму һәм шундақ йәттә қур тор һалқилири бар еди. 18  У йәнә анарларни, йәни түврүкләрниң үстидики һәр бир таҗни йепип туридиған тор һалқиларниң үстигә икки қатар анарни ясиди. У биринчи вә иккинчи таҗғиму охшашла шундақ қилди. 19  Айвандики түврүкләрниң үстидики таҗлири нилупәр шәкиллик болуп, егизлиги төрт гәздин еди. 20  Икки түврүкниң таҗлиридики тор һалқилириға йеқин томпийип чиққан җайниң үстидә қәвәтму-қәвәт чөридигән икки йүз анар нусхиси бар еди. Иккинчи таҗниң чөрисиму охшаш еди.
21  У түврүкләрни ибадәтханиниң алдидики айванға тиклиди. Оң тәрипигә бирни тикләп намини «Яқин», сол тәрипигә бирни тикләп, намини «Боаз» атиди. «Оң тәрипигә бирни тикләп намини «Яқин», сол тәрипигә бирни тикләп, намини «Боаз» атиди» — «Яқин» дегәнниң мәнаси бәлким «у мустәһкәмләйду», «Боаз»ниң мәнаси бәлким «униңда күч бар». Оңдин солға оқуғанда «У (Пәрвәрдигар) күч билән уни (бу өйни) мустәһкәмләйду». 22  Түврүкләрниң үсти нилупәр шәклидә ясалған еди. Буниң билән түврүкләрниң ишлири пүткән еди.
23  У мистин «деңиз» дәп аталған йоған дас ясиди. Униң бир гирвикидин йәнә бир гирвикигичә он гәз келәтти. Униң айламиси оттуз гәз еди. 2Тар. 4:2; Йәр. 52:20 24  Дасниң гирвики асти чөридәп қапақ нусхилири билән зиннәтләнгән еди. Булар дасниң чөрисиниң һәр бир гезигә ундин, икки қатар қоюлған еди. Улар дас билән бир вақитта қуюп чиқирилған еди. 2Тар. 4:3 25  Дас он икки буқа шәкли үстидә турғузулған еди. Буларниң үчи шимал тәрәпкә, үчи ғәрип тәрәпкә, үчи җәнуп тәрәпкә, үчи шәриқ тәрәпкә йүзләнгән еди. «деңиз» буларниң үстидә еди; уларниң арқиси ич тәрипидә еди. 26  Дасниң қелинлиғи алиқанниң кәңлигидәк болуп, униң гирвики пиялиниң гирвикидәк, шәкли ечилған нилупәрдәк еди. Униңға икки миң бат су сиғатти. «икки миң бат» — бир бат 22 литр болуши мүмкин еди; ундақта 2000 бат 44000 литр еди. «Деңиз»ниң шәкли «даңқан шәкли»дики дас болса керәк.
27  Униңдин башқа у мистин он тәгликни ясиди. Һәр бир тәгликниң узунлуғи төрт гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, егизлиги үч гәз еди. 28  Бу тәгликләр шундақ ясалған едики, уларниң рәсимлик тахтилири бар еди; тахтилири рамкилар ичигә орнитилған еди. 29  Рамкиларниң оттурисидики рәсим тахтайлирида вә рамкиларниң өзидиму ширлар, буқилар вә керубларниң сүрәтлик зиннәтлири бар еди; ширлар вә буқиларниң асти вә үсти зәнҗирсиман гүл чәмбирәк шәклидә зиннәтләнгән еди. «гүл чәмбирәк шәклидә зиннәтләнгән еди» — ибраний тилидики нусхисида қандақ мәнидә ишлитилгини бизгә техи ениқ әмәс. 30 Һәр бир тәгликниң мис оқлири билән төрт чақи бар еди; тәгликниң дасни көтирип туридиған төрт бүҗигидә җазиси бар еди; дас астидики путлириниң һәр тәрипидә торланған қуйма гүл шахлири орнитилған еди. 31  Һәр тәгликниң ичидә чоңқурлуғи бир гәз келидиған «кичик тәглик» болуп, ағзи дүгиләк еди; кичик тәгликниң узунлуғи бир йерим гәз еди; ағзиниң әтрапида нәқишләр бар еди; уларниң рамкилири дүгиләк әмәс, бәлки төрт часилиқ еди. «Һәр тәгликниң ичидә чоңқурлуғи бир гәз келидиған «кичик тәглик» болуп, ... уларниң рамкилири дүгиләк әмәс, бәлки төрт часилиқ еди» — пүткүл айәтниң мәнасини алимлар техи толуқ ениқлиған әмәс. Бизниң «пәрәзий схема»мизни көрүң.
