□31:1 «Мән көзүм билән әһдиләшкән; шуниң үчүн мән қандақму қизларға һәвәс қилип көз ташлап жүрәй?» — мана биз бу йәрдин Аюпниң өзиниң бирдин бир һәмрийи болған аялиға садиқ болуп өткәнлигини көрүвалалаймиз. У өз аялиға пәқәт сирттин қариғандила әмәс, бәлки чин жүригидин садақәтмән еди. У бу бабта нишан қилған пәзиләт, Мәсиһ Әйса Инҗилда тәләп қилған пәзиләткә наһайити йеқин келиду (йәни, адәмниң қәлб-ойлирини башқуридиған һәққанийлиқ һәм меһир-муһәббәт). Инҗил, «Матта» 5-7-бапни көрүң.
■31:4 2Тар. 16:9; Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; 15:3; Йәр. 32:19
□31:8 «Бихлирим жулунуп ташливетилсун!» — «бихлирим» дегән сөзниң «балилирим» дегән көчмә мәнасиму бар.
□31:10 «Өз аялим башқиларниң түгминини тартидиған күнгә қалсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аялим башқа бириси билән биллә болсун».
■31:15 Аюп 34:19; Пәнд. 14:31; 17:5
□31:31 «Әгәр чедиримдикиләр мән тоғрилиқ: «ғоҗайинимизниң дәстихинидин йәп тоюнмиған қени ким бар?» демигән болса...» — дәрвәқә, Аюпниң бу гепи һәм шуниңға охшаш нурғун сөзлири һәқиқәт болмиған болса, әнди өз жутидикиләр, чедирдикиләр уни аңлапла гувалиқ қилип дәрһал инкар қилатти.
□31:34 «Әгәр Адәм атимиздәк итаәтсизликлиримни япқан... ... Җәмийәтниң кәмситишлири маңа вәһимә қилған болса, шуниң билән мән талаға чиқмай жүргән болсам,...» — (33-34-айәт) әслидә Адәм атимиз гунайини Худадин йошурмақчи болуп дәрәқләр ичигә мөкүвалған еди. Әмилийәттә адәм өз гуналирини Худаниң алдида очуқ-ашкарә етирап қилсила дәрһал униң ярдимигә еришәләйду. Шундақ қараймизки, Аюп мошу йәрдә «Әгәр гуна қилған болсам, Худаниң алдида етирап қилаттим; ундақта халайиқтин һеч қорқмайттим» демәкчи. Бәзи адәмләрниң гуна қилмаслиғиниң бирдин-бир сәвәви башқиларниң көрүп қалмаслиғи үчүн болиду — йәни халайиқниң пикридин болған қорқунучисидинла, халас. Аюп һәргиз бундақ хилдики адәмләрдин әмәс, һәрдайим Худани өз алдида әң алий орунға қойиду.
□31:35 «Һәммигә Қадир маңа җавап бәрсун! Рәқибим мениң үстүмдин әрз язсун!» — биз «мениң рәқибим» дегән бу сөзни йәнила Худани көрситиду, дәп тәһлил қилимиз. Йәнә бәзи шәрһчиләр уни Аюпниң үч достлини көрситиду, дәп қарайду.
□31:37 «Мән униңға қәдәмлиримниң пүтүн санини һесаплап берәттим» — «Униңға» йәни Худаға, демәкчи.
□31:40 «Арпиниң орнида мәстәк өссун!» — «мәстәк» буғдайға зиян йәткүзидиған бир хил өсүмлүк; йәнә «күрмәк» дәпму атилиду.