Керублар болса интайин күчлүк бир хил пәриштиләр болуп, Худаниң чиқарған һөкүм-җазалирини беҗириду. «Керублар оттурисида турған» дегини, «Сән бизгә йеқинлашқан һәм бизгә рәһим көрсәтмәкчи болған Худасән» дегәнликтур. 17 И Пәрвәрдигар, қулиқиңни төвән қилип аңлиғайсән; көзүңни ачқайсән, и Пәрвәрдигар, көргәйсән; Сәннахерибниң адәм әвәтип мәңгү һаят Худани һақарәтләп ейтқан һәммә гәплирини аңлиғайсән! 18 И Пәрвәрдигар, Асурийә падишалири һәқиқәтән һәммә жутларни вә шуларға беқинди болған жутларниму харабә қилип, □ «шуларға беқинди болған жутлар..» — ибраний тилида сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «беқинди» дегән сөз йоқ. Башқа бир хил тәрҗимиси «шуларға аит». Биз шәрһләш үчүн «беқинди» қоштуқ. 19 Уларниң илаһ-бутлирини отқа ташливәткән; чүнки уларниң илаһлири илаһ әмәс, бәлки инсан қоли билән ясалғанлар, яғач вә таш, халас; шуңа Асурийәликләр уларни һалак қилди. 20 Әнди, и Пәрвәрдигар Худайимиз, җаһандики барлиқ әл-жутларға Сениң, пәқәт Сениңла Пәрвәрдигар екәнлигиңни билдүрүш үчүн, бизни униң қолидин қутқузғайсән!».
□37:1 «Пәрвәрдигарниң өйи» — Униң (Сулайман падиша қурған) ибадәтханиси.
□37:6 «Ғоҗайиниңларға: — «Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма...» — Йәшаяниң мошу җавап сөзлирини (6-7-айәтләрни) диққәт билән оқусиңиз, у Һәзәкияниң тәливи бойичә дуа қилмай, бәлки беваситә хәвәрчиләргә җавап бәрди. Чүнки у аллибурун хәлиққе вә Һәзәкия Асурийә тоғрилиқ нурғун бешарәтләрни қилған. Худа мошу пәйт-әһвал тоғрилиқ Исраилға уқтурған еди (мәсилән, 10-бап, 5-21-айәтләрни, 14-бап, 24-25-айәтләрни көрүң). Бирақ Һәзәкия вә ордисидикиләр мошуларни вә униңдин башқа көргән карамәт мөҗизиләрни (кейинки 38-бапниму көрүң) пүтүнләй унтуп қалғандәк қилатти.
□37:9 «Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» — бу иш әмәлийәт әмәс, һәмдә шу чағда мүмкин болмиған еди. Бирақ Худа Өзи әвәткүзгән «алдамчи роһ»ниң тәсири билән уни ишәндүргән.
□37:11 «уларни илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғи аңлиғансән» — «илаһ-бутлириға атап һалак қилиш» дегән сөз, ибраний тилида пәқәт бир сөз биләнла, йәни ««һарам» қилиш» яки ««һәрәм» қилиш» биләнла ипадилиниду.
□37:13 «Гозан, Һаран, Рәзәф шәһири.. Телассар... Хамат.., Арпад ..., Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ...» — (12-13-айәтләрдә көрситилгән) мошу шәһәрләрниң бәзилириниң нәдә екәнлигини хәритидин көргили болиду, бәзилири бизгә бүгүнгә қәдәр намәлум.
□37:16 «И керублар оттурисида турған... Пәрвәрдигар» — муқәддәс ибадәтханидики әң ичкири өй, йәни «әң муқәддәс җай» дегән өйдә, Худаниң «рәһим көрситидиған орун-тәхти» («кафарәт тәхти») («рәһимгаһ») бар еди. Мошу орунда Худа Исраилниң алаһидә қурбанлиқлириниң қанлирини қобул қилатти. Орунниң икки тәрипиниң һәр биридә алтундин ясалған, тәхткә қаритилған бирдин «керуб» бар еди. Мусаниң дәвридин Әзакиял пәйғәмбәр дәвригичә Худаниң парлақ шан-шәриви сирлиқ һалда «кафарәт тәхти»ниң үстидә, йәни «керублар оттурисида» туратти. Керублар болса интайин күчлүк бир хил пәриштиләр болуп, Худаниң чиқарған һөкүм-җазалирини беҗириду. «Керублар оттурисида турған» дегини, «Сән бизгә йеқинлашқан һәм бизгә рәһим көрсәтмәкчи болған Худасән» дегәнликтур.
