15
Үзүм тели тоғрилиқ тәмсил
1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 «И инсан оғли, үзүм тели яғичиниң башқа дәрәқ яғачлиридин немә артуқчилиғи бар, униң шехиниң ормандики дәрәқләр арисида немә алаһидилиги бар? 3 Униңдин бирәр җабдуқни ясашқа материял алғанниң пайдиси барму? Униңдин чиниләрни асқидәк қозуқни ясиғили боламду? 4 Мана, у отқа йеқилғу болғанда, от униң икки учини көйдүргәндә, оттурисиму йерим көйгәндә, әнди уни бирәр ишқа ишләткили боламду? 5 Мана, у сақ болғанда, һеч қандақ ишқа ишләткили болмиған йәрдә, әнди от уни көйдүрүп йәп кәткәндә, уни бирәр ишқа ишләткили боламду?
6 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән ормандики дәрәқләр арисидики үзүм телиниң яғичини отқа тапшурғинимдәк, Йерусалимда туруватқанларни отқа тапшуримән. 7 Йүзүмни уларға қарши қилип қаритимән; улар бир оттин чиқса, башқа бир от уларни йәветиду. Өз йүзүмни уларға қарши болуп қаратқанда, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр. 8 Уларниң қилған вапасизлиқлири түпәйлидин мән зиминни вәйранә қилимән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».□ «... Уларниң қилған вапасизлиқлири түпәйлидин Мән зиминни вәйранә қилимән» — бу бабтики «үзүм тели» дегән тәмсил үстидә «Қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
□15:8 «... Уларниң қилған вапасизлиқлири түпәйлидин Мән зиминни вәйранә қилимән» — бу бабтики «үзүм тели» дегән тәмсил үстидә «Қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.