Юһанна «3»
1
«Расул Юһанна язған үчинчи мәктуп»
Мәнки ақсақал өзүм һәқиқәттә сөйгән сөйүмлүк Гаюсқа салам! И сөйүмкүк достум, җениң гүлләнгәндәк, һәммә ишлириңниң гүллинишигә вә тениңниң саламәт болушиға тиләкдашмән. «И сөйүмкүк (достум), җениң гүлләнгәндәк, һәммә ишлириңниң гүллинишигә вә тениңниң саламәт болушиға тиләкдашмән» — «җениңниң гүлләнгәндәк...»: — демәк, Гаюсниң ички дунияси интайин бай, роһий байлиқлири наһайити көп.
Бу айәткә қариғанда, Худаниң өз пәрзәнтлиригә болған ирадисини умумән ейтқанда уларниң тениниң сағлам болуши, дегили болиду.
Қериндашлар келип, сәндә болған һәқиқәт тоғрилиқ гувалиқ бәргәндә, мән интайин бәк хошалландим; чүнки сән һәқиқәттә давамлиқ меңиватисән. «сәндә болған һәқиқәт тоғрилиқ гувалиқ бәргәндә,...» — яки «сениң тоғраңдә һәқиқәт бойичә гувалиқ бәргәндә,...». Маңа нисбәтән, әзиз балилиримниң һәқиқәттә меңиватқанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур. «Маңа нисбәтән, әзиз балилиримниң һәқиқәттә меңиватқанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур» — «әзиз балилирим»: — бу айәттин бизгә рошәнки, Гаюс (бәлким хелә бурунла) расул Юһанна арқилиқ хуш хәвәрни қобул қилған вә шундақла униң «әзиз балилири»дин бири болуп қалған.
 
