45
45-күй •••• Худа башпанаһтур
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Пак қизлар үчүн» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
 
Худа панаһгаһимиз вә қудритимиздур;
Күлпәтләр чүшкән һаман һазир болидиған бир ярдәмчидур. «Пак қизлар үчүн» — ибраний тилида «Аламот» дейилиду. Башқа бир хил мәнаси: «Аялларниң жуқури авазлиқ күйи үчүн йезилған» дегән болуши мүмкин.
3-4 Шуңа йәр-зимин өңтүрүлүп, тағлар гүмүрүлүп деңиз тәглиригә чүшүп кәтсиму,
Униң долқунлири шавқунлинип қайнам болсиму,
Өркәшлири билән тағлар силкинип кәтсиму,
Қорқмаймиз.
Селаһ.
Худаниң шәһирини — Йәни Һәммидин Алий Болғучи маканлашқан муқәддәс җайни,
Хурсән қилидиған еқинлири шахлиған бир дәрия бардур.
Худа униң оттурисидидур;
У йәр һәргиз тәвримәйду;
Худа таң етиш биләнла униңға ярдәмгә келиду.
Барлиқ әлләр қайнап, падишалиқлар титрәп кәтти;
У авазини қоювәткән һаман,
Йәр ерип кетиду.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә;
Яқупниң Худаси егиз қорғинимиздур!
Селаһ!
Келиңлар, Пәрвәрдигарниң қилғанлирини көрүңлар!
У йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар! «... У (Пәрвәрдигар) йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар» — Пәрвәрдигарниң «вәйранчилиқ»лириниң интайин иҗабий нәтиҗиси бар — 9-айәтни көрүң.
10 У, җаһанниң у четигичә болған урушларни тохтитиду;
У оқяларни сундуриду,
Нәйзиләрни оштуветиду,
Җәң һарвулирини отта көйдүриветиду.
11 У: «Тохташ, мениң Худа екәнлигимни билип қоюш!
Мән пүткүл әлләр арисида улуқлинимән;
Мән йәр йүзидә “бүйүк” дәп қарилимән» — дәйду.
12 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә,
Яқупниң Худаси бизниң егиз қорғинимиздур!
 
 

45:1-2 «Пак қизлар үчүн» — ибраний тилида «Аламот» дейилиду. Башқа бир хил мәнаси: «Аялларниң жуқури авазлиқ күйи үчүн йезилған» дегән болуши мүмкин.

45:9 «... У (Пәрвәрдигар) йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар» — Пәрвәрдигарниң «вәйранчилиқ»лириниң интайин иҗабий нәтиҗиси бар — 9-айәтни көрүң.