□14:1 «Пәрвәрдигар Яқупқа рәһимдиллик көрситиду, Йәнә Исраилни таллайду ...» — оқурмәнләр Тәвраттики «Яритилиш» дегән қисимни оқуған болса есидә бар болидуки, Худа һәзрити Яқупниң исмини «Исраил»ға өзгәрткән. Йәһудий хәлқи (Исраиллар) Яқупниң әвлатлиридин ибарәт. Шуңа «Йәшая» китавида, «Яқуп» яки «Исраил» адәттә Йәһудийлар, йәни Исраил хәлқини көрситиду. Әгәр текст һәзрити Яқуп (Исраил)ниң өзини көрсәткән болса, изаһат беримиз.
□14:8 «қариғайлар» вә «кедирлар» — шүбһисизки, һәр хил падишалар яки падишалиқларни көристиду. Кедир дәриғи болса йоған, интайин чирайлиқ дәрәқ болуп, улуқ падишаларни яки падишалиқларни билдүриду.
□14:10 «Уларниң һәммиси (өлүкләрниң роһлири) саңа қарап мундақ дәйду: — «Сениң һалиңму бизләрниңкидәк бошап кәттиму?» — Худаға етиқат қилмиған, тәһтисарада ятқан өлүкләрниң роһлириниң әһвали мошу йәрдә аян қилиниду. Улар бу аләмдикиләргә һеч қандақ ярдәм берәлмәйду; чүнки уларниң һали аллиқачан «бошап кәткән» болиду.
□14:12 «И Чолпан, Сәһәр балиси, сән қандақ қилип асмандин жиқилип чүшкәнсән!» — мошу айәтләрдики бешарәтләрдә, көрүнгән мәнзирә Бабил падишасидин дәҗҗал вә дәҗҗалниң кәйнидики күч-йөләнчүки болған Шәйтанға йөткилиду. Дәҗҗал бәлким кәлгүсидә Бабилниң падишасиму болиду. Шәйтанниң әслидә чирайлиқ, күчлүк, парлақ бир пәриштә, йәнә «Чолпан» болғанлиғи көрүниду. Мошу айәтләрдиму юлтузлар вә пәриштиләрниң бир-бири билән мунасивәтлик болғанлиғи көрүниду. «Сән йәр йүзигә ташливетилдиң!» — ибраний тилида «сән йәр йүзигә кесиветилдиң».
□14:13 «җамаәтниң теғида»... «шимал тәрәпләрдә» — бәлким пәриштиләрниң самави җамаитини яки Исраилниң җамаитини билдүриду — демәк, Шәйтан Худаға мәнсуп болған җамаәтниң тегишлик ибадитини өзигә қаритивелишқа қизиқиду.
□14:14 «юлтузлар... булутлар...» — 13- вә 14-айәттики «юлтузлар» вә «булутлар» бәлким пәриштиләр, асмандики самави қошунларни көрситиду.
□14:18 «қараңғулуқтики өз өйи» — һәм йәр йүзидики мазари һәм тәхтисарада ятқан җайниму көрситиду.
□14:19 «һаңниң тәһтигә...» — ибраний тилида «һаңниң ташлириға».
■14:20 Аюп 18:19; Зәб. 20:11; 37:28; 109:13
□14:21 «улар орнидин туруп йәр-җаһанни ишғал қилмайду, йәр йүзини шәһәргә тошқузуветәлмәйду» — мошу сөзләр тунҗа «Бабил» шәһири, йәни «Бабил мунари» җайлашқан шәһәр билән мунасивәтлик. Уларниң мәхсити өзлириниң намини чоң көрситип, өз шәһирини пүткүл йәз-зиминни башқуридиған қилиштин ибарәт еди («Яр.» 11-бапни көрүң).
■14:22 Аюп 18:19; Зәб. 20:11; 36:28
□14:23 «һувқуш» — башқичә тәрҗимиси болуши мүмкин; у чоқум хилвәт җайларда туридиған бир җанивар.
□14:25 «Өз зиминимда ... Өз тағлиримда...» — Худаниң «Өз зимини», «Өз тағлири» болса Исраилниң зимини Пәләстиндур.
■14:27 2Тар. 20:6; Аюп 9:12; Пәнд. 21:30; Дан. 4:32
□14:29 «иланниң йилтизидин зәһәрлик бир илан чиқиду, униң нәсли болса дәһшәтлик учар илан болиду» — Аһаз өлгәндә, Филистийләрниң бәш шәһәр иттипақдиши Асурийәгә қарши Йәһуда билән бир иттипақни бәрпа қилмақчи болиду. Шуңа улар Йәһуданиң йеңи падишаси Һәзәкияға әлчиләрни әвәткән. Бешарәт шу чағда берилгән (32-айәтни көрүң). Йәшая пәйғәмбәр мошу бешарәттә, иттипақлишишни рәт қилиш, пәқәт Пәрвәрдигарғила тайиниш керәк, демәкчи (йәнә 32-айәтни көрүң). «Таяқ», йәни «илан» бәлким Аһазниң өзи болуши мүмкин. Филистийә Исраилниң зиминидин бир қисмини ишғал қилған еди. Аһаз падиша бәлким улар билән әшу зимин үстидин урушқан болуши мүмкин (Тәвраттики «2Тар.» 28-бапни көрүң). Униң оғли Һәзәкия болса Филистийәгә тақабил туруп Исраилниң зиминини қайтурувалиду (Тәвраттики «2Пад.» 18-бапни көрүң). Шуңа Һәзәкия бәлким бешарәттики «зәһәрлик илан» болуши мүмкин. «Дәһшәтлик учар илан» болса, әң хәтәрлик илан болуп, кәлгүсидә Исраилни барлиқ дүшмәнлиридин толуқ қутқузидиған Мәсиһни көрситиду.
□14:30 «Қалған қисмиңму у тәрәптин өлтүрүлиду» — демәк, охшашла ачарчилиқтин өлтүрүлиду.
□14:31 «ис-түтәклик бир түврүк өрләйду» — бәлким дүшмән қошунлири пурқиритидиған чаң-тозаңларни көрситиши мүмкин. Мошу айәтниң ибраний тилидикисини чүшиниш тәс.
□14:32 «бу әлниң әлчилири» — Филистийләрниң әлчилири болса керәк.