24
24-күй •••• Йетәкләш вә башпанаһ болуш һәққидә дуа •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 Давут язған күй.
Пәрвәрдигар, җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;□ «25-күй тоғрилиқ изаһат» — 25-күй «елипбә тәртивилик» бир күй. Күйдә 22 айәт болуп, ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Күйдики 22 айәтниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән йеңи һәрип билән башлиниду (мәсилән, уйғур тилида һәрипләр а-, ә-, б- тәртивидә башланғанға охшаш). Биз бундақ күйләрни «елипбә тәртивилик күй» дәп атаймиз.
2 Саңа тайинимән, и Худайим;
Мени йәргә қаритип хиҗаләттә қалдурмиғайсән;
Вә яки дүшмәнлиримни үстүмдин ғалип қилип шатландурмиғайсән;■ Зәб. 21:5-6; 30:1-3; 33:6
3 Бәрһәқ, Сени күткүчиләрдин һеч қайсиси шәрмәндә болмас;
Бирақ һеч бир сәвәпсиз хаинлиқ қилғучилар шәрмәндә болиду.■ Йәш. 28:16; Рим. 10:11
4 Мени Сениң излириңни билидиған қилғайсән, и Пәрвәрдигар;
Йоллириңни маңа үгитип қойғайсән.■ Зәб. 26:11; 85:11; 118:33
5 Мени һәқиқитиңдә маңдуруп, маңа үгәткәйсән;
Чүнки өзүң мениң ниҗатлиғим болған Худайимдурсән;
Мән күн бойи Саңа қарап тәлмүримән;
6 Өз рәһимдиллиқлириңни, өзгәрмәс меһирлириңни ядиңға кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар!
Чүнки улар әзәлдин тартип бар болуп кәлгәндур;■ Зәб. 102:17; 105:1; 106:1; 116:2; 135; Йәр. 33:11
7 Мениң яшлиғимдики гуналиримни,
Шундақла итаәтсизликлиримни есиңгә кәлтүрмигәйсән;
Өзгәрмәс муһәббитиң, меһриванлиғиң билән, мени есиңгә кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар;
8 Пәрвәрдигар меһриван вә дурустур;
Шуңа У гунакарларни дурус йолға салиду.
9 Мөминләрни яхши-яманни пәриқ етишкә У йетәкләйду;
Мөминләргә Өз йолини үгитиду.
10 Униң әһдиси вә һөкүм-гувалирини тутқанларниң һәммисигә нисбәтән,
Пәрвәрдигарниң барлиқ йоллири өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәттур.
11 Өз намиң үчүн, и Пәрвәрдигар,
Қәбиһлигим интайин еғир болсиму,
Сән уни кәчүривәткәнсән.
12 Кимки Пәрвәрдигардин әймәнсә,
Худа Өзи таллиған йолда униңға һәқиқәтни үгитиду;
13 Униң җени азатә-яхшилиқта яшайду,
Униң нәсли йәр йүзигә мирас болиду.
14 Пәрвәрдигар Өзидин әйминидиғанлар билән сирдаштур;
У уларға Өз әһдисини көрситип бериду.
15 Мениң көзлирим һемишә Пәрвәрдигарға тикилип қарайду;
Чүнки У путлиримни тордин чиқириветиду.
16 Маңа қарап меһри-шәпқәт көрсәткәйсән;
Чүнки мән ғерибанә, дәрдмәндурмән.
17 Көңлүмниң азарлири көпийип кәтти;
Мени басқан қисмақлардин чиқарғайсән.
18 Дәрдлиримни, азаплиримни нәзириңгә алғин,
Барлиқ гуналиримни кәчүргәйсән!
19 Мениң дүшмәнлиримни нәзириңгә алғин,
Чүнки улар көптур;
Улар маңа чоңқур өчмәнлик билән нәпрәтлиниду.
20 Җенимни сақлиғайсән, мени қутқузғайсән;
Мени шәрмәндиликтә қалдурмиғайсән;
Чүнки мән Сени башпанаһим қилдим.
21 Көңүл саплиғи вә дуруслуқ мени қоғдиғай;
Чүнки мән Саңа үмүт бағлап күтүватимән.□ «Чүнки мән Саңа үмүт бағлап күтүватимән» — яки «Чүнки саңа тәлмүрүп қараймән».
22 И Худа, Исраилни барлиқ күлпәтлиридин қутқузуп һөрлүккә чиқарғайсән!
□24:1 «25-күй тоғрилиқ изаһат» — 25-күй «елипбә тәртивилик» бир күй. Күйдә 22 айәт болуп, ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Күйдики 22 айәтниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән йеңи һәрип билән башлиниду (мәсилән, уйғур тилида һәрипләр а-, ә-, б- тәртивидә башланғанға охшаш). Биз бундақ күйләрни «елипбә тәртивилик күй» дәп атаймиз.
■24:2 Зәб. 21:5-6; 30:1-3; 33:6
■24:4 Зәб. 26:11; 85:11; 118:33
■24:6 Зәб. 102:17; 105:1; 106:1; 116:2; 135; Йәр. 33:11
□24:21 «Чүнки мән Саңа үмүт бағлап күтүватимән» — яки «Чүнки саңа тәлмүрүп қараймән».