□86:1 «Униң ули болса муқәддәс тағлардидур» — «Униң ули» — Худаниң ули, демәк.
□86:4 «... арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән» — «Раһаб» бу йәрдә Мисирни билдүриду (мәниси: «тәкәббур». «Йәш.» 30:7ни көрүң). ««Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән... мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән» — сөзлигүчи Худа Өзи болса керәк.
□86:6 ««Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду» — бу сирлиқ сөз Худаниң Йәһудий болмиған («ят әллик») Өзигә етиқат қилғучиларни етиқати арқилиқ «Өзүмгә тәвә адәм, Өзүмниң аиләмдики адәм» дәп һесаплап, уларға илтипат қилип: «Йерусалимда туғулған» дәп һесаплайдиғанлиғини көрситиду.
□86:7 «Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!» — «сениңда» бәлким Зионда дегән мәнидә. Бәзи алимлар мәнасини «Худа Өзидә» дәп қарайду.