□3:4 «(1-4-айәт) шәрһи» — бизниңчә 1-4-айәтләр Шуламит Сулаймандин айрилған вақитта қайта-қайта («кечә-кечиләрдә») көргән бир чүшни билдүриду (қишта болуши мүмкин). Бу көзқараш тоғра болса мошу айәтләрдин биз «муһәббәтниң азаплири»ни көримиз. Сулаймандин айрилиш Шуламит үчүн азаплиқ иш болуп, бу чүшни қозғап чиқарди. Бирақ бу чүш йәнила Худадин кәлгән охшайду, чүнки төвәндики 6-11-айәтләрдә, Сулайманниң уни тойға елип кетишкә кәлгәнлиги билән әмәлгә ашурулиду. Бу чүштин йәнә шуни биләләймизки, Шуламит Галилийәдә туруватқан мәзгилдә, Сулайман өзидин вақитлиқ (қишта) айрилған вақитта, чоңқур ойлиниду вә Йерусалимда учрайдиған барлиқ синақларға йүзлинишкә тәйяр туриду. У Сулайманға ятлиқ болушқа тәйяр еди. Шүбһисизки, у Сулайман билән той қилип, Йерусалимда турғанда уни: «У пәқәт «паһишә аял»дәк Сулайманниң байлиқлири үчүн униңға ятлиқ болған, халас, дегүчиләрму аз болмайду. Чүштә көрүлгән «җесәкчиләр» шундақ гуманда болған кишиләргә вәкил болуши мүмкин. Лекин чүштә у уларниң өзигә болған гуманлириға писәнт қилмай, йәнила Сулайманни издәйду. 3- вә 4-айәттә Шуламитниң чүшидә тартқан дәрди көрүниду: худди у: «Яримни тапай дәп шәһәрни айлинай» дегинидәк, лекин нәтиҗиси әксичә болуп, униңға «шәһәрни айлинидиған» күзәтчиләр учрап қалиду (ибраний тилида «тапти»). Бәлким чүшидә улар Шуламиттин: «Немишкә бу қиз түн кечидә айлиниду? Паһишә аял охшайду» дәп гуманланған болуши мүмкин (бундақ иш иккинчи қетим чүшидә йәнә көрүниду — 5-бап, 2-7-айәтләрдә).
□3:5 «(5-айәт) шәрһи» — Шуламит муһәббәтниң дәрдини тетип баққандин кейин, «муһәббәтниң вақит-саити»ниң муһимлиғини техиму билип йәтти.
□3:6 «(6-айәт) шәрһи» — бу айәт Сулайманниң Шуламитни жути Галилийәдин тойға елип келишини, йәни Сулайман униңға әвәткән тәхтираванға олтирип, Йерусалимға сәпәр қилғанлиғини көрсәтсә керәк (7-айәтни көрүң).
□3:8 «(7-8-айәт) шәрһи» — Сулайман Шуламитни Йерусалимға, йәни тойға бехәтәр елип келиш үчүн, шу атмиш ләшкириниң муһапизәтчилигидә тәхтираван билән кәлгән.
□3:11 «(9-11-айәт) шәрһи» — Йәһудийларниң тойлири уйғурланиң тойиға охшап кетиду. Асасән 5 басқучи бар: — (1) тохтам — адәттә жигитниң әлчиси вә қизниң ата-анилири билән тохтам түзиду. Сулайман өз-өзигә әлчи болуп Шуламитниң акилири билән тохтам қилған охшайду (4-ойлинишни көрүң). (2) тойға сәпәр. Жигит өзи қизни тойға апиришқа келиду. (3) никаһ мурасими (6- вә -12-ойлинишни көрүң) (4) той зияпити (бәзи вақитларда бир һәптигә созулиду) (1- вә 2-ойлинишни көрүң) (5) той кечиси (3- вә 7-ойлинишни көрүң) Бәзи алимлар, бу «кариват»ни Сулайманни көтиридиған «тәхтираван» яки «шаһанә һарву» дәп қарайду. Бирақ бизниңчә бу тәхтираван жуқурида баян қилинған ибраний тилидики 9-айәттики «аппирийон» дегән, сайивәнлик кариватни көрсәтсә керәк.