Толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Амма әгәр бириси өзиниң тәнһалиғиға қарап намувапиқ жүргән болса, яшлиқ баһаридин өтүп кәткән болса, өзини тутивалалмиса, у халиқиничә қилсун, у гуна қилған болмайду; улар никаһ қилсун» йәнә башқа тәрҗимилириму бар; «қошумчә сөз»имизни көрүң. 37 Бирақ, бириси өз көңлидә муқим туруп, һеч қандақ ишқ бесими астида болмай, бәлки өз ирадисини башқуруп, көңлидә нийәт қилған қизини әмригә алмаслиқни қарар қилған болса, яхши қилған болиду. 38 Қисқиси, өйләнгәнниң өйләнгиниму яхши иш, өйләнмигәнниң өйләнмигиниму техиму яхши иш.
□7:1 «Әр аял затиниң тенигә тәгмисә яхшидур» — «әр аял затиниң тенигә тәгмисә (җинсий мунасивәттә биргә болуш, яки той қилишни көрситиду) яхши иштур» дегән сөзләр тоғрилиқ: — Әһвалға қариғанда Коринтлиқлар арисида: «Той қилмай, пәқәт Рәбниң хизмитидә болуш яхши» яки «Әр-аяллиқ җинсий мунасивити яхши әмәс, җинсий мунасивәт өткүзүлмисун, көпрәк дуа-тилавәткә берилисун» дегәндәк гәпләр тарқалған болуши мүмкин. Павлус бу йәрдә мошу мәсилиләр тоғрилиқ сөзлимәкчи.
□7:3 «әр аялиға нисбәтән әрлик мәҗбурийитини ада қилсун, аялму еригә нисбәтән аяллиқ мәҗбурийитини ада қилсун» — «әрлик мәҗбурийити», «аяллиқ мәҗбурийити» җинсий һәқлиқни өз ичигә алиду, әлвәттә.
□7:6 «Амма мундақ дейишим буйруқ йолида әмәс» — бу айәттики «дейишим»ни бәзи алимлар «вақитлиқ айрилип туруш тоғрисидики бир тәклип, буйруқ әмәс» дәп чүшиниду, «Амма мундақ дегиним буйруқ йолида әмәс, бәлки мәслиһәт йолидидур» дәп тәрҗимә қилиду. Йәнә бәзиләр бизниң тәрҗимимиздәк «дегиним»ни Павлусниң әр-аяллиқ оғрулуқ һазир ейтқан барлиқ сөзлири дәп қарап, «Бу дегиним буйруқ йолида әмәс, бәлки рухсәт йолида...» дәп тәрҗимә қилиду (7-айәтни көрүң).
□7:7 «бу ишта Худаниң һәммә адәмгә бәргән өз илтпати бар» — йәни, бала-җақилиқ болуш, яки тәнһа болуш. Павлус өзи тәнһа болуп, пүтүн өмридә аилисиз һалда Худаниң хизмитидә болған.
■7:7 Мат. 19:12; Рос. 26:29; 1Кор. 12:11.
□7:8 «Амма мән җорисиз тәнһа яшиғанлар вә тулларға шуни ейтимәнки...» — мошу айәттики «җорисиз тәнһа яшиғанлар» дегән сөз грек тилида өз җорисидин (мәйли әрдин, мәйли аялдин, өлүм тәрипидин яки қанун тәрипидин) аҗришип кәткәнләрни көрситиду, вә шундақла той қилмиғанларниму өз ичигә алиду.
□7:10 «Амма никаһланғанларға кәлсәк, уларға мән шуни тапилаймәнки, — (бу әмәлийәттә мениң тапилиғиним әмәс, йәнила Рәбниңки)...» — Павлус өз тәлимини Рәб Әйсаниң йәр йүзидә турған вақтидики тәлимидин айриветиду. Бу иш тоғрилиқ вә умумән бу бап үстидә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■7:10 Мал. 2:14; Мат. 5:32; 19:9; Мар. 10:11; Луқа 16:18.
