Баш каһинниң муқәддәс кийимлир
□28:4 «Әфод» вә «қошен» — булар вә қатарлиқлар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни вә мунасивәтлик схемиларни көрүң. «Әфод» җилиткигә охшайдиған бир хил кийим, «қошен» каһинниң мәйдисигә тақилидиған мәйдә янчуқ болуп, үстигә он икки қәбилигә вәкиллик қилидиған он икки қиммәтлик таш бекитилгән.
□28:7 «...икки долисида мүрилик тасма болсун» — мунасивәтлик схемини көрүң.
□28:8 «Әфодниң бәлвеғи» — 5-айәттә тилға елинған бәлвағ әмәс. «Лав.» 8:7ни көрүң.
□28:13-14 «йәнә икки көзлүк» — мошу икки көзлүк әфодниң икки мүрисигә бекитилгән, 9-12-айәтләрдә тилға елинған икки ақ һеқиқ орунлаштурулған көзлүкләрдур.
□28:15 «Һөкүм қошени» — ичидики «урим вә туммим» дегән ташлар арқилиқ Худаниң мәлум иш тоғрисидики ирадисини яки һөкүмини сораш үчүн ишлитилгән (30-айәтни көрүң).
□28:16 «У икки қат, төрт часа қилинсун» — демәк, янчуқ шәклидә.
□28:23 «қошенниң жуқуриқи икки бүҗигигә» — ибраний тилида «қошенниң икки бешиға».
□28:26 «қошенниң асти тәрипидики икки бүҗигигә» — ибраний тилида «қошенниңИкки бешиға».
□28:29 «қошен» — қошен вә униң мунасивәтлик тәпсилатлирини көрүш үчүн мунасивәтлик схемини көрүң.
□28:30 «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. Һәмдә улардин һәр хил җавап чиқатти; мәсилән, «шундақ», «яқ» дегәндәк. Бәзи әһвалларда һеч қандақ җавап бәрмәслигиму мүмкин (мәсилән, «Һак.» 20:23, «1Сам.» 14:37, 23:2-4, 28:6, «2Сам.» 2:1 қатарлиқларни көрүң). «Урим»ниң мәнаси «нурлар», «Туммим»ниң мәнаси «мукәммәллик» яки «мукәммәл ишлар» дегәнлик; лекин уларниң тәпсилатлири һазир бизгә намәлум.
□28:31 «Әфодниң ичидики тон» — тон әфодниң ичигә кийилиду (мунасивәтлик схемини көрүң).
□28:32 «савут» — җәңчиниң алаһидә кийими.
□28:33-34 «анарлар» — мошу «анарлар» марҗандәк чоңлуқта тоқулған болуши керәк.
□28:35 «Һарун ... Пәрвәрдигарниң алдиға кирип-чиққанда қоңғурақларниң авази аңлинип туриду-дә, у өлүмдин аман қалиду» — қоңғурақларниң авазлири Худаға баш каһинниң Исраилға вәкиллик қилидиғанлиғини әслитиду.
□28:36 «отуғат» — баш кийимигә тақилидиған кичик тахта яки мәнсәп бәлгүсидин ибарәт.
□28:38 «Исраилларниң муқәддәс қилип кәлтүргән барлиқ муқәддәс һәдийәлиригә чаплашқан гуналар» — буниң мәнаси: (1) Исраилларниң мошу һәдийә-қурбанлиқларни кәлтүрүштин мәхсити (Худаниң сөзигә асасән) гунайини йепиштин ибарәттур, шуңа һәдийәләр гуна билән мунасивәтлкитур; (2) Исраиллар һәдийә-қурбанлиқлирини кәлтүргинидә кәлтүрүш усулида диққәтсизликтин һәдийәләр гунаға четилип қелиши мүмкин яки һәдийә кәлтүргүчиниң нийәтлиригә мәлум яман ғәрәз четилишлиқ болуши мүмкин. Биз иккинчи чүшәнчигә майил.
□28:39 «канап рәхттин бир көйнәк тоқуғин» — яки «канап рәхттин аличипар бир халта көйнәк тиккин». «кәштиләнгән бир бәлвағ ясиғин» — бу бәлвағ әфодниңки әмәс. «Лав.» 8:7ни көрүң.
□28:41 «Мениң алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуш» — бу айәттики «алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуш» ибраний тилида «қолға тутқузуш» яки «қолға бериш» дегән сөз билән ипадилиниду. Каһинлиқ вәзиписи асасән Худаниң қурбанлиқлирини өз қолиға елиш билән башлинатти; шуңа улар қолиға һеч қандақ башқа ишларни елишиға болмайтти.
□28:43 «җамаәт чедириға киргәндә» — мошу йәрдә чедирниң һойлисиға киришни көрситиду.