16
16-күй •••• Тәкәббурларниң бесимидин қутқузғайсән!
1 Давутниң дуаси: —
Һәққаний тәләпни аңла, и Пәрвәрдигар, мениң нидайимға көңүл қойғин;
Мениң дуайимға қулақ салғин,
У ялғанчи ләвләрдин чиққан әмәс.
2 Һозуруңдин һөкүмүм чиқирилғай!
Көзүң немә дурус екәнлигини пәриқ әткәй!
3 Сән мениң қәлбимни синиғансән,
Сән кечидиму маңа йеқинлишип күзәттиң;
Сән мени тавлап көзүңдин кәчүрдиңсән,
Мениңдин һеч бир сәһвәнлик тапалмидиң;
Көңлүмдә: Ағзим итаәтсизлик қилмисун! — дәп нийәт қилдим.
4 Адәм балилириниң һаяттики ишлирида,
Ләвлириңдин чиққан сөзләр билән зораванларниң йоллиридин өзүмни нери қилдим.
5 Мениң қәдәмлирим йоллириңдин чиқмиған,
Путлирим тейилип кәтмигән.
6 Мән Саңа илтиҗа қилдим,
Чүнки тиләклиримни иҗабәт қилисән, и Тәңрим;
Маңа қулақ салғин,
Сөзлиримни аңлиғин.
7 И, Өзүңгә таянғанларни қарши чиққучилардин оң қолуң билән Қутқузғучи,
Карамәтлириңни көрситип, өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән!□ «өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән!» — «өзгәрмәс муһәббитиң» әслидә көплүк шәклидә «өзгәрмәс муһәббитиңлар».
8 Мени көз қаричуқуңдәк сақлиғайсән;
Қанатлириң сайисидә мени йошурғайсән;
9 Мени булимақчи болған рәзил адәмләрдин,
Мени қоршивалған әшәддий күшәндилиримдин йошурғин;
10 Уларниң бағрини май қаплап, қетип кәткән;
Уларниң еғизлири тәкәббурларчә сөзләйду;□ «Уларниң бағрини май қаплап, қетип кәткән...» — бу ибарә уларниң интайин тәкәббурлуғи, башқиларға һеч көңүл бөлмәйдиғанлиғи, уларни көзгә илмайдиғанлиғини көрситиду.
11 Улар йолимизни торивелип,
Бизни йәргә урушқа көзини алайтип, □ «Бизни йәргә урушқа көзини алайтип,...» — яки «Мени йәргә урушқа көзини алайтип,...».
12 Олҗиға ач көзлүк билән тикилгән ширдәк,
Йошурун җайларда марап жүридиған яш ширдәктур.
13 Орнуңдин турғайсән, и Пәрвәрдигар,
Униң йолини тосуп, йәр билән йәксан қилғайсән,
Җенимни рәзил адәмдин қутқузғин, қиличиң билән;
14 Мени Өз қолуң билән кишиләрдин,
Йәни мошу дәвирдики кишиләрдин қутқузғин;
Уларниң несивиси болса мошу дуниядиладур;
Сән уларниң қарнини немәтлириң билән толдурисән;
Уларниң көңли пәрзәнтлири билән қанди,
Балилириға байлиқлирини қалдуриду.
15 Мән болсам, һәққанийлиқта йүзүңгә қариғучи болимән;
Ойғанғинимда, Сениң дидариңдин сөйүнимән!□ «...Ойғанғинимда, Сениң дидариңдин сөйүнимән!» — «ойғанғинимда» өлүмдин ойғинип, тирилгәндә, демәк.
□16:7 «өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән!» — «өзгәрмәс муһәббитиң» әслидә көплүк шәклидә «өзгәрмәс муһәббитиңлар».
□16:10 «Уларниң бағрини май қаплап, қетип кәткән...» — бу ибарә уларниң интайин тәкәббурлуғи, башқиларға һеч көңүл бөлмәйдиғанлиғи, уларни көзгә илмайдиғанлиғини көрситиду.
□16:11 «Бизни йәргә урушқа көзини алайтип,...» — яки «Мени йәргә урушқа көзини алайтип,...».
□16:15 «...Ойғанғинимда, Сениң дидариңдин сөйүнимән!» — «ойғанғинимда» өлүмдин ойғинип, тирилгәндә, демәк.