□37:18 «шуларға беқинди болған жутлар..» — ибраний тилида сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «беқинди» дегән сөз йоқ. Башқа бир хил тәрҗимиси «шуларға аит». Биз шәрһләш үчүн «беқинди» қоштуқ.
□37:23 «күпүрлүк» — ким өзини Худаниң орнида қоюп, «һәммә ишни қилалаймән» десә, күпүрлүк қилған болиду, шундақла һаман бир күни жиқитилиду.
□37:24 «Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғи» — бу айәттики «бүк-барақсан» дегән сөз ибраний тилида «Кармәл» дегән сөз билән ипадилиниду. Кармәл болса Исраилниң әң мунбәт вә чирайлиқ җайи еди. Шуниң билән падишаниң «униң «Кармәл» орманзарлиғиға киримән» дегини «униң (Ливанниң) әң чирайлиқ җайиға (һеч тосалғусиз) баримән» дегәндәк по атидиған мәнини ипадиләйтти; чүнки Ливанда «Кармәл» дегән җай йоқ.
□37:25 «...путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутувәттим» — жуқуриқи 24-айәттә падиша өзиниң тәс ишларни қилалайдиғанлиғини, мәсилән, Ливан районидики әң жуқури тағларға чиқалайдиғанлиғини (көчмә мәнаси, бәлким алийҗанап, күчлүк падишалардин үстүнлүккә еришидиғанлиғини көрситиду), әң есил нәрсиләргә еришидиғанлиғини тәсвирләйду. Мошу 25-айәттики «путум... қурутивәттим» дегини, деханниң пути биләнла топини иштирип ериқни тосуп, суни қурутивәткинидәк, «Мән халисамла наһайити асанла һәр қандақ ишни қилалаймән, һәтта Нил дәриясиниму қурутиветәләймән» дегән мәнмәнликни билдүрмәкчи.
□37:27 «өгүздики от-чөпләр...» — бу ибариниң башқа хил тәрҗимилирини учритиш мүмкин.
□37:29 «Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, жүгинимни ағзиңға салимән...» — Асурийә падишалири мошундақ рәһимсиз йол билән әсирләрни ялап маңатти.
□37:30 «И Һәзәкия, шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки, — мошу жили өзлүгидин өскән, иккинчи жили шулардин чиққанларму рисқиңлар болиду; үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр» — мошу мөҗизә ишәш-етиқатни күчәйтиш үчүн һәм хәлиқни қутқузуш үчүн берилгән. Уруш вақтида териқчилиқ қилиш мүмкин әмәс; Асурийә қошуни кәткәндин кейинки жилидиму, бәлким қошунидин қалған қисимлири йәнила паракәндичилик қилиши мүмкин еди. Шуңа мөҗизә үчинчи жилғичә созулиду. «Үзүм көчәтлирини тикисиләр... мевисини йәйсиләр» дегән вәдә, течлиқ мәзгилниң узун болидиғанлиғини көрситиду (үзүм таллирини өстүрүшкә узун вақит кетиду, әлвәттә). Кишиләрниң Асурийә қошунлириниң туюқсиз чекинишини «тәсадипийлиқтин» демәслиги үчүн, бу иккинчи мөҗизә берилди. Шундақтиму, Тәвраттики «Падишаһлар» дегән қисимға қариғанда, хәлиқләр йәнила икки мөҗизини тезла унтуп Худаға вапасизлиқ қиливәрди.
□37:36 «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә шәхс еди. Бәзи ишларда У Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, «Яр.» 18-бапни көрүң).
□37:38 «У өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти» — мошу вақиә, Сәннахериб Исраилдин чекиништин 20 жил кейин (миладийәдин илгәрки 681-жили) болди.