□1:1 «Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди» — «әлләр» (яки «ят әлләр») — Исраилға ят болған әлләрни көрситиду. «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — «униңға» болса, Едомға. Бәлким бу әлчи Едомға дүшмән әлләрниң биридин чиққан болуп, у башқа әлләрни Едомни йоқитишқа чақириду.
□1:2 «Мән сени әлләр арисида кичик қилдим; сән әлләр арисида қаттиқ кәмситилгән хәлиқ болисән!» — Худа Едомни «сени» дәп, мошу йәрдә униңға беваситә сөз қилиду.
□1:3 «тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, туралғуси жуқури болғучи» — демисәкму, Едом пинһанрақ, үстигә чиқиш тәс болған тағлиқ районда турған.
□1:5 «Һәй, шунчә үзүп ташлинисән!» — тирнақ ичидики сөзләр, бәлким пәйғәмбәрниң һаяҗандин Пәрвәрдигарниң сөзини үзүп қоюп дегән гепидур. «Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә үзүм һосулини алғанда үзгүчиләр кәмбәғәлләрниң теривелиши үчүн бир аз васаңларни қалдуруш керәк еди. Бәзи шәрқий дөләтләрдә бу бир адәткә айлинип қалған.
□1:6 «... Әсавниң тәәллуқати қандақ ахтурулди!» — «Әсав» Едомниң башқа бир исми. «... Униң йошурун байлиқлири қандақ тепип чиқилди!...» — 5-6-айәтләр «мәрсийә» (матәм тутуш мунаҗити) шәклидә.
□1:7 «... сени... һайдиветиду; ... үстүңдин ғәлибә қилиду; ... саңа қилтақ қуриду...» — 5-7-айәтләрдә ейтилған бешарәтләрдики пеиллар «өткән заман» билән ипадилиниду. Лекин улар кәлгүси ишларни көрситиду (8-айәттә ениқ көрситилиду). Ибраний тилида, бешарәтләрдә пеилларниң «өткән заман»да ишлитиши «бу иш җәзмән йүз бериду» дегәнни тәкитләйду. «... Сән билән енақ өткәнләр сени алдап, үстүңдин ғәлибә қилиду; нениңни йегәнләр саңа қилтақ қуриду» — бу айәт бәлким әрәбләрниң Едомийларни алдам халтисиға чүшүрүп, уларни өз зиминидин һайдиветиши тоғрилиқ бешарәт бериду (вәқә бәлким миладийәдин илгәрки 6-әсирниң ахирида болған). Ибраний тилини чүшиниш тәс. Бешарәт кәлгүсидики ишларни көрсәткини билән, пеиллар «өткән заман»да ипадилиниду. Адәттә ибраний тилида бешарәт «өткән заман»да ипадиләнгән болса, униң җәзмәнлигини тәкитләйду.
□1:8 «Мән шу күни... Едомдин данишмәнләрни, Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?» — «шу күни» бәлким Бабил империйәси уларға таҗавуз қилидиған күнини (миладийәдин илгәрки 587-жили) яки әрәбләр уларни алдап һайдиветидиған күнини, йәнә ахирқи заманда «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситишиму мүмкин. Едом өз данишмәнлири билән даңқи чиққан. Аюп пәйғәмбәрниң үч достидин бири болған «Теманлиқ Елифаз»му Едомлуқ еди.
□1:9 «Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман,...» — «Теман» Едомниң чоң бир шәһири.
■1:10 Яр. 27:41; Әз. 35:5; Ам. 1:11
□1:16 «Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ғәзивимни ичкиниңдәк» — ибраний тилида «чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ичкиниңдәк...» — Чүшәнчимиз бойичә Едомийлар Худаниң қолида униң ғәзивини ичкән еди. Башқа бир хил чүшәнчиси, Едомийлар Йәһуда үстидин қилған ғәлибисини тәбрикләп, «Худаниң муқәддәс теғи»да шарап ичкән; вә улар (айәтниң иккинчи қисми бойичә) шу гунайи үчүн барлиқ әлләр билән тәң Худаниң ғәзивини ичиду. «Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду» — әлләрниң немини ичиду? Худаниң ғәзивини ичиду (мәсилән «Зәб.» 74:8-9, «Йәш.» 49:26, «Йәр.» 25:15-16, «Зәб.» 15:4ниму көрүң).
□1:17 «Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ Зион теғида қутулуп қалғанлар болиду».
□1:19 «Йәһуданиң җәнубидикиләр» — ибраний тилида «Нәгәвдикиләр». «Нәгәв» — Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чоң чөл-баяван. «Йәһуданиң җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, ... Бинямин Гилеадқа егә болиду» — 19-айәттики бешарәтләрниң көп қисми миладийәдин илгәрки 2-әсирдә әмәлгә ашурулиду («Макаббийлар» һәм «Йосефус» дегән кона тарихий китапларда хатириләнгән). Бирақ пикиримизчә, бу бешарәтниң толуқ әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болиду.
□1:20 «Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қанаанға қайтип кәлгән, сүргүн болған Исраиллар җамаити... ».
□1:21 «Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду» — яки «улар Әсав теғи үстидин һөкүм чиқириду». «Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!» — һазир «Әсав теғидикиләр»ниң һеч қайсиси Едомлуқлар әмәс (18-айәтни көрүң). Бу «қутқузғучилар»ниң ким екәнлиги дейилмиди; пикримизчә, «қутқузғучилар» кона заманларда Исраилни қутқузған пәйғәмбәрләр вә «батур һакимлар» сүпитидә болиду. Улар һазир өлүмдин тирилгән. Исраил Худаниң толуқ идарә-һөкүми астида болуп, униң әһвали пүтүнләй мукәммәл болиду.