32  Төрт чақи рәсимлик тахтайлири астида болуп, уларниң оқлири тәгликкә бекитилгән еди. Һәр бир чақниң егизлиги бир йерим гәз еди. 33  Чақларниң қурулмиси җәң һарвулириниң чақлиридәк еди. Уларниң қазанлири, қасқанлири, четиқлири вә оқлириниң һәммиси мистин қуюлған еди. 34  Һәр бир тәгликниң төрт бүҗигидә бирдин төрт тутқучи бар еди; улар тәгликтин чиқип туратти вә улар тәглик билән тәң қуюлған. «Һәр бир тәгликниң төрт бүҗигидә бирдин төрт тутқучи бар еди» — мошу йәрдә ибраний тилида «бүҗәк» («мүрилири») дегән бу сөзниң мошу йәрдә қандақ мәнидә ишлитилгини техи ениқ әмәс. «Тутқучи» дегән мәнаси еһтималлиққа әң йеқин. 35  Һәр бир тәгликниң төписидә егизлиги йерим гәз келидиған бир жумилақ җаза бар еди. Һәр бир тәгликниң төписидә тирәк вә рәсимлик тахтайлар бар еди. Улар тәглик билән тәң қуюлған. 36  У мошу тирәк вә рәсим тахтайлиридики бош орунларға керуб, шир вә хорма дәрәқлириниң нусхилирини вә чөрисигә торланған гүл шахлирини нәқиш қилди. 37  Шу тәриқидә у мошу он тәгликни ясап болди. Һәммиси бир нусхида қуюлуп, охшаш чоңлуқта вә шәкилдә еди.
38  У мистин он дас ясиған болуп, һәр бир дасқа қириқ бат су сиғатти; һәр бир дасниң тоғриси төрт гәз еди. Он тәгликниң һәр бириниң төписидә бирдин дас бар еди. 2Тар. 4:6 39  У бәш дасни ибадәтханиниң оң йенида вә бәшни ибадәтханиниң сол йенида қойди; мис деңизни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойди.
40  Һирам шуларға тәәллуқ дас, күрәк вә қача-қучиларниму ясап тәйяр қилди. Шундақ қилип Һирам Сулайман падиша үчүн Пәрвәрдигарниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүткүзди: —
41  икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди, 42  шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти. Бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики; апқурсиман икки башни йепип туратти. 43  У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни, 44  «мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди, 45  қазанларни, күрәкләрни вә қача-қучиларниму тәйяр қилди. Һирам Пәрвәрдигарниң өйи үчүн Сулайман падишаниң әмри билән ясиған бу һәммә нәрсиләр пақирайдиған мистин еди.
46  Падиша уларни Иордан түзләңлигидә, Суккот билән Зарәтанниң оттурисида, шу йәрдики сеғизлайда қелип ясап, қуйдуруп чиқти.
47  Бу нәрсиләр шунчә көп болғачқа, Сулайман уларниң еғирлиғини өлчимиди. Шуниң билән мисниң еғирлиғи мәлум болмиди.
48  Сулайман йәнә Пәрвәрдигарниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти: — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған алтун ширәни, «тәқдим нанлар» — башқа хил тәрҗимилири: «һозурий нан»лар, «Худаниң һозуридики нан»лар) яки «тизилған нан». Улар вә алтун ширә тоғрилиқ «Мис.» 25:23-30 вә «Лав.» 24:5-9ни көрүң.   Мис. 25:23; 30:1 49  Каламхана алдида туридиған сап алтун чирақданларни (бәшни оң йенида, бәшни сол йенида) ясатти; вә шуларниң гүлсиман зиннәтлирини, чирақлирини, чирақ қисқучлирини алтундин ясатти; 50  дас-пиялилирини, пичақлирини, қачилирини, тәхсилирини вә күлданларниң һәммисини сап алтундин ясатти; у ичкирики ханиниң, йәни әң муқәддәс җайниң қатлинидиған, қош қанатлиқ ишикләрниң гирәлирини вә өйдики муқәддәс җайниң ишиклириниң гирәлирини алтундин ясатти.
51  Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилдуридиған һәммә қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут Худаға атиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә түрлүк башқа буюмларни) әкәлтүрүп Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди. 2Сам. 8:7, 11; 2Тар. 5:1
 