□7:12 «Қалғанлириңларға кәлсәк, мән шуни ейтимәнки (бу Рәбниң ейтқини әмәс), ...» — Рәб Әйса йәр йүзидә болғинида бу ишлар тоғрилиқ тәлим бәрмигән еди.
□7:14 «Чүнки етиқатсиз әр болса етиқат қилған аялда пак дәп һесаплиниду; етиқатсиз аял болса етиқат қилған қериндашта пак дәп һесаплиниду; болмиса, пәрзәнтлириңлар һарамдин болған болатти; амма улар әнди пак болди» — бу айәткә қариғанда, Коринттики бәзиләр «етиқатчи әр яки аялниң җориси Әйса Мәсиһкә етиқат қилмиған болса ундақта уларниң никаһи булғанған болиду, шуңа улар аҗришиши керәк, шундақла балилири «һарам»дин болған болиду» дәп қарайду. Бундақ көзқараш хата.
□7:15 «лекин етиқатсиз болған тәрәпниң кәткүси болса, у аҗришип кәтсун; бундақ әһвалларда қериндаш ... никаһ мәҗбурийитигә бағлинип қалған болмайду; қандақла болмисун Худа бизни енақ-хатирҗәмликтә яшашқа чақирғандур» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□7:16 «Әй етиқатчи аял, ериңни етиқат қилдуруп қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән? Әй етиқатчи әр, хотунуңни етиқат қилдуруп қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән?» — бизниңчә Павлус мошу йәрдә, ишәнмигән җора никаһтин аҗрашмақчи болған болса, уни етиқат қилдуруп қутқузуш пәқәт Худаниңла қилидиған ишидур, биз аҗиз бәндиләрниң қилидиған иши әмәс, шуңа (җорисиниң кәткүси болса) уни әркинликкә қоювәргин, демәкчи. «Қошумчә сөз»имизни йәнә көрүң.
□7:18 «Бириси сүннәтлик һаләттә чақирилдиму? У қайта сүннәтсиз қилинмисун» — бәзи Йәһудийлар мәлум сәвәпләрдин сүннитидин хиҗил болуп, «ят әлләрдәк болай» дәп, өзини «сүннәтсиз» көрсәтмәкчи болуп бир хил оператсийәни қилдуратти.
□7:20 «Һәр ким қайси һаләттә чақирилған болса, шу һаләттә қалсун» — «қайси һаләттә чақирилған болса...» грек тилида «қандақ чақирилғанлиғи болса...» дейилиду. Демәк, Худа һәр биримизни Мәсиһгә чақирғинида, әһвал-һалитимизни билип, у һалитимизни Униң йолида ишләтмәкчи болиду.
■7:20 Әф. 4:1; Фил. 1:27; Кол. 1:10; 1Тес. 2:12.
■7:23 1Кор. 6:20; Ибр. 9:12; 1Пет. 1:18.
□7:25 «... никаһланмиғанлар тоғрилиқ Рәбдин буйруқ тапшурувалмидим...» — мошу йәрдә «никаһланмиғанлар» болса һеч қачан җинсий мунасивәт өткүзүп бақмиған пак жигит яки пак қизларни көрситиду, дәп қараймиз. Бәзи алимлар бу сөз пәқәт қизларни көрситиду, дәп қарайду. Әнди 36-айәткә қарайдиған болсақ, бу айәт һәм жигитләрниму һәм қизларниму көрситидиғанлиғини байқаймиз.
□7:26 «әнди һазирқи қийинчилиққа қариғанда,...» — Павлус мошу хәтни язған вақитта Рим империйәси бойичә көп сандики ишәнгүчиләр зор зиянкәшликкә учравататти.
