18
Шилоһда жиғилиш — қалған йәттә қәбилиниң мираси
1 Пүткүл Исраиллар җамаити Шилоһқа жиғилип, у йәрдә ибадәт чедири тикти. Гәрчә зимин уларниң алдида бойсундурулған болсиму, □ «Шилоһ» — муқәддәс чедир тунҗа тикләнгән шәһәр еди. 2 лекин Исраиллар арисида өз мирас үлүши техи тәқсим қилинмиған йәттә қәбилә қалған еди. 3 Шуңа Йәшуа Исраилларға мундақ деди: — «Ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә бәргән бу зиминни қолуңларға елишқа суслуқ қилип қачанғичә кәйнигә сүрисиләр? 4 Силәр өзүңлар үчүн һәр қәбилидин үч адәмни таллаңлар; мән уларни қозғилип бу пүткүл зиминни айлинип чиқип, уни һәр бир қәбилә өз мирас үлүшигә мувапиқ сизип-хатириләшкә, андин қешимға йенип келишкә әвәтимән. 5 Улар зиминни йәттә үлүшкә бөлсун; лекин Йәһуда қәбилиси болса җәнуптики өз үлүш зиминида туривәрсун, Йүсүпниң җәмәтиму шимал тәрәптики өз үлүш зиминида туривәрсун. 6 Силәр зиминни йәттә үлүшкә бөлүп, пасилини хатириләп сизип йенимға келиңлар; андин мән Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида бу йәрдә силәр үчүн чәк ташлаймән. 7 Амма Лавийларниң болса, араңларда үлүши болмайду, чүнки Пәрвәрдигарниң каһинлиғи уларниң мирасидур. Гад билән Рубән вә Манассәһ йерим қәбилиси болса Иордан дәриясиниң у қети, шәриқ тәрипидә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән йәрләрни аллиқачан алғандур».
8 Зиминни хатириләшкә бекиткән кишиләр қозғилип йолға чиққанда, Йәшуа уларға қаттиқ җекиләп: — Силәр берип зиминни айлинип, уни сизип-хатириләп мениң қешимға йенип келиңлар; андин мән мошу йәрдә, Шилоһниң өзидә Пәрвәрдигарниң алдида силәр үчүн чәк ташлаймән, деди.
9 Шундақ девиди, бу адәмләр берип зиминни айлинип, уни сизип-хатириләп, шәһәрләр бойичә йәттә үлүшкә бөлүп, хатиригә сизип, Шилоһдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға йенип кәлди.
10 Андин Йәшуа Шилоһда Пәрвәрдигарниң алдида улар үчүн чәк ташлиди вә шу йәрдә қәбилә-җәмәти бойичә зиминни Исраилларға тәқсим қилип бәрди.
Биняминниң мираси
11 Биняминлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә чәк тартилди; улар чәк арқилиқ еришкән зимин Йәһудалар билән Йүсүпләрниң зимини оттурисидики жут болди. 12 Уларниң шималий чегариси Иордан дәриясидин башлап, Йерихониң шимал тәрипидики даванни яндап, ғәрип тәрипигә қарап тағлиқ жутқа чиқип вә Бәйт-Авәнниң чөлигә тутишатти; ■ Йә. 7:2 13 андин Лузға чиқип, луз, йәни Бәйт-Әлниң җәнуп тәрипини яндап өтүп, астин Бәйт-Һоронниң җәнубидики таққа йеқин Атарот-Аддарға чүшти; 14 чегара шу йәрдин өтүп ғәриптин җәнупқа қайрилип, Бәйт-Һоронниң җәнубиниң удулидики тағдин Йәһудаларниң шәһәрлиридин бири болған Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим)ға туташти. Бу ғәрип тәрәпниң чегариси еди. 15 Җәнуп тәрәпниң чегариси Кириат-Йеаримниң четидин башлап ғәрип тәрипигә меңип, Нәфтоаһтики су мәнбәсигә туташти; □ «Нәфтоаһтики су мәнбәсигә» — ибраний тилида «Нәфтоаһтики суларниң булиқиға». 16 чегара андин Рәфайийларниң җилғисиниң шимал тәрипигә җайлашқан Бән-Һинномниң җилғисиниң удулидики тағниң бешиға чүшүп, андин Һинномниң җилғиси билән йәнә чүшүп, Йәбусийларниң егизлигиниң җәнуп тәрипи билән меңип, андин Ән-Рогәл булиқиға йәтти; ■ Йә. 15:7, 8 17 андин шимал тәрипигә қайрилип Ән-Шәмәш булиқидин өтүп, Адуллам давининиң удулидики Гәлилотқа берип, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиға чүшүп, ■ Йә. 15:6 18 вә Арабаһ түзләңлигиниң шимал тәрипидики егизликтин өтүп, Арабаһ түзләңлигигә чүшти. 19 Андин чегара шимал тәрипигә чиқип Бәйт-Һоглаһниң давиниға тутишип, Иордан дәриясиниң җәнубий еғизида, йәни Шор деңизиниң шималий қолтуғида ахирлашти. Бу җәнуп тәрәпниң чегариси еди. 20 Шәриқ чегариси болса Иордан дәриясиниң өзи еди. Бу Биняминларниң үлүши болуп, уларға җәмәт-аилири бойичә тохтитилған мирас зимининиң чегариси шу еди.
21 Биняминлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тәккән шәһәрләр болса төвәндикиләрдур: — Йерихо, Бәйт-Һоглаһ, Емәк-Кәзиз, 22 Бәйт-Арабаһ, Зәмарайим, Бәйт-Әл, 23 Аввим, Параһ, Офраһ, 24 Кәфар-Һаамонай, Офни вә Геба болуп, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди; 25 Буниңдин башқа Гибеон, Рамаһ, Бәәрот, 26 Мизпаһ, Кәфираһ, Мозаһ, 27 Рәкәм, Ирпәәл, Таралаһ, 28 Зәлаһ, Һа-Әләф, Йәбуси (йәни Йерусалим), Гибеаһ вә Кириат болуп, җәмий он төрт шәһәр вә униңға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди. Бу болса Биняминларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.□ «Һа-Әләф» — яки пәқәт «Әләф» (мениси «миң»)