 

7:1 «Сулайман өз ордисини болса, он үч жилда ясап пүттүрди» — Сулайман ибадәтханини қурушқа 7 жил, өз ордисини қурушқа 13 жил вақит сәрп қилди. Пүткүл Муқәддәс Китапта «7» дегән рәқәм бәзидә Худа вә униң мукәммәллигигә бағлиқ, «13» болса гуна вә асийлиқ билән бағлиқ болиду. Биздә һеч гуман йоқки, Сулайманниң өз ордисиға 13 жил сәрп қилиши униң аллиқачан тәкәббур болуп кәткәнлигини пуритип бериду. Һеч болмиғанда, у көпрәк вақтини өз өйи үстигә сәрп қилған.

7:1 1Пад. 9:10

7:2 «Ливан ормини сарийи» — Сулайманниң ордисиниң «Ливан ормини сарийи» дәп атилишиниң сәвәви униң қурулушида Ливандин кәлтүрүлгән чирайлиқ кедир яғачлирини көп ишләткәнликтин болған еди. Орда ичидә «кедир яғичи түврүгидин төрт қатар» болғини үчүн «ормандәк» көрүнгән болса керәк.

7:4 «үч қәвәттики деризиләр бир-биригә удулму удул еди» — бу айәттики бәзи ибраний сөзләр интайин аз учрайдиған болғачқа, мәнасини пәқәт пәрәз қилғили болиду. Башқа бир тәрҗимиси бәлким: «үч қәвәттики һәр бир деризә көзнәклик еди».

7:5 «ишикләр үч көзнәклик болуп, ишикләр бир-биригә удулму удул еди» — көп башқа хил тәрҗимилири учришиму мүмкин.

7:6 «униң алдида йәнә бир дәһлиз бар еди, вә униң алдида йәнә түврүклүк айван бар еди» — бу айәтниң иккинчи қисмидики ибранийчә ибариләр интайин аз учрайдиған болғачқа, мәнасини пәқәт пәрәз қилғили болиду. «...униң алдида йәнә түврүклүк айван бар еди» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «...униң алдида йәнә түврүкләр вә пәләмпәй бар еди».

7:8 «...йәни дәһлизниң арқа һойлисиға җайлашақан сарайниң...» — башқа бир хил тәрҗимиси «...йәни шу өйдин айрим болған, бир һойлилиқ, дәһлиз ичигә җайлашқан өйниң...».

7:8 1Пад. 3:1

7:12 «ордидики дәһлизиниң теми...» — яки «ибадәтханидики айвининиң теми...»

7:13 2Тар. 2:12

7:14 Мис. 31:3

7:15 2Пад. 25:16, 17; Йәр. 52:21

7:21 «Оң тәрипигә бирни тикләп намини «Яқин», сол тәрипигә бирни тикләп, намини «Боаз» атиди» — «Яқин» дегәнниң мәнаси бәлким «у мустәһкәмләйду», «Боаз»ниң мәнаси бәлким «униңда күч бар». Оңдин солға оқуғанда «У (Пәрвәрдигар) күч билән уни (бу өйни) мустәһкәмләйду».

7:23 2Тар. 4:2; Йәр. 52:20

7:24 2Тар. 4:3

7:26 «икки миң бат» — бир бат 22 литр болуши мүмкин еди; ундақта 2000 бат 44000 литр еди. «Деңиз»ниң шәкли «даңқан шәкли»дики дас болса керәк.

7:29 «гүл чәмбирәк шәклидә зиннәтләнгән еди» — ибраний тилидики нусхисида қандақ мәнидә ишлитилгини бизгә техи ениқ әмәс.

7:31 «Һәр тәгликниң ичидә чоңқурлуғи бир гәз келидиған «кичик тәглик» болуп, ... уларниң рамкилири дүгиләк әмәс, бәлки төрт часилиқ еди» — пүткүл айәтниң мәнасини алимлар техи толуқ ениқлиған әмәс. Бизниң «пәрәзий схема»мизни көрүң.

7:34 «Һәр бир тәгликниң төрт бүҗигидә бирдин төрт тутқучи бар еди» — мошу йәрдә ибраний тилида «бүҗәк» («мүрилири») дегән бу сөзниң мошу йәрдә қандақ мәнидә ишлитилгини техи ениқ әмәс. «Тутқучи» дегән мәнаси еһтималлиққа әң йеқин.

7:38 2Тар. 4:6

7:48 «тәқдим нанлар» — башқа хил тәрҗимилири: «һозурий нан»лар, «Худаниң һозуридики нан»лар) яки «тизилған нан». Улар вә алтун ширә тоғрилиқ «Мис.» 25:23-30 вә «Лав.» 24:5-9ни көрүң.

7:48 Мис. 25:23; 30:1

7:51 2Сам. 8:7, 11; 2Тар. 5:1