□7:28 «Амма шундақ қилса улар җисманий җәһәттә җапаға учрайду» — Павлусниң бу сөзи, һәр бир әр-аяллиқтики нормал мунасивәттә болған мушәққәт-җапалар, егиз-пәсликләр тоғрилиқ ейтилиду, дәп қараймиз. Униң үстигә әшу дәвирдики зиянкәшлик астидиму әр-аялларниң бир-биригә болған муһәббити үчүн, бир-бирини еғирчилиқтин аяш үчүн тартқан дәрд-әләмлири техиму еғир болуши мүмкин еди.
□7:29 «вақит қисқидур. Шуңа аяллиқ болғанлар аялсизлардәк болсун...» — 31-айәттики изаһатни көрүң.
□7:31 «... бу дуниядики байлиқлардин бәһримән болғанлар дунияни өзиниң тәәллуқати дәп билмисун; чүнки бу дуниядики һазирқи һаләт өтүп кетиду» — «вақит қисқидур» 29-31-айәтләрдә Павлус уларға барлиқ вақитни, Худаниң хизмиридә болуш пурсәтлирини қәдирләшни дәвәт қилиду. Униң асасий мәнаси, мошу дуниядики бәхит-байлиқлар биздә болса улардин һозурлансақ болиду, лекин мошу аләм «бәш күнлүк» болғачқа, Худаниң хизмитидә, мәңгүлүк пайдилиқ болған ишларға қарап меңишимизға тоғра келиду, демәкчи.
■7:31 Йәш. 40:6; Яқ. 1:10; 4:14; 1Пет. 1:24; 1Юһа. 2:17.
□7:36 «Әгәр бириси нийәт қилған қизға нисбәтән муамиләмниң дурус болмиған йери бар дәп қариса...» — «нийәт қилинған қизи» дегәнниң башқа бир чүшәнчиси «вәдиләшкән қизи». Ишқилип, бу айәт бойичә, той қилмиған әр киши көңлидә бир қизни ойлайду. Қизға «муамиләмниң дурус болмиған йери бар» дегәнлиги бәлким: (1) қизға болған ишқини сөз яки һәрикәт билән билдүрүштин өзини тутувалалмаслиқ, лекин униңға техи ениқ вәдә қилмаслиқ, шундақла қизни қийнаш; яки (2) қизға вәдә бәргәндин кейин йәнә иккилинип вақитни кәйнигә сүрүш, шундақла қизни қийнаш; яки (3) тойниң вақтини бекиткән болсиму, улар той вақтини күтүшкә өзлирини тутувалалмиса, тойни балдуррақ қилса болиду. Қисқиси, оғул балиларниң қизларниң сөйгүси яки һессиятлири билән ойнишишиға һәргиз болмайду. Толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Амма әгәр бириси өзиниң тәнһалиғиға қарап намувапиқ жүргән болса, яшлиқ баһаридин өтүп кәткән болса, өзини тутивалалмиса, у халиқиничә қилсун, у гуна қилған болмайду; улар никаһ қилсун» йәнә башқа тәрҗимилириму бар; «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□7:39 «Ери өлүмдә ухлиған болса» — мошу сөз, өлүп кәткәнликни көрситиду. Тәврат-Инҗил бойичә етиқатчиларға нисбәтән өлүш пәқәт вақитлиқ ухлаш, халас. «у халиған кишигә (пәқәт Рәбдә, әлвәттә) никаһлинишқа әркин болиду» — «пәқәт Рәбдә (никаһлансун)» — (1) пәқәт етиқатчиға никаһлансун; (2) Рәбниң шәхсий йолйоруғи билән никаһлансун, дегән икки мәнини өз ичигә елиши мүмкин.
□7:40 «мәндиму Худаниң Роһи бар, дәп ишинимән!» — бу кинайилик сөз. Коринт шәһиридики җамаәттики бәзи адәмләр өзлирини «пәйғәмбәр» һесаплап, Павлусниң сөзлирини қобил қилмайтти (14:36, 37ни көрүң).