Хуш хәвәр хизмитидә болидиғанларға ярдәм бериш
Сөйүмлүк достум, йениңға барған қериндашларға (гәрчә улар саңа натонуш болсиму) қилғанлириңниң һәммисидә ихласмәнлигиң испатлиниду. «Сөйүмлүк достум, йениңға барған қериндашларға (гәрчә улар саңа натонуш болсиму) қилғанлириңниң һәммисидә ихласмәнлигиң испатлиниду» — бу қериндашлар җамаәтләргә тәсәлли-риғбәт йәткүзүш, тәлим бериш вә хуш хәвәрни тарқитиш үчүн яқа жутларға чиққан. 7-айәтни көрүң. Улар җамаәт алдида сениң бу меһир-муһәббитиң тоғрисида гувалиқ бәрди. Уларни йәнә Худаниң йолиға лайиқ сәпиригә узитип қойсаң, яхши қилған болисән. «Улар җамаәт алдида сениң бу меһир-муһәббитиң тоғрисида гувалиқ бәрди» — «җамаәт» мошу йәрдә муәллипниң өз җамаитини көрсәтсә керәк. «Уларни йәнә Худаниң йолиға лайиқ сәпиригә узитип қойсаң, яхши қилған болисән» — «Уларни ... сәпиригә узитип қойсаң...»: — бу айәтниң хәвиригә қариғанда, бу қериндашлар хуш хәвәрни тарқитишқа чиққанда, бурун бир қетим Гаюс тәрипидин күтүвелинған. Шуниңдин кейин улар Юһаннаниң, шундақла өз җамаитиниң йениға қайтип кәлди, Гаюс тоғрилиқ гувалиқ бәрди. Улар һазир қайтидин сәпәргә чиққан, Юһанна Гаюсқа язған ушбу хәтни бәлким сәпәргә чиққанлар Гаюсқа тапшурушқа елип бариду. Чүнки улар сәпәрдә ят әллик етиқатсизлардин һеч немә алмай, шу мубарәк нам үчүн йолға чиқти. «Чүнки улар (сәпәрдә) ят әллик етиқатсизлардин һеч немә алмай, шу мубарәк нам үчүн йолға чиқти» — «ят әллик етиқатсизлар» мошу йәрдә «ят әлликләр» яки «ят әлләр» дегән сөз билән ипадилиниду. Адәттә бу сөз «Йәһудий болмиған әлләр»ни көрситиду, лекин мошу йәрдә «етиқатсизлар» дегән көчмә мәнидә ишлитилиду.
«Шу мубарәк нам үчүн» — грек тилида пәқәт «нам» билән ипадилиниду; чүнки Юһанна вә шу қериндашлар үчүн пәқәт бирла нам мәвҗут еди (йәни бирдин-бир Мәсиһниң намидур). Мәсилән, «1Юһ.» 2:12ниму көрүң).
Шуңа, һәқиқәт билән хизмәтдаш болуп тәң ишлигүчи болуш үчүн биз шундақларни қоллап-қувәтлишимизгә тоғра келиду. «Шуңа, һәқиқәт билән хизмәтдаш болуп тәң ишлигүчи болуш үчүн биз шундақларни қоллап-қувәтлишимизгә тоғра келиду.» — «һәқиқәт билән хизмәтдаш болуп тәң ишлигүчи болуш үчүн» — буниңға қариғанда «һәқиқәт» дегән ибарә «Һәқиқәтниң Роһи», йәни Муқәддәс Роһниң Өзини көрситиду.
«Қоллап-қувәтләш» — грек тилида «қобул қилиш»дегән пеил билән ипадилиниду вә өйдә күтивелишини чоқум өз ичигә алиду.
«Биз шундақларни қоллап-қувәтлишимизгә тоғра келиду» — бу айәттики «биз» шүбһисизки, барлиқ етиқатчиларни өз ичигә алиду.
Бу тоғрилиқ җамаәткә мәктүп яздим. Лекин уларниң арисида өзини чоң тутуп, җамаәткә баш болуш тамасида болған Диотрәпәс бизни қобул қилмайду. «Бу тоғрилиқ җамаәткә мәктүп яздим. Лекин уларниң арисида өзини чоң тутуп, җамаәткә баш болуш тамасида болған Диотрәпәс бизни қобул қилмайду» — рошәнки, бу айәттә тилға елинған «җамаәт» Юһанна яки Гаюс билән мунасивәтлик җамаәт әмәс, бәлки Гаюс турған жутқа йеқин җайлашқан бир җамаәт еди. 10 Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини, йәни униң бизниң үстимиздин қилған рәзил сөзлири билән ғәйвитини йүзигә салимән; у униңлиқ биләнла тохтап қалмайду, йәнә сәпәрдики қериндашларни қобул қилмайла қалмай, қобул қилмақчи болғанларниму тосиду вә һәтта уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду. «Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини, йәни униң бизниң үстимиздин қилған рәзил сөзлири билән ғәйвитини йүзигә салимән» — «йүзигә салимән» грек тилида «әслитимән» билән ипадилиниду. Юһанна бу яманлиқни Диотрәпәстин башқа һеч кимгә әсләтмәйду! «У униңлиқ биләнла тохтап қалмайду, йәнә (сәпәрдики) қериндашларни қобул қилмайла қалмай...» — бу «қериндашлар» жуқурида тилға елинған хуш хәвәрни тарқитиш үчүн йолға чиққан қериндашлардур. «... қериндашларни қобул қилмайла қалмай, қобул қилмақчи болғанларниму тосиду вә һәтта уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду» — Диотрәпәсниң җамаәткә ақсақал болған-болмиғанлиғи ениқ әмәс, ишқилип җамаәт ичидә хелә тәсири бар адәм болса керәк.
11 И сөйүмлүк достум, яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә алғин. Яхшилиқ қилғучи Худадиндур. Яманлиқ қилғучи Худани һеч көрмигәндур. Зәб. 36:27; Йәш. 1:16; 1Пет. 3:11; 1Юһа. 3:6.
12 Демитриусни болса һәммәйлән, һәтта Һәқиқәтниң өзи яхши гувалиқ берип тәрипләйду. Бизму униңға гувалиқ беримиз вә гувалиғимизниң һәқиқәт екәнлигини сәнму билисән. «Демитриусни болса һәммәйлән, һәтта һәқиқәтниң өзи яхши гувалиқ берип тәрипләйду» — мүмкинчилиги барки, Демитриусниң өзи Юһаннаниң йенидин йолға чиққан «хуш хәвәрчи қериндашлар»ниң бири (һәтта уларниң башлиғи) еди.
«Һәқиқәтниң өзи... гувалиқ бериду» — Бизниңчә мошу йәрдә «һәқиқәт» шүбһисизки, «Һәқиқәтниң Роһи», йәни Муқәддәс Роһниң өзини көрситиду. Демәк, Муқәддәс Роһ билән толған һәр бир киши Демитриус билән учрашқанда, өзиниң роһида Демитриусниң қандақ адәм екәнлиги тоғрилиқ Муқәддәс Роһтин болған гувалиғи болиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
«һәқиқәт екәнлигини сәнму билисән» яки «һәқиқәт екәнлигини силәрму билисиләр».
 
