□4:5 «Парс падишаси Дариус» — миладийәдин илгәрки 522-486-жилларда Парс тәхтигә олтарған.
□4:6 «Аһашверош» — бәзи алимлар Парс императори болған мошу «Аһашверош»ни «Ксәрксис И» ниң өзи шу (миладийәдин илгәрки 486-464-жиллар), дәп қарайду. Бирақ испат барки, «Аһашверош» яки «Ксәрксис» дегән сөз әслидә исим әмәс, бәлки Парс императориниң умумий бир унвани еди. Шуңа биз «Аһашверош» дәп аталған падишани Камбисис (миладийәдин илгәрки 529-521-жиллар), дәп қараймиз.
□4:7 «Артахшашта» — «Артахшашта» билән «Артаксәрксис» бир адәмниң нами болуп, тарихта у «Артаксәрксис» дегән (грекчә) исми билән тонулған. Бу падиша Камбисис вә Дариус Хистаспис (миладийәдин илгәрки 522-486-жиллар) арилиғида өткән болса керәк. Шуңа у: (1) Камбисисни өлтүрүп тәхтини тартивалған «Смәрдис» дегән җадугәрни (йәттә ай тәхткә олтарған) яки болмиса: (2) Камбисис император билән бирликтә һөкүмранлиқ қилған бизгә һазир намәлум «Артахшашта» (Артаксәрксис») исимлиқ башқа бирисини көрситиши мүмкин. У кейинки аләмшумул император «Артаксәрксис» (миладийәдин илгәрки 486-425-жиллар) болуши мүмкин әмәс; чүнки шу киши 24-айәттә тилға елинған Дариус императордин кейин һөкүмранлиқ қилди.
□4:8 «...Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди» — бу айәттин башлап 6:18гичә «Әзра»ниң тексти арамий тилида йезилған.
□4:9 «...сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар...» — яки «...Динайлиқлар, Афарсатқилиқлар, Тарпәлликләр, Арфаслиқлар,...». «Шушанлиқлар, йәни...» — яки «Суса (шәһири)дикиләр, йәни...».
□4:10 «Улуқ җанабий Оснаппар» — Оснаппар болса Асурийә императори «Ашурбанипал»ниң арамий тилидики нами. У миладийәдин илгәрки 669-жили атиси Есарһаддонниң тәхтигә варислиқ қилди; миладийәдин илгәрки 645-жиллири әтрапида у Еламниң пайтәхти Шушанни ишғал қилип, униңдики пухралардин бәзиләрни Самарийәгә, шундақла оттура шәриқтики башқа йәрләргә сүргүн қилди. «дәрия» —мәзкур китапта мошу йәрдин башлап «дәрия» «Әфрат дәрияси»ни көрситиду; «мошу тәрипи» — ғәрбий тәрипи, әлвәттә.
□4:12 «сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду» — мошу гәп биринчидин өз-өзигә зит келиду. Қандақсигә сепил һуллири техи «бир-биригә уланмай» туруп сепил ясилип болиду? 13-айәттә хатириләнгән өз баянлириму уларниң шу сөзигә рәддийә болиду. Иккинчидин, бу сөзләр пүтүнләй ялған. Йәһудий хәлқи пәқәт ибадәтхана (Қорәш падишаниң әслидики ярлиғи бойичә) қурувататти. Сепилниң өзи болса, харабилик әһвалда еди. Мәсилән «Нәһ.» 1:3ни көрүң.
□4:14 «бундақ беһөрмәт қилинишиға...» — яки «бундақ зиян тартишиға...».
□4:17 «Дәрияниң шу тәрипи» — Әфрат дәриясиниң ғәрбий тәрипи.
□4:18 «алдимда ениқ қилип оқуп...» — яки «алдимда тәрҗимә қилинип оқуп....».