11
1 Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Адил җиң теши Уни хурсән қилар.
■ 2 Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр;
Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар.
■ 3 Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр;
Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар.
■ 4 Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас;
Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар.
■ 5 Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар;
Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар.
6 Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар;
Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар.
7 Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар;
Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар.
□ 8 Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар;
Рәзил адәм униң орниға тутулар.
■ 9 Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар;
Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар.
10 Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар;
Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар.
11 Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр;
Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар.
12 Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур;
Амма йорутулған адәм ағзини жиғар.
13 Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар;
Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас.
14 Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар;
Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар.
□ ■ 15 Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас;
Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар.
□ 16 Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс;
Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс.
17 Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар;
Рәһимсиз өз тенини ағритар.
18 Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар;
Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар.
□ 19 Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар;
Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар.
20 Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур.
21 Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас;
Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар.
□ ■ 22 Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун,
Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур.
23 Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр;
Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур.
24 Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр;
Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар.
25 Мәрт адәм әтлинәр;
Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар.
■ 26 Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду;
Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр.
27 Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар;
Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр.
■ 28 Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар;
Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр.
■ 29 Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар;
Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар.
30 Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур;
Дана киши көңүлләрни
һаятлиққа майил қилар.
□ 31 Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә,
Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?
□ ■