13 Саңа язидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин қәләм билән сияһни ишләткәндин көрә, «лекин қәләм билән сияһни ишләткәндин көрә, ...» — грек тилида «лекин сияһ вә қәләмни ишләткәндин көрә, ...» дейилиду.   2Юһа. 12. 14 Сән билән пат арида дидар көрүшүшни арзу қилимән; шу чағда дәқәмдәдә сөзлишимиз. 15 Саңа хатирҗәмлик яр болғай! Достлардин саңа салам. Сәнму у йәрдики достларға исим-фамилилири бойичә мәндин салам ейтқайсән. «Саңа хатирҗәмлик яр болғай! Достлардин саңа салам» — «достлар» Юһаннаниң йенидики барлиқ қериндашларни көрсәтсә керәк. Юһанна «сениң достилириң» яки «мениң достлирим» демәйду. Һәқиқий қериндаш болса һәр бир башқа қериндашқа, йәни Худани сөйгүчиләрниң һәммисигә досттур. Сәнму у йәрдики достларға исим-фамилилири бойичә мәндин салам ейтқайсән» — жуқурида ейтқинимиздәк, «достлар» мошу йәрдә Гаюсниң йенидики барлиқ қериндашларни көрситиду.

1:2 «И сөйүмкүк (достум), җениң гүлләнгәндәк, һәммә ишлириңниң гүллинишигә вә тениңниң саламәт болушиға тиләкдашмән» — «җениңниң гүлләнгәндәк...»: — демәк, Гаюсниң ички дунияси интайин бай, роһий байлиқлири наһайити көп. Бу айәткә қариғанда, Худаниң өз пәрзәнтлиригә болған ирадисини умумән ейтқанда уларниң тениниң сағлам болуши, дегили болиду.

1:3 «сәндә болған һәқиқәт тоғрилиқ гувалиқ бәргәндә,...» — яки «сениң тоғраңдә һәқиқәт бойичә гувалиқ бәргәндә,...».

1:4 «Маңа нисбәтән, әзиз балилиримниң һәқиқәттә меңиватқанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур» — «әзиз балилирим»: — бу айәттин бизгә рошәнки, Гаюс (бәлким хелә бурунла) расул Юһанна арқилиқ хуш хәвәрни қобул қилған вә шундақла униң «әзиз балилири»дин бири болуп қалған.

1:5 «Сөйүмлүк достум, йениңға барған қериндашларға (гәрчә улар саңа натонуш болсиму) қилғанлириңниң һәммисидә ихласмәнлигиң испатлиниду» — бу қериндашлар җамаәтләргә тәсәлли-риғбәт йәткүзүш, тәлим бериш вә хуш хәвәрни тарқитиш үчүн яқа жутларға чиққан. 7-айәтни көрүң.

1:6 «Улар җамаәт алдида сениң бу меһир-муһәббитиң тоғрисида гувалиқ бәрди» — «җамаәт» мошу йәрдә муәллипниң өз җамаитини көрсәтсә керәк. «Уларни йәнә Худаниң йолиға лайиқ сәпиригә узитип қойсаң, яхши қилған болисән» — «Уларни ... сәпиригә узитип қойсаң...»: — бу айәтниң хәвиригә қариғанда, бу қериндашлар хуш хәвәрни тарқитишқа чиққанда, бурун бир қетим Гаюс тәрипидин күтүвелинған. Шуниңдин кейин улар Юһаннаниң, шундақла өз җамаитиниң йениға қайтип кәлди, Гаюс тоғрилиқ гувалиқ бәрди. Улар һазир қайтидин сәпәргә чиққан, Юһанна Гаюсқа язған ушбу хәтни бәлким сәпәргә чиққанлар Гаюсқа тапшурушқа елип бариду.

1:7 «Чүнки улар (сәпәрдә) ят әллик етиқатсизлардин һеч немә алмай, шу мубарәк нам үчүн йолға чиқти» — «ят әллик етиқатсизлар» мошу йәрдә «ят әлликләр» яки «ят әлләр» дегән сөз билән ипадилиниду. Адәттә бу сөз «Йәһудий болмиған әлләр»ни көрситиду, лекин мошу йәрдә «етиқатсизлар» дегән көчмә мәнидә ишлитилиду. «Шу мубарәк нам үчүн» — грек тилида пәқәт «нам» билән ипадилиниду; чүнки Юһанна вә шу қериндашлар үчүн пәқәт бирла нам мәвҗут еди (йәни бирдин-бир Мәсиһниң намидур). Мәсилән, «1Юһ.» 2:12ниму көрүң).

1:8 «Шуңа, һәқиқәт билән хизмәтдаш болуп тәң ишлигүчи болуш үчүн биз шундақларни қоллап-қувәтлишимизгә тоғра келиду.» — «һәқиқәт билән хизмәтдаш болуп тәң ишлигүчи болуш үчүн» — буниңға қариғанда «һәқиқәт» дегән ибарә «Һәқиқәтниң Роһи», йәни Муқәддәс Роһниң Өзини көрситиду. «Қоллап-қувәтләш» — грек тилида «қобул қилиш»дегән пеил билән ипадилиниду вә өйдә күтивелишини чоқум өз ичигә алиду. «Биз шундақларни қоллап-қувәтлишимизгә тоғра келиду» — бу айәттики «биз» шүбһисизки, барлиқ етиқатчиларни өз ичигә алиду.

1:9 «Бу тоғрилиқ җамаәткә мәктүп яздим. Лекин уларниң арисида өзини чоң тутуп, җамаәткә баш болуш тамасида болған Диотрәпәс бизни қобул қилмайду» — рошәнки, бу айәттә тилға елинған «җамаәт» Юһанна яки Гаюс билән мунасивәтлик җамаәт әмәс, бәлки Гаюс турған жутқа йеқин җайлашқан бир җамаәт еди.

1:10 «Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини, йәни униң бизниң үстимиздин қилған рәзил сөзлири билән ғәйвитини йүзигә салимән» — «йүзигә салимән» грек тилида «әслитимән» билән ипадилиниду. Юһанна бу яманлиқни Диотрәпәстин башқа һеч кимгә әсләтмәйду! «У униңлиқ биләнла тохтап қалмайду, йәнә (сәпәрдики) қериндашларни қобул қилмайла қалмай...» — бу «қериндашлар» жуқурида тилға елинған хуш хәвәрни тарқитиш үчүн йолға чиққан қериндашлардур. «... қериндашларни қобул қилмайла қалмай, қобул қилмақчи болғанларниму тосиду вә һәтта уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду» — Диотрәпәсниң җамаәткә ақсақал болған-болмиғанлиғи ениқ әмәс, ишқилип җамаәт ичидә хелә тәсири бар адәм болса керәк.

1:11 Зәб. 36:27; Йәш. 1:16; 1Пет. 3:11; 1Юһа. 3:6.

1:12 «Демитриусни болса һәммәйлән, һәтта һәқиқәтниң өзи яхши гувалиқ берип тәрипләйду» — мүмкинчилиги барки, Демитриусниң өзи Юһаннаниң йенидин йолға чиққан «хуш хәвәрчи қериндашлар»ниң бири (һәтта уларниң башлиғи) еди. «Һәқиқәтниң өзи... гувалиқ бериду» — Бизниңчә мошу йәрдә «һәқиқәт» шүбһисизки, «Һәқиқәтниң Роһи», йәни Муқәддәс Роһниң өзини көрситиду. Демәк, Муқәддәс Роһ билән толған һәр бир киши Демитриус билән учрашқанда, өзиниң роһида Демитриусниң қандақ адәм екәнлиги тоғрилиқ Муқәддәс Роһтин болған гувалиғи болиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. «һәқиқәт екәнлигини сәнму билисән» яки «һәқиқәт екәнлигини силәрму билисиләр».

1:13 «лекин қәләм билән сияһни ишләткәндин көрә, ...» — грек тилида «лекин сияһ вә қәләмни ишләткәндин көрә, ...» дейилиду.

1:13 2Юһа. 12.

1:15 «Саңа хатирҗәмлик яр болғай! Достлардин саңа салам» — «достлар» Юһаннаниң йенидики барлиқ қериндашларни көрсәтсә керәк. Юһанна «сениң достилириң» яки «мениң достлирим» демәйду. Һәқиқий қериндаш болса һәр бир башқа қериндашқа, йәни Худани сөйгүчиләрниң һәммисигә досттур. Сәнму у йәрдики достларға исим-фамилилири бойичә мәндин салам ейтқайсән» — жуқурида ейтқинимиздәк, «достлар» мошу йәрдә Гаюсниң йенидики барлиқ қериндашларни көрситиду.